Классный час на тему Устазлар күни

Раздел Начальные классы
Класс 3 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Мавзу: Устазлар күни

Мәхсити 1. Оқуғучиларға устаз мәнасини чүшәндүрүш

2. Тил байлиғини, сөзләш қабилийитини ашуруш

3. Оқуғучиларни әдәплик болушқа, адәмгәрчиликкә тәрбийиләш

Қол-н уссул: Сөһбәт, соал-жавап

Көрнәкликләр: Лозунг, мақаллар, кроссворд, шеирлар

Сөһбәт плани

І.Уюштуруш

ІІ. Сөһбәт мәхсити

ІІІ. Сөһбәтни чүшәндүрүш

ІV. Сөһбәтни пишиғдаш

V. Сөһбәтни йәкүнләш

Сөһбәтниң елип берилиши

  1. Уюштуруш қисми

А) Саламлишиши

Б) Санини түгәлләш

С) Тренинг

Бүгүн биз «Устаз улуқ, устаз бүйүк» мавзусида чүшәнчә алимиз. Мәсилән: Устази яхшиниң, тутами яхши.

Устазлиқ қийин, лекин шәрәплик кәсип.

Устазлиқ қилған киши, ялиқмас үгитиштин балиға вә башқа дана сөзлиримиз нурғун.

Жутдаш шаир Хелил Һәмра «Муәллим» шеирида мундақ дәйду:

Муәллим бүйүк, илғар вә улуқ,

Қәлбидә янар муқәддәс бир чоғ.

Муәллим йүксәк мәрипәт дуния

Саадәт йолида йәлпүлдигән чоғ.

Муәллим меһриван, сөйүмлүк устаз,

Муәллим қәлби пак, достум баһар яз.

Муәллим сәвирлик, чидамлиқ инсан,

Муәллим течлиқта дайим күрәшчан.

Тахтида йезилған дана сөзләр мәналири чүшәндүрүлиду.

Устаз тоғрисида өз ижадийитидин Амина, Арман, Камиләмләр ядқа шеирларни оқуйду.

Синип йетәкчисини тәбрикләп, оқуғучилар концерт уюштуриду.


© 2010-2022