Мениң Вәтиним Қазақстан синип саати 6-синип

Раздел Классному руководителю
Класс -
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Дәрисниң мавзуси: Мениң Вәтиним Қазақстан

Дәрисниң мәхсити: Қазақстан Жумһурийитиниң билим бериш чәмбиридә «Мәңгілік Ел» идеяси вә «Нақты қадам» миллий планини әмәлгә ашуруш мәхситидә оқуғучиларға Қазақстан хәлиқ Ассамблеясиниң 20 жиллиғи, Қазақстан Жумһурийитини Конституциясигә 20 жил, Қазақ ханлиғиға 550 жил мәрикилири һәққидә ениқ чушәнчә бериш арқилиқ вәтәнпәрвәрликкә, бирликкә вә интимақлиққа тәрбийләш

Көрнәкликләр: Слайд, Президент мәктүбидин үзүндиләр, «Қазақстан Жумһурийитиниң Конституцияси», «Қазастан -2050» стратегияси

Қоллинидиған усуллар: сөһбәт, соал-жаваплар

Дәрис түри:

Дәрисниң берилиши:

Уюштуруш:

Саламлишиш

Киришмә сөз «Қазақстан-2050» - Мәңгүлүк

Әлгә башлайдиған әң абройлуқ,

әң мәртивилик йол.

Н.Ә. Назарбаев

Саламәтмусиләр, оқуғучилар! 1- сентябрь барлиғимизға мәлум билим күни. Билим күни мәйримиңлар мубарак болсун. Қазақстан Жумһурийити өз мустәқиллигини алғандин бери көплигән утуқларға йәтти. Бийил биз улуқ Ғалибийәтниң 70 жиллиғини тойлидуқ. Шундақла бийил Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә 20 жил, Қазақ ханлиғиниң қурулғиниға 550 жил толди. Бүгүнки дәристә мән силәрни 12 мәсилә билән тонуштурмақчимән.

  1. Қазақстан Жумһурийитиниң президентиниң киришмә сөзи.

  2. Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт рәмизлири

  3. «Мәңгілік Ел» миллий идея

  4. Қазақстан хәритисидики мениң ана жутум

  5. Елимизниң патәхти -Астана

  6. Туғулған йеримниң тәбийити

  7. Қазақ хәлқиниң турмуши вә мәдәнийити

  8. Каинатни өзләштүрүш

  9. Урпи адатләр

  10. Қазақ ханлиғиға 550 жил

  11. Қазақ хәлқиниң мәрипәтчилири

  12. Қазақстан Жумһурийитиниң мәйрәмлири

Дәрисимизни давамлаштуриштин авал Қазақтан тарихиға бағлиқ викторина соаллириға жавап берәйли:

  1. Қазақстан ССРи Қазақстан Жумһурийитигә қачан авушти./1991ж

  2. Қазақстан Жумһурийитиниң конституцияси қачан қобул қилинди /1993ж.28.01 вә 1995 ж 30.08/

  3. Алмутидин пәйтәхт Астанаға қачан көчирилди./1997ж

  4. Қазақстан Жумһурийитиниң нишанлири / Герб, Байрақ, Гимн/ қачан тәстиқләнди /1992ж/

  5. Қазақстан Жумһурйитиниң мустәқиллик алған күни /1991ж 16.12/

  6. Қазақстан хәлиқләр Ассамблеяси қачан қурулди. /1995ж март/

  7. Гиминниң автори ким? /Н.Ә. Назарбаев

  8. Гербниң автори ким? /Ш. Уәлиханов

  9. Қазақстан Байриғиниң автори ким? /Ш. Ниязбеков

  10. Қазақстан қайсу мәмликәтләр билән чегардаш.

  11. Қазақстан президентини сайлаш қачан өтти?

Қазақстан президенти Н.Ә. Назарбаевниң киришмә сөзи.

Қиммәтлик вәтәндашлар!

Биз, қазақстанлиқлар - бир хәлиқ!

Биз үчүн ортақ тәғдир - бу бизниң Мәңгүлүк Әл, мувапиқ һәм улуқ Қазақстан!

Мәңгүлүк әл - умумқазақстанлиқ ортақ чаңриғимизниң миллий ғайиси. Әҗдатлиримизниң армини.

Мустәқил тәрәққиятимизниң 22 жилида барлиқ қазақстанлиқларни бирләштүридиған, дөләт келәчигиниң һулини салған асасий қәдрийәтләр дунияға кәлди.

Улар асмандин чүшмиди. Бу қәдрийәтләр - вақит синиғидин өткән Қазақстанлиқ йол тәҗрибиси.

Биринчидин, бу - Қазақстанниң мустәқиллиги вә Астанаси.

Иккинчидин, бу - җәмийитимиздики миллий бирлик, течлиқ вә разимәнлик.

Үчинчидин, бу - зайирлиқ җәмийәт вә алий мәнавият.

Төртинчидин, бу - индустрияләштүрүш билән инновацияләргә асасланған ихтисадий тәрәққият.

Бәшинчидин, бу - Умумға Ортақ Әмгәк Җәмийити.

Алтинчидин бу - тарихниң, мәдәнийәт билән тилниң умумийлиғи.

Йәттинчидин, бу - елимизниң миллий бехәтәрлиги вә пүткүл дуниявий, регионаллиқ мәсилиләрни һәл қилишқа дуниявий турғидин қатнишиши.

Мошу қәдрийәтләр нәтиҗисидә биз һәрдайим ғалибийәткә йәттуқ, елимизни мустәһкәмлидуқ, улуқ утуқлиримизни ашурдуқ.

Йеңи Қазақстанлиқ Вәтәнпәрвәрликниң ғайивий асаси мошу дөләтчиликтә, умуммиллий қәдрийәтләрдә ятиду.

Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт рәмизлири

Қазақстан Жумһурийитиниң Туғи 1992 жили 4-июньда қобул қилинип, 1992-жили 6-июньда рәсмий қоллинилди. Туғниң муәллипи Шәкен Ниязбеков.

Қазақстан Жумһурийитиниң Гербиниң муәллиплири Шот-Аман Вәлиханов вә Жандарбек Мәлибеков

Қазақстан Жумһурийитиниң Гимн муәллиплири: сөзи Жумакен Нәжмидинов, Нурсултан Назарбаев музикиси Шәмши Қалдаяқовниң. Бу Гимн 2006-жили 7-январьда қобул қилинди.

«Мәңгілік Ел» миллий идея



© 2010-2022