Внеклассная работа на тему Қутлуқ дияр гөзәл Яркәнт (6 класс)

Раздел Классному руководителю
Класс 6 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Внеклассная работа на тему Қутлуқ дияр гөзәл Яркәнт (6 класс)Қутлуқ дияр гөзәл Яркәнт


Мәхсити: Яркәнт тарихи, мәдәний ядикарлиқлири, атақлиқ

пәрзәнтлири тоғрисида билимини ашуруш.

Туғулған, дияриға болған сезимини, муһәббитини,

һөрмитини ашуруш. Оқуғучиларни вәтәнпәрвәрлик

роһта тәрбийләш.

Көрнәкликләр: шарлар, буклетлар, слайдлар.

Елип барғучи

Әзәлдин меһриң иссиқ, гөзәл Яркәнт,

Әждатлирими улуқлиған, есил Яркәнт.

Гүлшән кәби ятар Өсәк қучиғинда,

Әл қәлбидә зил яңриған ғәзәл Яркәнт.

Әссалам, әзиз меһманлар! Әсалам, қәдирлик устазлар вә оқуғучилар!

6 «А» синипи тәйярлиған «Қутлуқ дияр гөзәл Яркәнт» намлиқ тәрбийә саатиға хуш кәпсиләр.

Бугунки тәрбийә саатиға кәлгән әзиз, қәдирдан меһманлиримиз билән тонуштуруп өтәйли.


  1. Тохтәр ака Василов

Жутимизниң йезе егилигиниң тәрәққий етишида өз үлүшини қошқан


  1. Нурбанум Бурхандинқизи Тохтамова

Язғучи Тохтәмовлар әвлади


  1. Турсунмәһәмәд ака Машуров

Йеза егилиги ишләп чиқиришниң маһир тәшкилатчи әвлади


  1. Нурзат ака Хамраев

Язғучи - шаир Хелил Һәмраев әвлади


  1. Имәржан Юсупов

Дунияға кәлгән һәр бир инсанниң киндик қени төкүлгән ана жути, туғулуп өскән дияри болиду. Ана жут һәр бир инсан үчүн әзиз вә қәдирликтур. Жут һәммә үчүн гөзәл. Шаир вә язғучиларму ана жутини өз әсәрлиридә мәдһийләп, күйләп, улуқлиди. Мана шундақ қедимий жутларниң бири - Яркәнттур.

І. Яркәнт шәһириниң тарихи


Сөз: Нурбанум Бурхандинқизи Тохтамова

Әдәбий монтаж «Яркәнт»

1-оқуғучи: Ильзат

Әзәлдин меһриң иссиқ, гөзәл Яркәнт,

Әждатлирими улуқлиған, есил Яркәнт.

Гүлшән кәби ятар Өсәк қучиғинда,

Әл қәлбидә зил яңриған ғәзәл Яркәнт.

2-оқуғучи: Шахмурат

Гүл һаятиң гувачиси өзәң, Яркәнт,

Бәк яқиду әлгә яңрақ сөзүң, Яркәнт.

Тарихларда тәрипләйду шөһритиңни,

Нур чачиду әлгә парлақ көзүң, Яркәнт.

3-оқуғучи: Назим

Чәксиз сөйәр сени хәлқим әй, жан Яркәнт,

Қәддиң бүйүк, сәлтәнәтлик, жанан Яркәнт.

Қедимийдин яңрап келәр шәниң сениң,

Сап һавалиқ, әй, гүлистан панам Яркәнт.

4-оқуғучи: Камиль

Ана жутум диярим, Яркитим гөзәл,

Армини, ғурури уйғурниң түгәл.

Зәп иллиқ, меһриван қойни беғубар.

Әждатлар гүл тиккән мәңгүлүк гүлзар.

5-оқуғучи: Молутжан

Яркән гөзәл, Йәттисуниң бостини,

Сеғинғандим әзиз жутум мән сени.

Көйүк оти ойғандуруп илһамни,

Беғишлидим Яркитимгә шеиримни.

ІІ. Улуқ Вәтән уруш жилири


Шәһиримиздики барлиқ саһалар бойичә тәрәққиятлар илгири сүрүп, хәлиқ турмуши бир қәдәр яхшилинишқа башлиған бир пәйтләрдә, йәни 1941-жили 22-июнь күни немис фашист басқунчилири Вәтинимизгә туюқсиз һужум қилип, хәлқимизниң тинич паравән турмушиға паракәндичилиқ салған еди. Пүткүл хәлиқ дегидәк Вәтәнни дүшмәндин қоғдашқа сәпәрвәр қилинди, пүткүл қазақстанлиқларға охшашла бизниң жутдашлиримизму жәң мәйданиға атланди. Әйнә шу урушиниң дәсләпки жиллири наһийәмиздин алдиңқи сәпкә 9 113 киши болуп, 5 710 кишила қайтип кәлди.

Улуқ Вәтән урушида көрсәткән қәһриманлиғи вә жасарити үчүн көплигән жутдашлиримиз Кеңәш һакимийитиниң алий дәрижилик орден вә медальлири билән тәғдирләнгән болуп, уларниң ичидә бизниң жутдашлиримиздин 8 кишигә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани дегән алий унван-атақ берилди, улар-


  1. Сулһи Лутпуллин Камиль

  2. Хәмит Кобеков Дильмурат

  3. Қожахмет Тышқанбаев Халмурат

  4. Анисим Пашенко Алишер

  5. Павел Хмылев Шахмурат

  6. Павел Просенков Ивраимжан

  7. Илья Каратаев Долқун

  8. Николай Иванов Ильзат

қатарлиқ батурлар.

86 жутдишимиз авған уришиға, улар:


  1. Талғат Теткусизов Анеля

  2. Қаһирман Розиев Анара

  3. Пәйзуллам Сайдуллаев Ирадә

  4. Шыңғыс Сәтқалиев Шахзадәм

  5. Қуат Иманханов Интизар

  6. Бәхитжан Ушурбакиев Фируза

  7. Жағда Исмаилов Рамилям

  8. Евгений Куликов Дильраба

  9. Ярмухамед Алиев Гулинур

Бийилқи жил биз Қазақстанлиқлар үчүн тилға аларлиқ жил, «Желтоқсан вақийәсигә - 30 жил» , хәлқимизниң әсиргә улашқан мустәқилликни арман қилған «Мустәқиликкә 25 жил» толуп туриду.

Мустәқиллик дөләт болушқа өз женини қурван қилған, бир кишилик өз үлүшини қошқан бизниң жутдашлиримиз Қайрат Рысқұлбеков, Ербол Сыпатаев,Ляззат Асановалардур.Уларни жутдашлиримиз һөрмәт билән тилға алиду вә улар билән пәхирлиниду.

Шәйт болған қурван болғанларни бир минут үнсизлик билән әскә алайлиқ.

25 жил болди, артта қалди тартқан азап,

Азат қазақ бу күн йәнә азат.

Нурлуқ күни яшнап көк асманда,

Күйлә әнди бостанлиқта гөзәл һәжәп.

ІІІ. Йеза егилиги

Хәлиқ егилиги тәрәққиятиниң әң муһими аммилиридин бири болған йеза егилигиниң асаслиқ мәһсулатлириниң бири болған бу-нандур. Нансиз һаятимизни әсла тәсәввур қилишқа болмиса керәк. Бу һәқтә язғучи шаиримзни өз әсәрлиридә, ейтиливатқан нахшиларда нанниң улуқлиғи, мәрданә деханларниң жапалиқ әмгигини мәдһийләду.

Шаиримиз Хелил Һәмраев «Дехан» дегән шеирида:

Дехан десәм нанниң һиди һүпүлдәр,

Дехан десәм қуяш нури һөпүлдәр.

Чүнки дехан йәр бағриға жан берип,

Кәң даланиң жүриги боп дүпүлдәр -

дәп дехан әмгигини жуқури баһалайду.

Наһийә йеза егилигиниң, жүмлидин жумһурийитимз егилигиниң тәрәққиятиға интайин зор һәссилирини қошуп, йеза егилиги саһасида мөжүзә яритип, әл һөрмитигә сазавәр болған бизниң жутдашлиримизниң қилған һалал әмгиги дөлитимз тәрипидин жуқури баһалинип, бир қанчә кишигә Кеңәш иттипақиниң әң алий нами «Социалистик Әмгәк Қәһримани» атиғиға егә болғанлар


  1. Әбилмәжин Қасимбеков Камиль

  2. Әлимжан Бақтаев Долқун

  3. Күләш Айтжанова Шахзадәм

  4. Мәрийәм Ниязова Анеля

  5. Адаләт Зәйнавдинова Наргиза

  6. Берикбай Сайназаров Халмурат

  7. Айтбала Айданова Рамилям

  8. Шаймухан Сапиев Ильзат

Николай Головацкий болса,бу атаққа икки қетим еришти, булар «Алтун юлтуз» тақиған мәрданлиримиздур. Йеза егилиги ишләп чиқиришниң маһир тәшкилатчилири Мәшрәп Йолдашев, Имир Билалов, Асим Қурбанов, Азат Мәшүров, Оғуз Ниязов, Нүсүп Сауранбаев, Ибраһим Қожахметовлардур.

Сөз: Василов Тохтәракиға

1-оқуғучи:

Дехан десәм нанниң һиди һүпүлдәр,

Дехан десәм қуяш нури һөпүлдәр.

Чүнки дехан йәр бағриға жан берип,

Кәң даланиң жүриги боп дүпүлдәр.

2-оқуғучи: Шахзадәм

Еңбекпенен өмірің де көрікті,

Бақ - береке маңдай термен келіпті.

Дихан баба Айтжанқызы Күләшқа,

Ақ жарылып ақ батасын беріпті.

3-оқуғучи: Интизар

Ұрпаққа үлгі ісіңіз де, сөзіңіз,

Көп тілеуін көңілменен сезіңіз.

Кеудеңізде орден, медаль жарқырап,

Жас ұрпақтың тәләмгері -Өзіңіз!

4-оқуғучи: Дильраба

Честь и Слава Герою Труда!

Головацкому вечная слава!

Пусть потомкам останется навека

Имя сельского труженика, земляка

Имя славного сына

Жаркентской земли-

Головацкому Николаю Никитичу!


  1. «Дехан» нахшида Долқун

«Кәтмән» усули оғуллар топи

ІV. Яркәнттә мәдәнийәт, маарип, әдәбият вә сәньәтниң

риважлиниши

Бу қутлуқ маканда мәдәнийәт, сәньәт, әдәбиятниң бүйүк намайәндилириму йетилгән. Көрнәклик шаир вә язғучилар Зия Сәмәди, Жамалдин Босақов, Хелил Һәмраев, Рахметолла Нурпейисов, Оразақын Асқар, Бексултан Нуржеке оғли, Қурван вә Турған Тохтәмовлар, Савутжан Мәмәтқулов, Жүсипбек Қорғасбек.

Сөз: Нурзат акиға

2) «Уйғур қизлири» усул усулда қизлар топи

Бизниң жутимиз Яркәнт «нахша-саз, уссул макани» дәп атиған, жутдашлири пәхирләнгидәк сәньәткәрләрму йетишип чиққан. Қазақстан уйғур сәньити вә театрчилиғиниң риважлинишиға, миллий сәньитимизниң ронақ тепишиға бебаһа төһпиләрни қошқан жутдашлиримиздин- Қазақстан Жумһурийитиниң хәлиқ артиситлири Әхмәт Шәмиев, Рошәнгүл Илахунова, Зенәт Әкбәровалардур.

Яркәнт тәвәсидә уйғур миллий ансамбльлири тәшкил қилинған болуп, «Шатлиқ», «Яркәнт булбулири», «Сәба», «Өсәк наваси», «Тәклимакан», «Чәмбәр», «Долан», «Или наваси», «Дилсаз», «Пәрваз» , «Тарим» миллий сәньитимизниң риважлинишиға өзлириниң төһбисини қошуп кәлмәктә. Бу ансамбльларму өз маһарәтлирини ашуруп, наһийә, вилайәт, жумһурийәт миқиясида тонулмақта.

Сөз: Имәржан Исмаилоғлиға

3) «Чирайлиқ» усули усулда Анаргүл

Шәһиримиздә чиқидиған наһийәлик наһийәлик «Яркән тәвәси» намлиқ гезит уйғур мәтбуатчилириниң дәсләпки қалиғачлири десиму болиду. Әгәр гезитниң өтмүшигә көз жүгәртидиған болсақ, униң бай тарихқа егә болуп, хәлқимизниң мәдәний һәм ижтимайи һаятида муһим роль ойниғанлиғиниң гувачиси болимиз.

Гезитниң дәсләпки сани 1921-жили 1-июль күни «Кәмбәғәлләр авази» нами билән ташкәнт шәһиридә йоруқ көргән. Уйғур хәлқиниң муннәвәр пәрзәнти Абдулла Розибақиев униң тәшкилатчиси һәм дәсләпки муһәррири болған. Кейинәрәк гезит редакцияси Алмутиға көчирип келинди. Әнди 1930-жилдин башлап бу гезит наһийәлик гезит сүпитидә Яркәнт шәһиридә чиқишқа башлиди. 95 жиллиқ тарихқа егә «Кәмбәғәлләр авази» гезити өткән мәзгилләрдә, «Колхозчилар аваз», «Йеңилиқ авази», «Октябрь нури», «Жаңалық жаршысы» қатарлиқ намлар билән нәшир қилинип кәлгән болса, ахирқи жилларда «Яркәнт тәвәси», қазақ тилида «Жаркент өңірі», рус тилида «Жаркентская новь» намлири билән чиқиватиду.

Сөз: Гөһәрбүви Лохманжанқизиға

Турсунмәһәммәд акиға

4) «Анижанлиқ» усули оғуллар топи

Илим - билимсиз кишилик жәмийитимиздики алим, инженер, язғучи-шаир, рәсам, сәньәткар вә.б дөләр әрбаплириниң бежириватқан ишлири қандақму ронақ тапалисун.

Миллий марипимизниң асаси болған илим-билим булуғиниң ачқучи болғанлар, әлвәттә, муәллимләр, устазлардур.

Яркәнт қурулған күнләрдин башлап саһасида узун жиллар жапалиқ әмгәк қилип бала тәрбийләштә интайин зор төһпиләрни қошқан, хәлиқ һөрмитигә бөләнгән устазлиримиз йүзләп санилиду. Әйнә шундақ устазлар Өмәр Муһәмәдий, Қари Босақов, Һезим Искәндәров, Жамалдин Босақов, Сидиқжан Зульяров, Жақсыбай Исаев, Махмут Исламов, Бүви Қәмбәрова, қатарлиқ устазлиримизни һөрмәт билән тилға алимиз.

Һазирқи күндә шәһәр мәктәплиридә һәр бир милләт оқуғучилири өз хаһиши бойичә ана тилида оқуш пурситигә егә. Мәкәтәпләрдә қазақ, рус, уйғур тиллирида дәрис өтүлиду.

Устаз улуқ, устаз бүйүктур,

Устаз течлиқ үчүн түврүктур.

Устаз жутни көтирип турған,

Упримас зор полат көрүктур.

Муәллим - устаз, бу немә дегән улуқ нам десиңизчу. Шуңлашқа уларниң қилған ишлири әң шәрәпликтур вә алийжанаплиқтур.

Ана жутимиздики маарип саһаси Кеңәш һакимийити орнитилғандин кейин шәһәрдә 1930-жили қурулған мәктәп Молотов нами билән атилип, Яркәнттики асаслиқ билим очақлиридин бири болғанлиғи мәлум Йәттису тәвәсидики мәктәпләр үчүн муәллимләрни тәйярлайдиған педагогикилиқ училищи 1929-жили яз айлирида Алмутидиик Сопи Зәрватов намибилән атилидиған уйғур оттура мәктиви пүтүн-үскинлири билән Яркәнткә көчирилип келинди.Яркәнт педагогикилиқ колледжниң асаси болған бу техникумда дәсләпки жиллиири үчла курс болуп, кейинәрәк қазақ,рус, бөлүмлири ечилған.Һазирқи күндә уйғур бөлүмиму можуттур. Педагогикилиқ училище қурулғандин бу ян жумһурийитимиздики қазақ, рус, уйғур мәктәплири вә бала бағчилири үчүн 14 миңдин артуқ мутәхәссисиләрни тәйярлап бәрди..

5)«Устаз» нахшида қизлар топи

Пәқәт Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин, хәлиқ аммисниң етиқат ишлириға кәң йол ечилди. Кейинки жилларда «Қазақ тили» жәмийити, уйғур, Славян, Туңган мәдәнийәт мәркәзлириниң тиллар билән миллий мәдәнийәтниң, урпи-адәт, рәсим-қаидиләрниң һәртәрәплимә тәрәққий етишидә муһим роль ойнаватқанлиғини атап өтүш орунлуқ. Наһийәмиз көп милләтлик. Ениғирақ, ейтқанда 47 милләт билән еләт вәкиллири ижил-инақ яшап, әмгәк әтмәктә. Яркәнт тәвәсидә яшаватқан аһалиниң сани - 118 миң адәм, уларниң 63% қазақлар, 30 % уйғурлар, 4,6 % руслар, қалғанлирини башқа милләт вәкиллири тәшкил қилиду.

Әдәбий монтаж

1-оқуғучи: Наргиза

Қазақстан-Вәтән һәммә милләткә,

Биз граждани мошу улуқ дөләткә.

Мустәқиллик елип шөһрәт нам билән,

Чиң муйәссәр болди бүйүк һөрмәткә.

2-оқуғучи: Гулинур

Қуяшлиқ Қазақстан-бизниң Вәтән.

Әзәлдин хәлқи инақ, гөзәл, гүлшән.

Гүлшәндә достлар әркин сәйлә қилип,

Улуқлар, бу Вәтәнни жан билән тән.

3-оқуғучи: Интизар

Бүгүн той - мәрикисидә Қазақстан!

Аталди йәр йүзидә гүл бағстан.

Қойнида достлуғи қанат яйғач,

Яңрайду әл арилап течлиқ дастан.

4-оқуғучи: Дильмурат

Мы дружной семьею живем в Казахстане
Татары, уйгуры и русские с нами.
Так пусть же крепнет во веки веков
Дружба народов всех возрастов.

5-оқуғучи: Ирада

Казахи мы и русские, карелы и корейцы,
Мы черные, и русые, и смуглые, и белые.
В Казахстане - на земле родной,
Живем мы все большой и дружной семьей.

6-оқуғучи: Анеля

Великих наций, разных языков.

Оценят здесь обычаи народов,

Советы мудрых стариков.

Я прошлым Родины своей горжусь,

Истоки языков познать стремлюсь.

7-оқуғучи: Дильмурат

My Kazakhstan

I love you my - Kazakhstan
I also love her - the people
I love my mother and father,
I love Steppe and messenger


Хор

Қазақстан-гүлстан,

Хәлиқләрни гүлләткән.

Мустәқиллик йолида,

Мәхстигә әл йәткән.

6) «Достлуқ ели Қазақстан» флешмоб

Жуқирида, қәйт қилғандәк, бу мошундақ көп милләтләрниң мустәкәм достлуғи, өмлүги, бир, мәхсәт, бир нийәттә әмгәк етиватқан қутлуқ дияр.

Һәқиқәтму Яркәнт тәвәси йери мүнбәт, хәлқи инақ, һәртәрәплимә гүлләп, яшнаватқан ават макандур.






«Билал - Назым атындағы орта мектеп мектепке дейінгі шағын орталығымен» коммуналдық мемлекеттік мекемесі











«Қутлуқ дияр гөзәл Яркәнт»

(тәрбийә саати )


Внеклассная работа на тему Қутлуқ дияр гөзәл Яркәнт (6 класс)






6 «А» синип йетәкчиси: Заирова Огулям Имарджановна


2015-2016 оқуш жили




Шәһиримиздики барлиқ саһалар бойичә тәрәққиятлар илгири сүрүп, хәлиқ турмуши бир қәдәр яхшилинишқа башлиған бир пәйтләрдә, йәни 1941-жили 22-июнь күни немис фашист басқунчилири вәтинимзгә туюқсиз һужум қилип, хәлқимизниң тинич паравән турмушиға паракәндичилиқ салған еди. Пүткүл хәлиқ дегидәк Вәтәнни дүшмәндин қоғдашқа сәпәрвәр қилинди, пүткүл қазақстанлиқларға охшашла бизниң жутдашлиримизму жәң мәйданиға атланди. Улар дәһшәтлик уруш жиллири жан мәйданлирида қан кечип, Вәтини үчүн жәң қилди, қәһриманлиқлирини көрситип, 1945-жилиниң оттурилиридин башлап өз жутиға Ғалибийәт қазинишқа башлиди. Көп қисми Вәтән үчүн жан тикип, қурван болди, пәқәт аз қисмила сақ вә нака болуп қайтип кәлгән еди. Әйнә шу урушиниң дәсләпки жиллири наһийәмиздин алдиңқи сәпкә 9 113 киши болуп, 5 710 кишила қайтип кәлди.

Кейинки вақитларда шәһиримиздә милләтләрниң мәдәний мәркәзлири қурулған болуп, һазир наһийәлик мәдәнийәт мәркизи, Туңган мәдәнийәт мәркизи, Славян мәдәнийәт мәркизи қатарлиқ мәркәзләр палийәт елип бармақта.

Шәһиримиздә уйғур мәтбуатиниң қалиғичи «Яркәнт тәвәси» гезити чиқиватса, рәсмий нәшир «Уйғур авази» вә шуниңдәк башқиму уйғур тиллиқ гезит-журналлар йезилишни жутдашлар инсаний борчимиз дәп һесаплайду.

бурунқи Сопи зәрват, кейинәрәк педтехникум, һазирқи Яркәнт педагогикилиқ колледжда уйғур бөлүми можут.

Пәқәт Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин кейин, хәлиқ аммисниң етиқат ишлириға кәң йол ечилди. Кейинки жилларда «Қазақ тили» жәмийити, уйғур, Славян, Туңган мәдәнийәт мәркәзлириниң тиллар билән миллий мәдәнийәтниң, урпи-адәт, рәсим-қаидиләрниң һәртәрәплимә тәрәққий етишидә муһим роль ойнаватқанлиғини атап өтүш орунлуқ. Наһийәмиз көп милләтлик. Ениғирақ, ейтқанда 47 милләт билән еләт вәкиллири ижил-инақ яшап, әмгәк әтмәктә. Яркәнт тәвәсидә яшаватқан аһалиниң сани - 118 миң адәм, уларниң 63% қазақлар, 30 % уйғурлар, 4,6 % руслар, қалғанлирини башқа милләт вәкиллири тәшкил қилиду.

11


© 2010-2022