Классный час Чоңларни һөрмәтләш!

Раздел Начальные классы
Класс 3 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Мавзу: Чоңларни һөрмәтләш!

Мәхсити: 1. Оқуғучиларға һөрмәт мәнасини чүшәндүрүп, саламлишишниң

һажәт екәнлигини пикир қилиш

2. Һекайә асасида әстә сақлаш, қобул қилиш қабилийәтлирини

тәрәққий әткүзүш

3. Хәлиқ даналиғи асасида әдәп-әхлаққа, мәдәнийәткә тәрбийәниң

барлиқ түрини сиңдүргән, саламәтлиги зор шәхсни адимий

хисләтләргә тәрбийәләш

Дәрис түри: Сөһбәт

Қол-н уссули: Соал-жавап чүшәндүрүш

Қол-н көрнклик: Өзини өзи тонуш китап

Тәрбийә саатиниң берилиши:

«Чоңни көрсәң, һөрмәт қил, һәр дайим уларни иззәт қил, билмигәнни үгинивал, яхши тәрәпләрни тонуп ал»-дегәндәк чоң кишиләрни һөрмәтләш-иззәтләш барчә инсанниң асасий вәзиписидур. Чоңларниң дугасини алған кишиниң һәр дайим иши алға басиду. Разилиғини елиш керәк . Оқуғучилар, силәр қандақ ата-анаңларни, өзәңлардин чоң кишиләрни һөрмәтләйсиләр? Оқуғучилар өз жаваплирини ейтиду.

Балиларға чоң кишиләр улар:

Бова-момилар, чоң апа-чоң дадилар

Кичик апа, кичик дадилар, акилар, һәдиләр вә өзимиздин чоң кишиләрни чоң адәмләр дәп атаймиз чоң кишиләрни көргәндә салам қилиш керәк. Уларға һәр дайим йол көрситиш керәк. Йол берип, орун берип, қоллиридин тутуп, йетиләп йол көрситип ярдәм бериш керәк. Автотранспорттиму, көпчилик уларни һөрмәтләйду. Қериларни иизәтләш керәк. Сәвәви: улар бешидин нурғун иссиқ соғларни өткәзгән.

Балилар нахша, мақал-тәмсил ейтиду.

© 2010-2022