6 сани вә рәқими билән тонуштуруш

«Илья  Молутов /Бахтия/  атындағы №3  орта  мектеп мектепке  дейінгі шағын  орталығымен» коммуналдық мемлекеттік  мекемесі бастауыш  сынып  мұғалімі  Химитова Тамарахан Турдиевна                              Математика    Мавзу:    6 сани вә рәқими билән тонуштуруш   Мәхсити: 1.Балиларни 6 сани вә рәқими билән тонуштуруш                    2. Диққәтчанлиққа,инақлиққа,адәмгәрчиликкә тәрбийиләш                   3.Һәр хил оюнлар арқилиқ ойлаш вә әстә сақлаш қабилийитини                      аш...
Раздел Математика
Класс -
Тип Рабочие программы
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш6 сани вә рәқими билән тонуштуруш«Илья Молутов /Бахтия/ атындағы №3 орта мектеп мектепке дейінгі шағын орталығымен» коммуналдық мемлекеттік мекемесі

бастауыш сынып мұғалімі Химитова Тамарахан Турдиевна

Математика

Мавзу: 6 сани вә рәқими билән тонуштуруш

Мәхсити: 1.Балиларни 6 сани вә рәқими билән тонуштуруш

2. Диққәтчанлиққа,инақлиққа,адәмгәрчиликкә тәрбийиләш

3.Һәр хил оюнлар арқилиқ ойлаш вә әстә сақлаш қабилийитини

ашуруш.

Усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.

Көрнәкликләр: дидактикилиқ материаллар, инт.тахта,дәптәр,слайд,карточкилар.

Дәрисниң бериши.

Уюштуруш қисми

-Саламлишиш

Балилар бүгүн биз мәктәпкә хошал кәлдуқму?

Әнди бир-биримизгә хошаллиғимизни йәткүзәйли.

Мәнму хошал болимән,

Сәнму хошал болисән.

Ечилған күн нурида,

Достлар билән хошал мән.

Йеңи мавзу

Балилар бүгүн бизниң дәрисимиз,күндикидин өзгичә болиду. Силәр «Боғусақ» чөчигини биләмсиләр? Бүгүн «Боғусақ» чөчиги бизгә меһманға кәпту. Бурун бир заманда бовай билән момай болупту.Уларниң балиси болмиған екән. Бир күни момай хемир жуғуруп, боғусақ пиширипту,андин уни совусун дәп деризигә қоюпту. У бир арилиқта деризидин йәргә чүшүп қечип кетипту.Йолда домулап келиветип алдиға тошқан чиқип қапту. Боғусақ,боғусақ мән сени йәвитимән дәпту. Мени йемигинә мән саңа нахша ейтип беримән дәпту.Ундақ болса мениң бир тапшурмам бар,шуни орунлап бәрсәң,мән сени қоюветимән дәпту.

Ярдәм берәмсиләр?

Силәр қандақ санлар билән тонуштиңлар? /0-5/

Қени ундақ болса 0-5кичә өсүш вә кемиш тәртиви бойичә санап бериңлар?

Боғусақ йолда келиватса алдиға ейиқ чиқипту.

Балилар мениң бир тапшурмам бар. Ярдәм берәмсиләр?

Оюн «Қайси сан чүшүп қалған»

3 5 2 4 0 2

/Ейиқтин қутулупту/

Бөрә чиқипту:

Қени омақ балилар,

Һесаплашни билиңлар.

Дурус ойлап,чапсан тепип,

Жававини ейтиңлар.

Арманда 3 тал көк қәләм вә 3 тал қизил қәләм бар. Барлиғи нәччә қәләм? /3+3= 6/

Дәрәқтә 4қуш олтирипту уларға йәнә 2қуш келип қошулупту. Дәрәқтә нәччә қуш олтирипту? /4+2=6/

Икки ешәкниң нәччә қуйруғи бар?

Үч чашқанниң нәччә қулиғи бар? Апам бәрди бәш анар,

Өзәмдиму бәши бар.

Қени билсәң санап көр,

Мәндә нәччә анар бар?/он/

/бөридин қутулуп,қечип кетиду/

Алдиға түлкә чиқипту.

6алмини елип,уни қандақ қилип 2тәхсигә бөлүп салимиз.

3+3=6 5+1=6

4+2=6 0+6=6

Демәк 6 сани қандақ санлардин келип чиққан?

6 6 6 6

6 5 4 3

Дәм елиш минути

Мән боғусақ,боғусақ,

Домулап,домулап кетимән.

Алдимға чиқанларни,

Алдап,алдап қечип кетимән.

Интайин яхши боғусақ силәргә өз минәтдарлиғини билдүриду. Рәхмәт силәргә мени барлиқ жаниварлардин қутулдурвалдиңлар!

Дәптәр билән иш

Дәптәрләрни ачайли,

Қолға қәләм алайли.

Һорунлуқтин қачайли,

Чирайлиқ қилип язайли.

Алди билән сани һавада язимиз.

Әнди дәптәргә чирайлиқ қилип йезип чиқимиз.

Боғусақ силәргә тапшурма елип кәпту.

Селиштуруш

6 1 6 = 6 4 6

Әнди балилар силәр билән бир оюн ойнаймиз. Бу оюн «Қулупниң ачқучини тап»

Биздә нәччә қулуп, санап көрәйли. /алтә/

Кәштидики 6 санини тепип сизип чиқимиз.

Балилардин тест елиш

Йәкүнләш

-Бүгүнки дәрис силәргә яқтиму?

Биз қандақ сан билән тонуштуқ?

Алтә сани қандақ санлардин туриду?

Қайси чөчәк билән тонуштуқ?

Рәғбәтләндүрүш

© 2010-2022