Дәристин сирт иш: Елипбә билән хошлишиш

Раздел Начальные классы
Класс -
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат doc
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Хош, Елипбә!

Мәхсити:

Оқуғучиларниң сават ечиш дәвридә алған билиминиң нәтижисини йәкүнләш; «Елипбә» дәрислиги билән хошлишиш тәнтәнисини өткүзүш жәриянида балиларниң ойлаш, пикир қилиш, қабилийитини, тәпәккүрини, тилини, зеһин-диққитини риважландуруш.

Муәллим:

-Әссалам, балилар! (балилар орунлиридин туриду)

Қиммәтлик балилар, бүгүнки бизниң мәрикимиз саватимизни ечишта бебаһа үлүш қошқан қәдирлик достимиз, Сават ечиш елиниң падишаси -«Елипбә» билән хошлишишқа беғишлиниду. Бу тәнтәнини дөләт гимни билән башлайли.

(Гимн орунлиниду.)

Жүргүзгүчи: Әссалам, һөрмәтлик меһманлар, устазлар! 1 а, б, в синип оқуғучилириниң «Хош, Елипбә» мәрикисигә хуш кәпсиләр! Һой, бүгүнки мәрикимизниң сәвәпчиси Елипбәкөрүнмәйдиғу? Қени у достимиз? Һәммимиз бирликтә чақирайли!

Елипбә! Елипбә! Елипбә!

(Ишиктин падиша Елипбә кирип келиду)

Әссаламу әләйкүм, әзиз достлар! Мени тонудуңларму?

Балилар: Һә, сиз Елипбә!

(Шеир оқуйду: Елипбә)

Келиңлар, балилар, келиңлар!

Бирдин бирдин елиңлар!

Мени дәйду Елипбә

Һәр кәсипкә қелип бар

Дәп мән силәр билән күзниң дәсләпки күни тонушиведим, әнди силәр билән хошлишиш алдида туруптимән.

Силәрдәк тиришчан, тәртиплик балилар билән хошлашқим кәлмәйватиду!

Илһам 1а: Бизгә қәдирдан болдуң,

Сән «Елипбә» китавим.

Көзгә гоя нур бәрдиң,

Билим кани, аптивим.

Ибрагим1б «а» дин башлап «я»ғичә

Оқуп, билдим һәммини,

Саңа қилдим тәшәккүр,

Унталмаймән һеч сени!

Елипбә: Рәхмәт, балилар. Мәнму силәрни унтимаймән. Силәр мени қаплап, пакизә туттуңлар. Күндә бәтлиримни ечип, оқудуңлар. Мән силәргә көп нәрсини үгәттим. Бүгүн болса, силәрниң билимиңларни синап, «Ана тили» дәрислигигә тапшурушқа боламду яки болмамду, синап көрәй. Силәр синақтин қорқамсиләр?

Балилар:Яқ! Қорқмаймиз!

Елипбә: Ундақ болса «Чаққан жавап бәр!» оюнини ойнайли.

  1. Әң дәсләп тонуп билгән һәрипкә сөз ойла!

  2. Әнди, тепишмақ йешип көрәйли:

Язда йешил, күздә сериқ, қишта ақ.

Бу немидур, қени өзәң ойлап тап! (Дәрәқ)

Қишта маңиду бир кемә, Язда ятиду, у немә? (чана)

Дәрия бойи жүргәнләр,

Қизил өтүк кийгәнләр (өдәкләр)

Яхши, ярайсиләр!

  1. Математика пәнини яхши көрәмсиләр? Йошурунған сөзни тепишта силәрниң қошуш вә елиш әмәллирини орунлашни билишиңлар керәк болиду. Қени, 5 оқуғучи чиқсун!

Мәналириниң өсүш рети билән тизилиңлар!

ә

т

в

н

ә

3-1

7-4

0+1

3+2

3+1

Қандақ сөз чиқти? ВӘТӘН

  1. Вәтинимизниң намини ким йезип бериду?

  2. Бизниң Президентимиз ким?

  3. Әнди мениң сөйүмлүк оюнимни ойнайли!(үстидики һәрипләр ичидин бирини көрситиду.

Жүргүзгүчи оюн ойнитиду.

Шу арида ишик чекилип, ешәкниң һаңриғини аңлинип, Нәсирдин Әпәндим ешигини минип, чепип кириду:

Әссаламу әләйкүм! Һой, мән нәгә келип қалдим? Бу немә мәрикә?

Жүргүзгүчи: Ваәләйкүм әссалам, Нәсирдин әпәндим! М.Һәмраев намидики №150 УББ мәктәпниң 1-синип оқуғучилириниң «Хош, Елипбә» мәрикисигә хуш кәпсиз! Йол қаяқтин?

Нәсирдин:Вай, мән бармиған, мән көрмигән әл йоқтур! Мәрикәңлар мубарәк болсун! Мән қуруқ кәлмидим, силәргә охшаш балилирим учрап қалса дәп, ғожунумда жиқ соғилар елип кәлдим.Уни бекар тарқатмаймән!Силәр өз билим вә һүнириңларни көрсәткәндин кейин беримән. Қандақ дедим балилар?

Оқуғучи: Мақул, бова! Сиз сәл кечикип кәлдиңиз, биз мәрикимизни башлап қоюптимиз. Шундиму бизниң билим вә һүниримизни тамашә қилиң. Қени, балилар, Әпәндимгә өз һүниримизни намайиш қилайли.

(Нәсирдин Әпәндимни төргә олтарғузимиз.)

Елипбә: Балилар, силәр тәйярму?

1. Уйғур алфавитида нәччә һәрип бар?(41һәрип бар)

2. Тавушлар сани қанчә? (39 тавуш)

3. Тавушни билдүрмәйдиған һәрипләр қайсилар?(ъ вә ь)

4. Сөз бешида кәлмәйдиған һәрипләр қайсилар?(ң,ы,ъ,ь)

5. Уйғур тилидики созуқ тавушлар.(а,ә,о,ө,у,ү,и,е)

6. Үзүк тавушлар қанчә? (26 үзүк тавуш)

7. Қош тавушлар қайсилар? (е, ю, я)

8. карточкилар билән иш: ана, достлуқ вә течлиқ сөзлирини тәһлил қилиш

Нәсирдин Әпәндим:

Мән һеч немини чүшәнмидим. Немә һәрип? Немә тавуш?

Рехангүл: Нәсирдин бова! Биз йезишни вә оқушни үгәндуқ.

Һәрипни биз көрүмиз, язимиз!

Тавушларни оқуймиз вә ейтимиз!

Елипбә: Әпәндим, балилар сизгә һәрипләрни тонуштуруп бәрсун. Қени балилар!

Жүргүзгүчи:

Һә, һәрипләр, келиңлар,

Алфавитни түзүңлар.

Тонуштуруп һәр бирин,

Шеирларни ейтиңлар

(Балилар тизилип чиқип, алфавиттики һәрипләр һәққидә шеирлирини ядқа ейтип бериду.)

Нурдөләт: Бу һәрипсиз йезилмайду, Ана сөзи, нан сөзи.

Елипбәни биринчи боп, Башлап турур у өзи!

Камилә: Еринмәстин әмгәк әт, әл вәтәнниң алдида.

Бәшкә оқи сән пәқәт, Қалмас үчүн далдида.

Ильяр: «Б» һәрипи, балилар, Башлар билим сөзини

Жиңнә билән қезиңлар, Әшу булақ көзини

Малика: Вай фуй демә, вайсима! Пухта қилғин дәрисни,

Вәтән намин булғима, Йоқатмиғин вижданни!

Абдулатиф: Гүжигиңни қолға елип, Сәнму,достум, әмгәк қил.

Әмгәк билән әр көкирәр, дәйду хәлқим, шуни бил!

Толунай: Өзи «Г»ға охшайду, бирақ артуқ бир сизиқ.

Газ сөзини өзгәртип, ғаз қилисән, шу қизиқ!

Сабина: Дүп дүп соқар жүригим, вәтән үчүн, жут үчүн.

Аман болсун һәр дайим, Қазақстаним дөлитим!

Илшат: Егиз егиз чоққиға, йетимән мән әр йерип,

Есил әлләр алдиға Өтәрмиз биз қақ йерип!

Реһангүл: Кәлгән чағда йеңи жил, Елка ойнар балилар,

Қиш бовайму хилму хил, елип келәр соғилар.

Нурхат: Апам олтуруп кәчтә, қолиға елип жиңнә,

Жиплардин түрлүк түрлүк, тоқуйду гөзәл кәштә

Мадина: Жға қуйруқ тартип қой, Ж болиду өзгирип,

Қени,и қандақ сөзләр бар, Жавап бәргин сән туруп

Ильяр: Зоопарк йоқ, завод йоқ, жирақтики йезамда.

Кәлгинимдә әйләп зоқ, Өскән аппақ қозам бар.

Ясмина: Иссиқ, иллиқ тәпти бар, Вәтиним бар, елим бар,

Жүригимдә тәвригән, Аңа мәндә сөйгү бар

Халима: Йезам мениң чирайлиқ, Гүлләп турған йәргә бай.

Өстиңидә сулар жиқ, Бирақ маңмас трамвай.

Нәсирдин Әпәндим:

Паһ, немә дегән әқиллиқ балилар! Шунчә һәрипни қандақму ядлап алғансиләр?!

Балилар: Қийин әмәс , оңайла! Биз дөләт тилида шеир ейтиштиму уста!

Ислам:

Білуге біз құмармыз,

Маза да алған шығармыз!

Таза, сәби жүрекпен

Қабылдаңыз мың алғыс

Ең алғашқы ұстазым!

Ибрагим:

Отан деген ата мекен.

Отан деген туған жер.

Отан туыс, отан ана

Қазақстан туған ел!

Жүргүзгүчи: Нәсирдин Әпәндим, биз оқуш вә йезишни үгинипла қоймай, уссул ойнашниму үгиниватимиз. Халисиңиз, ойнап берәйли.

(уссул. Ибрагимова Мадина )

Нәсирдин Әпәндим: Вай, вай, вай, немә дегән маһир уссулчи бу қиз!

Ильшат: Нәсирдин Әпәндим,сиз чөчәк тиңшиғанни яхши көрәмсиз?

Нәсирдин Әпәндим: Яхши көрүмән. Силәр чөчәк ейтишниму биләмсиләр техи?

Ильшат: Нәсирдин бова; биз чөчәкни ейтишнила әмәс, көрситишниму билимиз!

(«Боғурсақ»чөчиги қоюлиду.)

Нәсирдин Әпәндим: Вай, рәхмәт, балилирим! Мән силәрдин шунчелик хош болуп кетиватимән! Силәрниң бариңларда мән көп һәрипләрни үгинивалдим. Мән әнди силәргә охшаш Елипбәгә дост болуп, саватимни ечишниң арқисиға киримән. Силәр немә дегән тәләйлик вә бәхитлик балилар. Оқутуп үгитидиған устазиңлар бар! Устаз һәққидә нахша ейталамсиләр? Мән нахша ейтқанни яхши көримән.

(Устазим нахшиси хор билән орунлиниду)

Нәсирдин Әпәндим: Әнди мәнму силәргә өз соғамни берәй. Мана, бу ғожунумда әң есил соғилар бар. Уларниң қиммити һеч қачан йоқимайду! Қени балилирим, келип елиңлар!

Балилар бир бирләп келип, халтидин соғиларни алиду.

(халтидин мақал тәмсилләр йезилған открыткилар чиқиду)

Жүргүзгүчи: Балилар, қени оқуп көрүңларчу!(балилар оқуйду)

Һәқиқәтәнму бебаһа соғилар екән!Йәнә келип, дана хәлқимизниң данишмән сөзлири екән. Әгәр силәр дайим әждатларниң мәслиһитигә вә әқлийә сөздиригә әмәл қилидиған болсаңлар, яман йолға чүшмәйсиләр, яман адәм болмайсиләр!Рәхмәт, сизгә, Нәсирдин Әпәндим!

Жүргүзгүчи: Көрүнүш. Портфель.

(Жүжиләр уссули)

Нәсирдин Әпәндим: Мениң бир соалим бар еди: бүгүн Елипбә кәтсә, китапсиз қандақ қилисиләр?

Балилар:Биз йеңи китап алимиз!

Жүргүзгүчи: Балилар, бизниң йәнә бир қәдирлик меһминимиз кечикиватидиғу? Ана тили китави немишкә кәлмәйватиду? Қени, чақирип көрәйличуі!

Балилар:-Ана тили! Ана тили!

Бизгә чапсан кәлсәңчу!

(Ана тили саламлишип кириду)

Ана тили: Әссаламу әләйкүм, балилар, устазлар, ата-анилар! Мениң исмим- Ана тили. Әнди мән силәрниң билим йолидики садиқ достуңлар болимән. Силәр Елипбәни қандақ әзизләп, қәдирләп, таза вә пакизә тутқан болсаңлар, мениму шундақ тутуңлар.

Устазиңлар мәктәптә билим бәрсә, өйдә зерикмәй, терикмәй силәрниң үгинишиңларни күзитип, қайтилитип, диққәт билән тиңшиған меһриван һәм әзиз ата анилириңларға тәшәккүр изһар қилайли.

Ба лилар: Рәхмәт!

Ана тили: Қени аниларниң һөрмитигә Дөләт тилида нахша ейтип бериңларчу, балилар?

(«Әлди» нахшиси орунлиниду)

Ана тили: Мошу күнгичә силәрниң саватиңларни ечишта Елипбә зор үлүш қошти. Әнди униңға рәхмәт ейтайли!

Балилар: Рәхмәт! Рәхмәт!

(Балилар «Елипбә» нахшисини орунлайду.)

Елипбә: Балилар, мән йолға чиқай.

Жүргүзгүчи: Елипбә билән хошлишип бүгүн,

Әссалам дедуқ Ана тилиға.

Оюн балиси едуқ түнүгүн

Саватлиқ болдуқ, биз хошал бүгүн!

(Мухамед, Ринат вә Имран шеир оқуйду)

Нәсирдин Әпәндим: Балилирим, силәр хапа болмисаңлар, мәнму Елипбә билән биллә қайтай. Хәлқимиз «Йолда йолдаш яхши» дәйдекән, муңдишип, сирдишип маңайли.

Жүргүзгүчи:Мақул, Әпәндим! Балилар, йәнә бир қетим Елипбәгә рәхмәт ейтайли!

Балилар: Рәхмәт!Хош, Елипбә!

Ана тили: Хош, Әпәндим! Йәнә бир жилдин кейин биринчи синипларниң хошлишиш мәрикисигә кечикмәй келиң! Көрүшкичә аман болуңлар!

Балилар: Хош!

(Елипбә билән Әпәндим хошлишип чиқип кетиду.)

Жүргүзгүчи: Һөрмәтлик оқуғучилар, ата анилар вә устазлар! Бүгүн силәрниң һөрмитиңларға Бащланғуч балдақ түлиги, 5-синип оқуғучиси Тургангов Илһам музыкилиқ соғиси билән кәпту. Қарши алайли

Йәкүнләш




М. Һәмраев намидики №150 умумий билим беридиған мәктәп


Дәристин сирт иш: Елипбә билән хошлишиш


Синип рәһәрлири: Ильясова Г.Н

Ансардинова У.Н.

Ивуллаева А.М.

Алмута 2013

© 2010-2022