Презентация на тему Миллий урпи адәтләр

Раздел Технология
Класс 8 класс
Тип Презентации
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Дәрис мавзуси: Миллий урпи-адәтләр

( тәрбийә саати)

Мәхсити: 1) билимлик: Қиз балиларниң миллий урпи-адәткә бағлиқ

билимини тәкшүрәш, толуқтуруш

2) Риважландуруш: Қиз балиларниң бойидики қабилийитиниң

һәртәрәплимә екәнлигини көрситишкә мүмкинчилик ясаш,

өз вә өзгә милләтләрниң урпи-адәтлирини үгинишкә дәвәт

қилиш,билимини риважландуруш, хәлиқләр достлуғини

күчәйтиш.

3) Тәрбийәлик: Сәнъәткә болған қизиқишини, хуштарлиғини

ашуруш арқилиқ, жавапкәрчиликкә тәрбийәләш.Милләтләр

ара достлуққа, мәдәнийәтлик болушқа, миллий урпи-адәтләрни

әждатлардин әвладқа сақлап йәтқүзүшкә тәрбийәләш .

дәрис түри : мусабиқә

Көрнәкликләр: тәрбийә, билим, һүнәр тоғрилиқ дана сөзләр йезилған плакатлар.

Мусабиқиниң бериши:

1. Ечилиши

2. Турлар билән тонуштуруш

3. Адил қазиларни сайлаш

4. Мусабиқә

5. Йәкүн

Ечилиши:

Муәллим:

Әссаламу әләйкүм һөрмәтлик устазлар, қиммәтлик оқуғучилар!!! Бүгүн силәр «Миллий урпи-адәтләр» намлиқ тәрбийә саатини тамашә қилиш алдида турисиләр. Чирайлиқ миллий қол һүнәрләрни чоңқурлитип үгитиш вә миллий урпи-адәтләр билән тонуштуруш технология пәниниң асасий мәхсити. Тәрбийә саатини башлаштин авал Қазақстан Вәтинимизниң президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң «Ел болам десең бесігіңді түзе» дегән сөзинаһайити дурус вә мәнаси зор. Әлвәттә бу сөз Қазақстанда яшаватқан барлиқ хәлиқләргә ейтилған сөз. Бүгүнки күндә Қазақстанда 130дин ошуқ милләтлә яшайду. Қазақстан президенти Н.А.Назарбаевниң башчилиғида 1-март 1995жили «Қазақстан Хәлиқләр Ассамблеяси қурулди» ҚХАсс-ниң мәхсити -Қазақстанда яшаватқан барлиқ милләтләрниң өз-ара инақлиқлиғини,достлуғини мустәһкәмләш,гражданларниң сәясий мәдәнийитини шәкилләндүрүш, милләтләрниң урпи-адәтлирини қелиплаштуруш, риважландуруш.Бүгүнки күндә ҚР-да немис-49, қазақлар-40,корейлар - 36, татарлар - 29, славянлар - 27, чеченлар вә ингушлар - 26, азербайджанлар - 23, уйгурлар - 21, оруслар - 20, украинлар- 19, евреилар - 18, поляклар - 16, туркләр - 14, греклар-12, әрмәнләр - 11, белоруслар - 10, тунганлар - 10, курдлар, өзбәкләр - 8, казаклар - 6, туркменлар, болгарлар, дагестанцлиқлар 4тин, қирғизлар, таджиклар 3тин, карачайлар и балкарлар, хитайлар, чувашлар, каракалпаклар 2дин, ассирийлар, чехлар, Прибалтика хәлиқлири, грузинлар, осетиносетинлар, лезгинлар, иранлиқлар, бурятлар, венгрлар, румынлар 1.дин этномәдәнийәт мәркәзлири бар, 100дин артуқ миллий мәктәпләр, йәкшәнбилик мәктәпләр -170, 12 ана тилида оқуйдиған мәктәпләр бар,

Казақстанда 4 республикилиқ гезит вә 15 регионаллиқ миллий гезитлар, 6 миллий театр бар (казақ, орус, немис, уйғур, корей, өзбәк ) Қазақстанда бәхитлик хәлиқ яшайду. Милләтләр ара һәмдостлуқ күчлүк . Шуниң арқисида Қазақстанда яшаватқан һәр қандақ милләт өз урпи*адәтлирини сақлап қелиш мүмкинчилиги яритилған.Шу пурсәттин пайдилинипбүгүн

8-9-10-11синип қизлириниң арисида өтидиған тәрбийә саатида орус,уйғур вә қазақ хәлқиниң «миллий урпи-адәтләрни» диққитиңларға һавалә қилимиз.

Қени әнди бүгүнки мусабиқигә, һүнәргә тәлпүнүп турған өз миллитиниң жан көйәрлири болған: қазақ хәлқини,уйғур хәлқини вә орус хәлқини оттуриға сәһнигә тәклип қилайлуқ:

Қазақ хәлқиниң вәкиллири 8а-9а-10а-11а синип қизлири

Уйғур хәлқиниң вәкиллири 8б-9б-10б-11б синип қизлири

Орус хәлқиниң вәкиллири 8в-9в-11в синип қизлири

Мусабиқиниң турлири билән тонуштуруш

І. Өзини тонуштуруш

ІІ. Миллий урпи-адәтләрдин үзүндә көрситиду (5 балл билән һесаплиниду):

ІІІ. Соал-жаваплар

ІV. Өз һүнириңизни көрситиң (нахша вә уссул)

Адил қазиларни сайлап елиш

Мусабиқиниң бериши:

І. Тонуштуруш

Мусабиқигә қатнашқан милләтләр вәкиллири өзлирини шеир, нахша яки видеороликлар билән тонуштурса болиду. (Қизларниң сәһнидә өзини тутуши,сөзләш аһаңи, диқцияси баһалиниду) 5-балл

ІІ. Миллий урпи-адәтләрдин үзүндә көрситиду (5 балл билән һесаплиниду):

Қазақ хәлқи «тұсау кесер»

Уйғур хәлқи: «қиз узитиш»

Орус хәлқи «Масленница»

ІІІ. Соал-жаваплар

1. Қазақтың салт-дәстүрлерін ата?

2. ҚХАс-си қачан қурулди? 01.03.1995ж

3.Қазақстан мустәқиллиги күни қачан болди?

4. Беташар деген не?

5.ІІ-дуния уруши қачан башланди, қачан Ғалибийәт қазанди? 22.06.1941ж

04-00:9-май;70 жил

6. Қазақстан президенти Н.Ә. Назарбаев қачан туғулди? 06,07,1940ж

7.Қазақстан Конституцияси күни қачан, қанчә жил толиду?30.08.1995: 20жил

8. Қазақ хандығыға нәччә жил толиду? (550 жил 1465-2015ж)

IV. Өз һүнириңизни көрситиң (нахша вә уссул) Уссул ойнаш(уссулниң әвришимлиги, сәһниләштүрүлиши) ;нахша ейтиш (нахшиниң сөзи,аһаңға нотиларниң дурус чүшиши) 5 балл

V. Йәкүнләш сөз адил қазиларға берилиду

Адил қазилар турлар бойичә балл санини қошуп йәкүнләйду.

І-орун

ІІ-орун

ІІІ-орун



© 2010-2022