Конспект по уйгурскому языку на тему Йәр йүзидики тиллар (9 класс)

Раздел Классному руководителю
Класс 9 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Тәкшүрүлди вақти-----------

Оқуш мудири:Уйғур тили 9-синип

Пәни бойичә күндилик дәрис плани

Дәрисниң мавзуси: №2 Йәр йүзидики тиллар. Тилларниң пәйда болуши.

Дәрисниң мәхсити: а/ йеңи дәрис бойичә чүшиник бериш;

ә/ өткән дәрисләрдә алған билимини пишиғдаш;

саватлиқ йезишқа, дурус сөзләшкә, ижадий ишләшкә

үгитиш.Тил байлиғини ашуруш.

б/ Гөзәлликкә, әдәп-әхлаққа тәрбийиләш.Ана тилға болған

қизиқишини ашуруш.

Дәрисниң түри: лекция

Дәрисниң

жабдуқлиниши: дәрислик, рәңлик сүрәтләр,тест үлгилири, карточкилар, кроссворд,

ребус, кадаскоп, көнүкмиләр топлими, гезит материаллири вә б-р.

Қоллинилидиған

усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, оқутуш, эвристикилиқ, иллюстративлиқ,

репродуктивлиқ, арилаш, йезиш, мустәқил ишләш, өз алдиға

ишләш в.б.

Дәрисниң бериши: а/ Синипни уюштуруш;

ә/ Оқуғучилар билән саламлишиш.

Өй тапшурмисини

сораш: а/ өтүлгән мавзу бойичә сораш;

ә/ язмичә берилгән тапшурма бойичә сораш.

Өй тапшурмисини

йәкүнләш: а/ соал-жавап арқилиқ.

Өткән мавзуни жәмләп, оқуғучиларниң диққитини йеңи мавзуға

жәлип қилиш үчүн йеңи мавзуниң мәхсити билән тонуштуримән.

Йеңи мавзу:Һазир йәр йүзидә тәхминән 2500-3000ға йеқин тил бар. Уларниң ичидә әң көп таралғини, 1985-жилқи мәлумат бойичә: хитай тили (1 миллиардтин артуқ), инглиз тили (420 млн), һинд вә униңға йеқин урду (320 млн), испан (300млн), рус (250 млн), в.б. Улардин инглиз, әрәп, испан,рус, француз, хитай тиллири Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң рәсмий вә иш тиллири болуп һесаплиниду. Улар хәлиқ ара тиллар сүпитидә етирап қилған дөләтниң өз ара мунасивәт бағлаш тили болуши керәк.

Хәлиқ ара тиллар тәбиий хәлиқ ара тиллар вә сүнъий хәлиқ ара тиллар дәп иккигә бөлүниду. Тәбиий хәлиқ ара тиллар ға ихтисадий, сәясий вә мәдәний жәһәттин зор тәрәққият басқучиға еришкән милләтләр тиллири кириду.БМТниң рәсмий вә иш тиллири сүпитидә аталған тиллар тәбиий хәлиқ ара тиллар һесаплиниду.

Сүнъий хәлиқ ара тиллар болса, мәлум бир милләткә вәкиллик қилмайду. Йәни у тилда сөзлишидиған милләт болмайду. Мундақ тиллар алимлар тәрипидин кәшип қилинған ясалма тиллар болуп һесаплиниду.

Дунияда әң көп таралған тилларниң бири эсперанто тили болуп һесаплиниду. Бу тилни 1887-ж Л.М.Заменгоф ижат қилған. Мәзкүр тил һазир 100гә йеқин дөләттә үгинилмәктә.

Генеологиялик тәснифләштә тилларниң қериндашлиқ мунасивәтлири үгинилип, уларниң әң қедимий ортақ тили бәлгүлиниду. Тилларниң қериндашлиқ мунасмвити уларниң фонетикисидики, лексикидики синтаксисидики, болупму, морфологиясидики ортақлиқлардин байқилиду. Сәвәви морфологиялик көрсәткүчләр наһайити турақлиқ болуп келиду. Улар узун вақит давамида өзиниң шәклини, мәнасини вә хизмитини сақлаш хусусийитигә егә. Қериндаш тиллар тил аилилирини тәшкил қилиду. Йәр йүзидә әң көп таралған тил аилилири төвәндикиләр:


  1. Алтай тил аилиси : а/ түркий тиллар: уйғур, қазақ, әзәрбәйжан,түрк, өзбәк, қирғиз в.б.ә/ моңғул тиллири: моңғул,қалмақ, бурят; б/ туңғус-манжур тиллири: эвенк, нанай, удегей,манжур;в/корей тили;г/ япон тили.


  1. Һинд-европа тил аилиси: а/ роман тиллири: испан, португал, француз, итальян, румын, молдаван тиллири; ә/герман тиллири: инглиз, немис, нидерланд, швед, норвег, дат, исланд тиллири; б/ славян тиллири: рус, украин, белорус, поляк, чех, словак, болғар, македон, серб, хорват славен тиллири; в/ иран тиллири: парс, тажик, курт, пушту, осетин; г/ балтиқ тиллири : литва, латыш;ғ/ грек тили;д/ албан тили; з/һинд-ариан тиллири һинди, урду, бенгал, цыган в.б.


  1. Афразия тил аилиси:а/ семит тиллири: әрәп, иврит в.б. ә/ сомали тили;б/ берюер тили.


  1. Кавказ тил аилиси: а/картвел тиллири: грузин, мегрел, лаз;ә/абхаз-адиге; б/ нах-дағстан тиллири: чечән, ингуш; в/ авар-андоцез тиллири; г/ лак-дарғин тиллири; ғ/ лезгин тиллири.


  1. Урал тил аилиси : а/ фин-угор тиллири: венгр, фин, карел, эстон, мордва, коми в.б. ә/ самоди тиллири: ненец, энец, нганасан в.б.

6. Хитай-тибәт тил аилиси : хитай, тай, тибәт, бирма, туңган.

Тилниң пәйда болуши наһайити мурәккәп мәсилә болуп, уни пәқәт тилшунаслиқла әмәс, шундақла антрапология,биология, этнография охшаш пәнләрму үгиниду. Тил аң-сәвийәниң, жәмийәтниң пәйда болуши билән бағлиқ болғанлиқтин, бу мәсилә философиягиму мунасивәтлик. Тилниң пәйда болуши тоғрилиқ кәң таралған 2 топ дейишкә болиду.


  1. Биологиялик нәзәрийәләр. Тилниң келип чиқиши адәм организминиң тәрәққий етишигә бағлиқ. Буниңда тил тәбиәтниң узақ вақитлиқ тәрәққиятиниң мәһсули сүпитидә қарилиду.

а/ тәхлитлик нәзәрийә. Бу нәзәрийә бойичә тилдики әң дәсләпки сөзләр тәхлидий сөзләр болған. Улар адәм организминиң аңлаш, нутуқ органлири тәрәққий әткәндин кейин, уларниң һайванлар чиқиридиған тавушларға тәхлит қилишидин пәйда болған. М: «каккук», «тоқулдақ» охшаш қуш намлири шулар чиқиридиған тавушларға бағлиқ аталған.

ә/ имлиқ нәзәрийә. Тилдики әң дәсләпки сөзләр имлиқ сөзләр болған. Улар адәмниң ички кәчүрмилиригә бағлиқ һәр хил һаяжанниңипадиси сүпитидә қарилиду. Дәсләпки имлиқ сөзләр хошаллиқ, қорқунуч, еғир ағриқ, ачлиқни һаяжан билән ипадиләш арқилиқ мәйданға кәлгән. Һәр икки нәзәрийә тавушлиқ тил вә ишарилик тил болған дәп қарайду.


  1. Ижтимаий нәзәрийәләр. Тил - жәмийәтлик муһтажлиқ нәтижисидә пәйда болған. Жәмийәтлик муһтажлиқ әмгәк арқилиқ аң-сәвийәси тәрәққий әткән инсанлар бар жайдила мүмкин болиду.

а/ ижтимаий келишим нәзәрийәси. Сөзләр адәмләрниң өз ара келишими нәтижисидә пәйда болған. Мундақ әһвал һазир мүмкин болғини билән, қедимий дәвирдә мүмкин әмәс еди. Сәвәви бир сөз тоғрисида келишиш үчүн алди билән у сөз өзи болуши керәк.

ә/ иш нәзәрийәси яки әмгәк чақириқлири нәзәрийәси. Тил адәмләр билән ишләш жәриянида қолланған һәр хил чақириқлар нәтижисидә пәйда болған. Бу вақирашлар, йәни әмгәк чақириқлири иш-паалийәтни уюштурушқа ярдәм бәргән. Дәсләп улар тәсәдипи тавушлар болған болса,кейинәрәк улар әмгәк жәрияниниң символлириға айланған. -----------------------------------------------------------------------------------------------------------

Дәрисни йәкүнләш: соал-жавап

Өйгә тапшурма: 1-3 қаидиләрни оқуш

Баһалаш:--------------------------------------------------------------------------------------------------

Дәрис түгиди, саламәт болуңлар!


© 2010-2022