Конспект по уйгурскому языку на тему «Йүсүп – Зүләйха» (9 класс)

Раздел Классному руководителю
Класс 9 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Тәкшүрүлди вақти---------------

Оқуш мудири:Уйғур әдәбияти 9------синип

Пәни бойичә күндилик дәрис плани

Дәрисниң мавзуси: № ХІҮ ә. әдәбият Рәбғузий вә «Йүсүп - Зүләйха»

Дәрисниң мәхсити: а/ йеңи дәрис бойичә чүшиник бериш;

ә/ оқуғучиларниң әдәбиятқа болған қизиқишини ашуруш,

дурус сөзләшкә, ижадий ишләшкә, ой-пикирни ихчамлап

хуласә чиқиришқа үгитиш. Тил байлиғини ашуруш.

б/ Гөзәлликкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш, патриотлуқ,

вәтәнпәрвәрлик тәрбийәсини бериш.

Дәрисниң түри: арилаш

Дәрисниң

жабдуқлиниши: дәрислик, рәңлик сүрәтләр,тест үлгилири, карточкилар, кроссворд,

портретлар, гезит материаллири вә б-р.

Қоллинилидиған

усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, оқутуш, эвристикилиқ, иллюстративлиқ,

репродуктивлиқ, арилаш,баянлаш, мустәқил ишләш в.б.

Дәрисниң бериши: а/ Синипни уюштуруш;

ә/ Оқуғучилар билән саламлишиш.

Өй тапшурмисини

сораш: а/ өтүлгән мавзу бойичә сораш;

ә/ мәзмунини сөзләш.

Өй тапшурмисини

йәкүнләш: а/ соал-жавап арқилиқ.

Өткән мавзуни жәмләп, оқуғучиларниң диққитини йеңи мавзуға

жәлип қилиш үчүн йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуримән.

Йеңи мавзу: Насриддин Бурһанидин оғли Рабғузий әдәбият тарихида бирла әсәри билән тонулған язғучи вә шаирдур. Униң тәржимә һалиға тегишлик мәлуматлар наһайити аз. У Қәшәқр әтрапида туғулуп, яшлиқ чеғидин бишлап уйғур-оғуз қәбилилири маканлиған Хорәзм тәвәсидә яшиған. Униң ижадий паалийитиниң дәсләпки қәдәмлири мана мошу йәрдин башланған. ХІІІ-ХІҮә Хорәзм мәдәний мәркәзләрниң бири болған.

Башланғучбилимини өз жутида алған. Кейин у өз заманисиниң атақлиқ мәдрисилиридә оқуп, илим-пән чоққилириға еришкән. Н. Рабғузий оқуған мәдрисиләрдә математика, геометрия,алгебра охшаш пәнләрму оқутилған. Кәлгүси әдип өз ана тили түркийдин ташқири әрәп, парс тиллириниму мукәммәл егилигән. Рабғузий Насирниң әдәбий тәхәллуси болуп, бу сөз «Рабат оғуз» (жай нами) дегән икки сөзниң қошулишидин ясалған.

Әдип шу Рабат оғуз дегән йәрдә яшап, қазилиқ мәнсивини атқурған. У өз дәвриниң мәшһур диний әрбаби сүпитидә кәң тонулған. Шуниң үчүн у моңғол бәглиридин болған Тоқбуғаниң тапшуриғиға бенаән ислам тарихиға аит әдәбий-тарихий әсәр йезишқа киришиду. У өз китавини «Қиссәсул әнбия» «Пәйғәмбәрләр қиссилири) дәп атиди. Муәллип бу китапқа «Қиссәи Рабғузий»дәпму нам бәргән.

Бу әсәрни бир жил мабайнида язиду. Китап һижрийәниң 710-ж (1310-ж) әтиязда тамам болиду. Мәхсити пәйғәмбәрләр қиссилирини тоғра йезиштин ибарәт еди. Бу йүксәк мәхсәт-нийитини әмәлгә ашуруш үчүн өз китавини Алла тааланиң йәр-жаһанни яритиш жәриянлири, кейин Һава ана вә Адәм ата вә пәйғәмбәрләр һәққидә язиду.

«Йүсүп-Зүләйха»-қиссиси -муһәббәт мавзусиға йезилған. «Қиссәи Йусуф Сиддиқ әләйһисалам» дәп нам берилгән болсиму, кейин у «Йүсүп-Зүләйха» дастани аталғуси билән кәң таралди.

Дәрисни йәкүнләш: соал-жавап арқилиқ сөзләш

Өйгә тапшурма: қошумчә материаллар билән тәйярлиниш

Баһалаш:

Дәрис түгиди, саламәт болуңлар!

© 2010-2022