«Аләм, ана билән гүлстан!»

Устаз синипқа киридуБаһар келиши дәсләпки мәйрәм тоғрисида сөһбәт Қиш пүтиши билән бизгә қайси пәсил келиду балилар?-Дурус дәйсиләр.-Бу пәсилдә қандақ мәйрәмләрни нишанлап өтимиз? «Аләм, ана билән гүлстан!»қуйду,улар шеирларни ,яхши ейтиду,тиңшап көруп бақмаймизму?Қени тиңшап көрәйли Силәр болғач,балиларниң көңли тоқ Силәр болғач,балиларниң ғеми йоқ. Қараңлара,турғинини бәхитликАниларниң меһригә берип зоқ.2)0-2 синип оқуғучилири шеирлирини ейтиду.Устаз. Болиду, мошу шеирни йезип қояйли.3-е.б.Р...
Раздел Классному руководителю
Класс -
Тип Рабочие программы
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Мавзуси: «Аләм, ана билән гүлстан!»

Устаз синипқа кириду

Баһар келиши дәсләпки мәйрәм тоғрисида сөһбәт

Қиш пүтиши билән бизгә қайси пәсил келиду балилар?

-Дурус дәйсиләр.

-Бу пәсилдә қандақ мәйрәмләрни нишанлап өтимиз?

_----------------------------------

Һәә, дурус дәйсиләр балилар шуниң билән биллә бийил Қазақстан Ассамблеясиға 20жил толди,бума биз үчүн чоң мәйрәм.2015 жилини Қазақстан Жумһурийитидә «Ассамблея жили» дәп елан қилинди.Мән силәргә балилар әл башчимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң мону сөзлирини оқуп бәргим келиватиду.

Қасиетті қазақ жерін татулықтың талбесігі етіп, бейбітшілікке бөлеген Қазақстан халқы Ассамблеясы биыл кәмелетке толды.Ел тәуелсіздігінің ең жауапты кезеңінде бірлігіміздің бастауы болсын деп қолымызбен құрған Ассамблеяның дүниеге келгеніне 20 жыл.
Осы аралықта ол өзінің өміршеңдігін көрсетіп, біздің бейбіт қоғамның ажырамас бөлігіне айналды.Елдіктің өлшемі, тұрақтылықтың тұтқасы болды.Қазақстан халқы Ассамблеясының мерейтойлық «Бір халық - бір ел - бір тағдыр» деп атауымыздың астарында үлкен мән бар.
Кезінде тағдырдың жазуымен қасиетті қазақ даласына сан түрлі ұлт өкілдері қоныс тепкен еді.

«Қазақстан» шеир қазақ тилида

Мана мошундақ бирлиги ярашқан, көп милләтлик елимиздә баһар келиши билән

8-март мәйрими тойлиниду.

-У кимләрниң мәйрими?

-Йәнә 8 март тоғрисида немиләрни билисиләр?

- 1.е.б.Руфина

2.е.б.Азиза

3.е.б.Алинур

Азизаниң сөзи.

  • Муәллим маңа бир ой келиватиду мошу анилиримизға вә ханум қизларға арнап мәйрәмлик концерт койсақмамду?Ана тоғрисида шеирларни билидиған балилар болса, улар шеирлирини ейтса, кимниң қандақ һүнәрлири бар шулар һүнәрлирини көрситип бәрсә яхши болатти.

  • Һә, рас дәйсиз Азиза,өткәзсақ өткизәйли.Ундақ болса концертлиқ программини түзүп көрәйли.

  • Һәр қандақ мәйрәмлик концертни тәбрик сөздин башлайду.

  • Ундақ болса, концертни мән тәбрик сөздин башлай.

  • Тәбрик сөз:

Ана дегән өчмәйдиған чирақкән,

Өмүр бойи пүтмәйдиған пурақкән.

Ана меһри бала үчүн һәр күни,

Һава билән судәк муһим соғаткән.

Ана дегән баһардики чечәккән

Қойни бала үчүн кәң етәккән.

Шу аниниң һәр қәдими,ишлири

Миң жилларда жүтмәйдиған чөчәккән.

1-е.б. Алинур: -Малим, «Золушка» конкурсиға, «Ғунчә» фестивалиға қатнашқан Абейдуллаева Надираниң орунлишида « Бала тілегі» нахшисини тиңшап көрмәймизму?

-Қени тиңшап көрәйли.

1)Нахша « Бала тілегі» НадираАбейдуллаеваниң орунлишида.

2 е.б.Азиза. -Малим,тәйярлиқ топта мениң укилирим оқуйду,улар шеирларни ,яхши ейтиду,тиңшап көруп бақмаймизму?

Қени тиңшап көрәйли

Силәр болғач,балиларниң көңли тоқ

Силәр болғач,балиларниң ғеми йоқ.

Қараңлара,турғинини бәхитлик

Аниларниң меһригә берип зоқ.

2)0-2 синип оқуғучилири шеирлирини ейтиду.

Устаз. Болиду, мошу шеирни йезип қояйли.

3-е.б.Руфина Муәллим,Дилшат билән Алинур бөшүкләрдә нахшисини үгинивататти,тиңшап көрмәймизму?орниға-Фарух

Устаз. Көрүп бақайли.

3) Дилшат вә Алинур нахша« Бөшүкләрдә»

Устаз.-Балилар,бизниң мәктәптә уссул ойнайдиған қизлар барму?

Руфина.-Малим,бизниң мәктәптә Республикилиқ «Ақ көгершін» конкурсиға, « Ғунчә» фестивалиға қатнашқан « Дилсаз» топи барғу шуларни чақирайли.(ози қалиду.)

-Майли, ундақ болса көрүп тамашә қилайли.

4) «Уйғур қизлири» уссули билән « Дилсаз» топини қарши алайли.

Қизларғу чирайлиқ уссул ойнайдикән. Бизниң оғул балилар уссул ойнимамда?

Фарух.-Ба,малим,ба ойнап көрситәйлиму?орниға-Умида.

5) Уссул.Уссулда « Мәшрәп» топи

Жигитләрму чирайлиқ ойнайдикән.

Устаз. -Балилар мәмликәтлик тилни биз қанчелик дәрижидә өзләштүрватимиз? Биз қазақ тилида сөзләләймизму, нахшиларни ейталаймизму?

Умида.-Малим,Дилмурат акам « Сенің анаң алтын» нахшисини яхши ейтиду,чақирайму?орниға-Нигара

-Мәйли,қени тиңшап көрәйли.

6) Дилмуратниң орунлишида нахша «Сенің анаң алтын»

Устаз. - Башланғуч синипларниң шеирлирини тиңшап көрдуқ әнди чоң синипниң оқуғучилириниң шеирлирини тиңшап көрсәкмамду,уларниңму анилириға арнап шеирларни ейтқиси келидиғанду?

Устаз. -Ана дегән йол көрсәткән сизиқкән.

Ана билән бала өмри қизиқкән,

Шу аниниң кичиккинә қәлбигә,

Тағдин егиз бала бәхти тизиқкән.

Әнди,мана мошу аниниң чәксиз меһир муһәббитигә чөмүлүп, бәхитлик яшаватқан балиларниң силәргә чин жүрәктин ейтқан шеирлирини қобул қилиңлар.

7) Шеирлар чоң синип оқуғучилири

Нигара. - Малим,оғуллар уссул ойниди.Бизниңму уссул ойниғимиз келиватиду.Уссулимизни көрситәйлиму?орниға-Руфина,Алинур.

-Қени көрүп бақайли.

8) Уссул.Уссулда 3-синип қизлири.

Уссул, нахшиларниғу көрдуқ. Әнди балилар бир көңүл көтиридиған чақчақлар болса һә?Бизниң мәктәптә чақчақчи балилар барму?

4-е.б Фарух:-Һә,малим ундақ балилиримиз барғу, һазир тохтаң.

9) Илхамниң орунлишида чақчақ« Әгәр мән бай болсам..»

-Һә,интайин қизиқчи бала екән һә? Бу балиниму тизимға киргүзүп қояйли.

-Әнди балилар қизиқчи балиларниғу таптуқ,нахшичиларниму тиңшап көрдуқ.

Һә, балилар, башланғуч синипта һүнирини көрситидиған балилар йоқмикән?

Алинур.1-синип оқуғучилири « жүжә» уссулини елипбә тойида ойниған,көрүп бақмаймизму?

-Көрүп бақайли.

10) 1-синипларниң орунлишида « жүжә» уссулини тамашә қилиңлар.

Устаз. Болиду.Қараңлар балилар ,тоху балилирини қандақ беқиватиду,бизниму анилиримиз бөшүкләргә селип,кечичә уйқусини бузуп,ухлимай, беқип өстәрди.(сурәт билән иш)

Руфина. - Малим,мәнма « Ата-ана» дегән нахшини билимән, шу нахшини ейтип бәрсәм боламду?орниға-Зулхумар.

  • Болиду,қени сизниму тиңшап көрәйли.

11) Нахша « Ата-ана» орунлайду Руфина

Зулхумар. -Малим, «Дилсаз» топиниң йәнә бир усули барғу.Сиз көрдиңизму « Дап» уссули

-Һә-ә,яқ техи көрмигән,ундақ уссули болса тамашә қилайли.

12) «Дилсаз»топиниң орунлишида «Дап» уссули.

Азиза.-Малим,биз һәмимиз Ғунчә нахшисини билимизғу шу нахша билән концертимизни аяқлаштурсақ болидиғу?

-Һә-әә,болиду. Қени шу нахшини ейтип көрәйличу

13)Хор.«Ғунчә»

Тәбрик сөз.Мәктәп директори Қайшибекова А.А.

Кейинки тәбрик сөз.Йезимизниң жигит беши

Талғар наһийәси

№ 24 оттура мәктәп

Амутова А.А

Насырова Б.Р















  1. нахша: «Бала тілегі»Надира

2.шеирлар:

3.нахша: «Бөшүкләрдә» Дилшат,Алинур

4.Уссул: «Дилсаз»

5.Уссул: «Мәшрәп»

6.нахша: «Сенің анаң» Дилмурат

7.Шеирлар чоңлар

8.Уссул: 3-синип қизлири

9. Чақчақ: «Бай болсам» Ильхам

10.Уссул : «Жүжә»

11.Нахша: «Ата ана» Руфина

12.Уссул : «Дилсаз»

13.Хор : «Ғунчә»

© 2010-2022