Классный час Хош Елипбә

Раздел Начальные классы
Класс 1 класс
Тип Другие методич. материалы
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Мавзуси : Хош бол, Елипбә!

Мәхсити : Оқуғучиларниң билимини синақтин өткүзүш, йәкүнләш.

Дәсләпки китави «Елипбә»гә миннәтдарлиқ билдүрүш.

Ана тилиниң улуқлуғини сезишкә дәвәт қилиш.

Уюшчанлиққа, бирликкә, достлуққа тәрбийиләш.

Қоллинидиған

көрнәкиликләр: «Хош бол, Елипбә!» шиари, мақаллар,

шарлар, оқуғучилар сүрәтлири.

Әтигәнликниң берилиши

Уюштуруш пәйти

Оқуғучилар һәммиси гүл вә шарларни көтирип , музыка билән синипқа кириду, андин тизилип туриду.

Ата-анилар чаваклар билән балиларни қарши алиду.

Асасий қисим

-Әссалам, һөрмәтлик ата-анилар, меһманлар!

Бүгүнки бизниң «Хош бол, Елипбә!» намлиқ мәйримимизгә хуш кәпсиләр!

Бүгүн биз барлиқ илимниң атиси , бизниң келәчигимизниң сәвәпчиси Елипбәни пүтирип олтиримиз. Дәсләп бизгә хәт тонутқан, саватимизни ачқан, бизниң йеқин достимиз вә әң дәсләпки китавимиз Елипбә билән хошлишиш алдида туримиз.

Әнди мана бу балилар Қазақстан Жумһурийитиниң саватлиқ гражданлири.

Қиммәтлик балилар!

Силәрни биринчи утуғуңлар билән чин жүригимдин тәбрикләймән!

Силәр һәқиқий тиришчан балилар. Оқумақ-демәк әмгәк қилмақ. Силәр көп әмгәк қилдиңлар. Мошу 3-4 ай ичидә 41 һәрипни тонуп, өз алдиңларға оқушни, йезишни үгәндиңлар.

Устаз: -Билмигәнни билдүрүп

Ана тилни тонуттуң.

Балиларни хурсәнт қип

Бар һәрипни үгәттиң,

Дегән яхши ой билән

Бу мәйрәмни башлидуқ

Қени әнди, балилар,

«Елипбә»ни чақирайлуқ.

Оқуғучилар Елипбәни чақириду

Елипбә: -Яхшимусиләр, яш достлар.

Яхшимусиләр ата-ана

Келәчәккә йол башлар,

Елипбәң кәлди оттурға.

Билим дегән әжайип,

Елипбәдин үгәнгән

Келәчигиму хәлқимниң

Башлиниду силәрдин

Тағдәк болса тәливиң

Ейтари көп һәрипниң

Хошаллиғи балиниң

Хошаллиғи аниниң

1-оқуғучи Елипбә мениң достум,

Һәрипләрни үгәткән.

Оқуш билән йезишни,

Хатасини түзәткән.

Елипбә дегән сөздә,

Өзгичә бир ләззәт бар.

Мениң назук тилимда,

Аңа иззәт һөрмәт бар

2-оқуғучи Ичи толған һәрипкә,

Яхши китап Елипбә.

Елипбәни алимиз,

Мәктәпкә биз баримиз

Һәрипләрни ятлаймиз

Есимизда сақлаймиз.

Унтимаймиз һәммини

3-оқуғучи Дәсләп кирип мәктәпкә,

Елипбәни оқудуқ,

Оқуғанни көңүлгә

Ихлас билән тоқудуқ

Оқушни көп оқудуқ

Қизиғиға тоймидуқ

Һәрипләрни үгинип,

Сават ечип тоймидуқ.

Устаз: Балилар , биз бүгүн ахирқи күн Елипбә китавимиз билән. Шуниң үчүн бу күнни унтулмас қилип өткүзүшимиз керәк. Бүгүн биз силәр билән чирайлиқ йәрләргә сәяһәткә баримиз, поезд билән. Қени кәттуқ !

-Устаз , устаз қараңа!

бизниң мәйрәмгә,

бурни узун бир бала кирип кәлди.

( Буратино уссул ойнап кириду)

Буратино: Ой, мән қәйәргә кеп қалдим?

Ой , йәнә мәктәпкә кәлдимма?

Мән циркқа барай дегән

Устаз: Саламәтмусән , Буратино ! Сән вақтида кәпсән. Бүгүн биз сәяһәткә маңдуқ.

Буратино: Ох, қандақ яхши , мәнма силәр билән барайчу!

Устаз: Балилар алимизма буратинони ?

Балилар: һә-ә.

Устаз : Қени кәттуқ! (музыка)

1-станция

-Балилар , ейтиңлара, уйғур алфавитида нәччә һәрип бар?

-Нәччә тавуш бар?

-Тавуш болалмайдиған һәрип нәччә?

-Улар қайсилар?

-Қош тавушларчу?

-Тавушлардин немә түзәймиз?

-Боғумлардин немә түзәймиз?

-Сөзләрдин немә түзәймиз?

-Ярайсиләр , балилар, қени әнди уни дәлиләш үчүн өзимиз боғумлардин сөз қураштуруп көрситәйли. (сөзләрни қураштуруш)

2-станция

1-оқуғучи: Синипдашлар!

Қени сәпкә тизилайли

«А» дин башлап «Я»ғичә

Шеир -қошақ тоқайлийли

1-оқуғучи: Бу һәрипсиз йезилмаймайду «А»дин кейин новәәттә,

Ана сөзи , нан сөзи. «Ә» һәрипи туриду

«Елипбәни» биринчи боп, Дәптәр, қәләм , мәктәптә,

Башлап турар у өзи Һәр боғумни қуриду

Оқуғучи: «Б» һәрипи ,балилар, Өзи «Г»ға охшайду,

Башлар билим сөзини. Бирақ артуқ бир сизиқ

Жиңнә билән қезиңлар, Газ сөзини өзгәртип,

Әшу булақ көзини. Ғаз қилисән шу қизиқ.

Оқуғучи: «Ж»ға қуйруқ тартип қойғин, Нәрсиләрниң намида,

«Ж» болиду өзгирип «Н» һәрипи туриду,

Жан, жүжә, жәрән сөзлирин, Көйнәк, әйнәк, чәйнәктәк,

Шу һәрип билән йезип қойғин Көп сөзләрни қуриду

Оқуғучи: Турған «Н»ниң қешида, «Ө» қилиду өзгәртип,

«Ң»да артуқ бир сизиқ. «О»ни бөлгән түз сизиқ

Һеч бир сөзниң бешида, Болса силәрдә тәртип,

Келәлмәйду шу қизиқ Дәрис өтиду қизиқ.

Оқуғучи: «Ө»дин кейин , әлвәттә Үгүнүш үчүн «Ү»ни,

«П» туриду новәттә, Үлгә боп язғин түзүк,

Почақ, пияз, помидор, Таписән чоқум уни,

Тошар апаң севәттә. Сөзләрдин сүзүк, үзүк.

Оқуғучи: «Х»ни әгәр билмисәң, Йезилиду «Ш» билән,

Хәтни язисән хата. Шипа, шерин, шохула.

Үгинишни халисаң, Балилиққа шат күлгән,

Тиришқин болмай хапа. Яришиду шохлуқма.

Оқуғучи: Бу бәлгүниң хизмити , Қәтъий, мәнъий дегәндә,

Һәрипләрни юмшитиш. Бар қаттиқлиқ бәлгүси.

Әсли уйғур сөзидә, Жүръәт қилип үгәнгин,

Мүмкин әмәс учритиш. Яхши болар кәлгүси.

Оқуғучи: Һеч бир сөзниң бешида, Қизлар кийгән юбкида,

Тапалмайсиз «Ы»ни сиз. «Ю» һәрипи йезилған.

Умывальник, пылесос, Барғу йәнә юртида,

Йезилмайду униңсиз. Кәң яйлаққа тизилған.

Оқуғучи: «Я» һәрипи башлайду,

Ялпуз, яғач яғлиқни.

Пияз, көзни яшлайду,

Ямғурдәк төкүп яшни.

3-станция

Тепишмақлар:

Устаз: Қени , балилар, әнди қайтайли! Қайтишимиз көңүллүк болуш үчүн нахшимизни ейтайли.

Нахша:

Ана тили:

Устаз : Балилар, әнди Елипбә , Ана тили , Буратино билән қизлар уссул ойнап бәрсун.

Уссул

Устаз : Балилар әнди Елипбә билән хошлишайли

Оқуғучи: Хош бол, қутлуқ Елипбәм,

Көп нәрсини үгәткән.

Тонуштуруп һәрипни,

Тақилдитип сөзләткән

Оқуғучи: Ечилип кәтти алдимдин,

Кәң дунияниң чириғи.

Билимликләр дәйдекән,

Елипбә-билим булиғи.

Балилар: Хош Елипбә!

Елипбә: Хош балилар! Мениңдин силәргә соғилар (соғиларни тарқитиш)

Устаз: Әнди 4 ай оқуш мабайнидики үзүлүшләрдин көрүнүш. (презентация)

Нахша «Устаз»

Устаз: Һөрмәтлик ата-анилар, устазлар мошуниң билән бизниң Елипбә билән хошлишиш мәйримимиз аяқлашти.



© 2010-2022