Урок на тему Өмәр Муһәммәдий

Раздел Начальные классы
Класс 1 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Елипбә

Вақти:

Дәрис мавзуси: Ө.Муһәммәдий, Һ.Искәндәров.

Дәрис мәхсити: а) Балиларға Ө.Муһәммәдий, Һ.Искәндәров тоғрилиқ чүшиник бериш.

ә) Мәнтиқий ойлаш, әстә сақлаш, еғизчә нутқини риважландуруш.

б) Достлуққа, инақлиққа тәрбийиләш.

Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.

Дәрис түри: йеңи билим бериш.

Көрнәклик: К-1-60, шаир язғучилар портрети

Дәрисниң бериши:

Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш.

Психологиялик тәйярлиқ.

Билимини тәкшүрүш қисми.

Садир Палван ким?

Назугум қандақ қиз еди?

«Назугум»дастанни ким язди?

А .Розибақиев ким, у немә үчүн күрәшти. Немини халатти?

Мәхсәт қоюш басқучи. Ө. Муһәммәдий, Һ. Искәндәров тоғрилиқ чүшиник алисиләр. Язғучиларниң шеирлирини ейтқузуш.

Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Ө.Муһәммәдий, Һ.Искәндәров тоғрилиқ қисқичә чүшиник бериш.

Ө .Муһәммәдий-һазирқи заман уйғур әдәбияти асасчилириниң бири.Унурғун һекайә вә шеирларни язған.У өзиниң балилиқ дәври һәққидә«Еғир күнләрдә»һекайисидә баян қилған.

Шаир Һ Искәндәров Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң Ават йезиси да кәмбәғәл дехан аилисидә туғулған.

Китап билән иш. Мустәқил оқуш. Зәнжир усули бойичә оқутуш. Чүшиниклирини ейтқузуш.

Луғәт иши: наһийәси, чоруқни, раһәтлинип сөзлирини чүшәндүрүш. Сәгәһләндүрүш минути. Кәл балилар ойнайлуқ,

Ойнайлуқ вә ойлайлуқ,

Қолға қәләм алайлуқ,

Чирайлиқ қилип язайлуқ

Дәптәр билән иш. Жүмлә йезиш

Ялғуз қалимән.Йенимда Бойнақ бар.Андин өйгә янимән.

Чүшәнгинини тәкшүрүш қисми.

Өмәрниң дадиси нәгә кетәтти.?

Аписи байларниң өйигә немишкә баратти?

«Светофор» оюни.

Йәкүнләш қисми. Һ. Искәндәровниң шеирлирини оқуп бериш.

Учма ,қушлар,мәндин қорқуп,

Мән силәргә қараймән.

Зилва гөзәлүнлириңни

Һәвәс билән аңлаймән.


© 2010-2022