Конспект по уйгурскому языку на тему ХІІІ әсирдики әдәбият «Оғузнамә» (9 класс)

Раздел Классному руководителю
Класс 9 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Тәкшүрүлди вақти---------------

Оқуш мудири:Уйғур әдәбияти 9 ---------синип

Пәни бойичә күндилик дәрис плани

Дәрисниң мавзуси: № ХІІІ әсирдики әдәбият «Оғузнамә»

Дәрисниң мәхсити: а/ йеңи дәрис бойичә чүшиник бериш;

ә/ оқуғучиларниң әдәбиятқа болған қизиқишини ашуруш,

дурус сөзләшкә, ижадий ишләшкә, ой-пикирни ихчамлап

хуласә чиқиришқа үгитиш. Тил байлиғини ашуруш.

б/ Гөзәлликкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш, патриотлуқ,

вәтәнпәрвәрлик тәрбийәсини бериш.

Дәрисниң түри: йеңи дәрис

Дәрисниң

жабдуқлиниши: дәрислик, рәңлик сүрәтләр,тест үлгилири, карточкилар, кроссворд,

портретлар, гезит материаллири вә б-р.

Қоллинилидиған

усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, оқутуш, эвристикилиқ, иллюстративлиқ,

репродуктивлиқ, арилаш,баянлаш, мустәқил ишләш в.б.

Дәрисниң бериши: а/ Синипни уюштуруш;

ә/ Оқуғучилар билән саламлишиш.

Өй тапшурмисини

сораш: а/ өтүлгән мавзу бойичә сораш;

ә/ мәзмунини сөзләш.

Өй тапшурмисини

йәкүнләш: а/ соал-жавап арқилиқ.

Өткән мавзуни жәмләп, оқуғучиларниң диққитини йеңи мавзуға

жәлип қилиш үчүн йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуримән.

Йеңи мавзу: Түркий әдәбияти тәрәққиятиниң мәһсули болған «Оғузнамә » эпоси ХІІІ-ә. иккинчи йеримида Уйғур-Идиқут дөлитиниң пайтәхти Турпан шәһиридә ижат қилған. Нәсрий шәклидә пүтүлгән бу әсәр кәң территориягә егә болған империясиниң қахани Оғузханниң һәрбий жүрүшлиригә беғишланған.

Дәсләп бу әсәр тоғрилиқ немис алими-Дитц мәлумат берип, униң айрим парчилирини өз ана тилиға тәржимә қилип, 1815-ж Берлинда нәшир қилди. Әсәрниң толуқ мәтинини биринчи қетим рус тилиға Россия алими , академик В.Радлов тәржимә қилип, 1893-ж Петербургта нәшир әтти. ХХә. мабайнида түрк алими Риза Нур, рус алими А.Щербак в.б. бу әсәрни кәң тәтқиқ қилип, униң тарихи, тили, қол язмиси һәққидә қиммәт баһалиқ мулаһизиләрни оттуриға қойди. Бу қедимий дастанни түрк, уйғур, қазақ, өзбәк в.б.қериндаш хәлиқләр өзлириниң әдәбият тарихида кәң пайдиланмақта. Дастанниң һазирқи күнгә мәлум болған ХҮә. көчирилгән бирдин-бир қол язимси Парижниң миллий китапханисида сақланмақта.

Әсәрдики вақиәләрни 2топқа бөлүш мүмкин. 1-дә миф-әпсаниләр кәң орун алған. Униң баш қәһриманиниң туғулуши, өсүши, мифологиялик характерға егә.

Балиниң туғулуш алаһидиликлири,Оғузниң очилиқ паалийити, қәһриманниң өйлиниши - биринчи аяли Көктин чүшкән нурдин яралған гөзәл қиз, оғуллири - Күн,Ай,Юлтуз. 2-аяли ана йәр билән мунасивәтлик, яғач камарида олтарған гөзәл, оғуллири Көк, Тағ, Теңиз. Уйғурларниң келип чиқиши ривайити.

2-қисми Оғузханниң һөкүмран болғанлиғи, униң һәрбий жүрүшлири қәһриманлиқ мотивта ипадиләнгән. Шундақла турмуш ләвһәлири, кишиләр мунасивәтлири реаллиқ түстә тәсвирлиниду.

Дәрисни йәкүнләш: соал-жавап арқилиқ сөзләш.Соал вә тапшуруқлар

  1. Уйғурларниң қедимий тотеми.

  2. Оғузхан өзини қандақ тонуштурди?

  3. Немә үчүн у һәрбий жүрүшләрни елип барди?

Өйгә тапшурма: қошумчә материаллар билән тәйярлиниш

Баһалаш:

Дәрис түгиди, саламәт болуңлар!


© 2010-2022