УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)

«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәпкичә ихчам мәркизи билән» дөләтлик мәһкимә       /тәрбийә саати/                                            Тарих пәни муәллими : Тохтахунова Мукарям Абдурешитқызы     2012-2013 оқуш жили   Мәхсити:  а/Оқуғучиларға Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт рәмизилири   тоғрилиқ Қазақстан                       Жумһурийитиниң  Конституцияси қануни   һәққидә кәң мәлумат бериш.                          б/ Мәмликәтлик  рәмизлиридә әкис етилгән атрибутлар  һәққидә оқуғучиларниң                            билимини  йетилдүрүш,  орунлаштуруш,пайдилиниш тәртивини   чүшәндүрүш.       ...                                       3-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғиниң муәллипи                       рәссам-конструктор,көрнәклик  скульптор-монументалист Шәкен  Ниязбеков   4-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғида әкис етилгән атрибутлар                      Қазақстан Жумһурийитиниң Дөләт байриғи-оттурисида нурлуқ қуяш.Униң астида                      пәрваз қиливатқан қиран тәсвирләнгән тик булуңлуқ һава рәң рәхт.Байрақ сепиға йеқин                    миллий кәштә бесилған...
Раздел История
Класс 5 класс
Тип Рабочие программы
Автор
Дата
Формат doc
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәпкичә ихчам мәркизи билән» дөләтлик мәһкимә



УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)

/тәрбийә саати/

УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)

Тарих пәни муәллими :

Тохтахунова Мукарям Абдурешитқызы

2012-2013 оқуш жили

Мәхсити: а/Оқуғучиларға Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт рәмизилири тоғрилиқ Қазақстан

Жумһурийитиниң Конституцияси қануни һәққидә кәң мәлумат бериш.

б/ Мәмликәтлик рәмизлиридә әкис етилгән атрибутлар һәққидә оқуғучиларниң

билимини йетилдүрүш, орунлаштуруш,пайдилиниш тәртивини чүшәндүрүш.

в/Оқуғучиларни дөлитимизниң рәмизләрни һөрмәтләшкә, қәдирләшкә, өз

Вәтинини сөйүшкә вә уни гүллитиш үчүн өз күчини сәрип қилидиған

азаматлардин болушқа тәрбийләш.

Түри: тәрбийә саати

Усули: чүшәндүрүш,соал-жавап,сөһбәт,көрситиш

Көрнәкликләр: слайдлар

Елип берилиши:

І.Уюштуруш қисми

ІІ.Киришмә

Әсаллам оқуғучилар, меһманлар! Әң авал һәммиңларни йеңи оқуш жили билән тәбрикләймән.

Бүгүн «Мустәқил Қазақстан рәмизлири-Туғ,Герб,Гимн » мавзусидики тәрбийә саатини башлашқа рухсәт қилиңлар.

Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт гимни орунлиниду

Һәр кимниң туғулған йери униң ана Вәтини һесаплиниду.Шуңлашқа киндик қенимиз төкүлгән, дунияға көз ачқан макан бизгә муқәддәс һәм улуқтур.Ана дияримизни көз қаричуғимиздәк сақлаш һәм һимайә қилиш-бизниң пәрзимиз.Биз Қазақстанда туғулдуқ.демәк,Қазақстан - бизниң Вәтинимиз,ана дияримиз.1991- жили Қазақстан Жумһурийити Мустәқиллик алди.

30-август 1995-жили Қазақстан Жумһурийитиниң Алий кеңиши Қазақстанниң йеңи Конституцияси қобул қилди.

Бу Қанун Қазақстанда яшаватқан барлиқ хәлиққә /миллити,ирқи,диний көз қаришиға қаримай/ бирдәк һоқуқ бериду.Һәр бир гражданниң оқушқа,дәм елишқа,өй селишқа саламәтлигини сақлашқа,тәбиәтни қорғашқа,әмгәк ейтишкә,Вәтинини қоғдашқа һоқуқи бар.

Мана мошу һоқуққа асаслинип,Қазақстанда яшаватқан һәр бир милләт балисиниң ана тилида оқушиға кәң мүмкинчиликләр яритилди.Мәктәп йешиға толған һәр бир оғул - қиз мәктәпкә һәқсис қобул қилиниду.Улар қайси тилда оқуймән десә,өз әрки.

Миннәтлик 9- синипни пүтәргән оқуғучи өз билимини давамлаштурушқа һоқуқлуқ.Мәктәптин кейин өз билимини давамлаштурушқа һоқуқлуқ.Мәктәптин кейин өз билимини колледж вә институтларда давам қилишқа болиду.

Әмгәк етишкә,дәм елишқа,пенсиягә чиқишқа һоқуқи бар.

Көплигән балиларниң момилири,бовилири һөрмәтлик пенсиягә чиқип,дәм еливатиду.Мошуниң һәммисип Конституция бәргән һоқуқ.

Әнди,балилар,Қазақстан Жумһурийитиниң Конституцияси билән биргә қобул қилинған Жумһурийәт рәмизлиригә тохтилайли.Һәр бир мустәқил дөләтниң рәмизлири можут.

Қазақстан Жумһурийитиниң рәмизилири

У-мәмликәт туғи

У-әл тамғиси

У-дөләт гимни

Қазақстан Жумһурийитиниң рәмизлир тоғрилиқ Конституциялик қанунлар

1-оқуғучи:1992- жили 4- июньда Қазақстан Жумһурийитиниң Алий Кеңәш жиғинида

мәмликәтлик рәмизләр қобул қилинди

2-оқуғучи: «Қазақстан Жумһурийитинң мәмликәтлик рәмизләр» 2007-жили 4-июньдики

№258-ІІІ Қазақстан Жумһурийитиниң Конституциялик қануниға бағлиқ

Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғиниң тәсвири,дөләт гимниниң

музыкилиқ редакцияси вә мәтини тәстиқләнди.Қазақстан Жумһурийитиниң

дөләт рәмизлири тоғрилиқ қанун күчигә кирди.

Мустәқил әлниң һәр бир инсанниң һөрмәтләшкә вә махтиниш қилишқа тегишлик рәсмий рәмизлири бар.Бизниң мәмликитимизниң рәмизлири-байрақ,герб,гимн.Уларниң һәр бириниң мәнаси өзигә тегишлик тарихи бар.

Байрақ-бурунтин келиватқан мәмликәт бәлгүси.Биринчи қетим байрақ буниңдин 5 миң жил илгири шималда пәйда болған.Бу қушларниң ,һайванларниң рәссамлири селинған байрақлар еди.Әң қедимий байрақ Иран елиниң өп-чөрисидә тепилған.У Гиннесниң рекорд китавиға киргүзүлгән.Бу байрақ 4 булуңлуқ металлдин яалған.

Сфагистика-байрақлар тоғрисидики илим

УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)

УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)

УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)

УРОК ПО ИСТОРИИ Казахстана на тему: Қазақстан рәмизлмири (5 класс)




3-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғиниң муәллипи

рәссам-конструктор, көрнәклик скульптор-монументалист Шәкен Ниязбеков

4-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғида әкис етилгән атрибутлар

Қазақстан Жумһурийитиниң Дөләт байриғи-оттурисида нурлуқ қуяш.Униң астида

пәрваз қиливатқан қиран тәсвирләнгән тик булуңлуқ һава рәң рәхт.Байрақ сепиға йеқин

миллий кәштә бесилған тик тилимгә орун алған.Қуяшниң униң нурлириниң,қиран вә

миллий ени узунлуғиниң нисбити 1:2

5-оқуғучи: Байрақ-көк асман рәңдә,чүнки пүткүл дунияға көк йүзи асман дунияси ортақ. Көк

булутсиз асман барлиқ хәлиқләрдә течлиқни,арамбәхшликни,утуқни жанландуриду.

6-оқуғучи: Күн-һәрикәт символи.Униң иссиғи йәр бетидики пүткүл тирикчилик аталғусиға

ортақ.Күн-вақит символи.Қедимий йәр шариниң һәммә адәмлири күнгә тевинған.

7-оқуғучи: Бүркүт-қушларниң падишаси,әң егиз чоққиларда қанат қақидиған,асман вә күнгә

йеқин хасийәтлик батур,дала қиран қуши.Бүркүтниң кәң қанат йейип туриши,ана

йеримизниң кәңлиги,хәлқимизниң кәң пеиллиғини,барлиқ хәлиқләр үчүн кәң қучиғини

йейип туридиғанлиғи вә мустәқил Қазақстанниң әркин роһини ипадиләп,Қазақстанму

бүркүт охшаш егиздә болсун дегән мәнада.

8-оқуғучи: Нәқиш-қазақ хәлқиниң ойма ядикарлиқ мәдәнийитиниң көрүнүши.Байрақта әкис

етилиши қазақ хәлқигә тән екәнлигини ипадиләйду.

9-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғини пайдилиниш тәртиви

Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт байриғини төвәндики орунларда мәжбурий

тәртиптә көтирилиду,орунлаштуриду.

10-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң Резиденциясиниң, Парламентниң,сенатниң мәжлисиниң

һөкүмәтниң,министрликләрниң,Конституциялик кеңәшниң,Алий сотниң,йәрлик

сотлириниң,йәрлик вакаләтлик вә ижраий органларниң, Қазақстан Жумһурийитиниң

әлчиханилириниң хәлиқ ара тәшкилатлиридики турақлиқ.

11-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң һәрбий корабльлири билән кемиләрдә,кеминиң арқа

тәрипидики байрақ сүпитидә.

12-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң милий вә дөләт мәйрәмлири күнлиридә,қәсәм яд қобул

қилғанда.

13-оқуғучи:Дөләт органлири,дөләт тәшкилатлири,шундақла башқа тәшкилатлар тәрипидин

өткүзүлүватқан мәрасимлар,тәнтәнилик вә спорт чарә тәдбирләр вақтида.

14-оқуғучи: Умумий оттура,башланғуч,кәспий,оттура кәспий,алий кәспий билим бериш

тәшкилатлирида, йеңи оқуш жилини ечиш,тамамлаш мәрасимлирида.

15-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң сәпәрләр билән зиярәт қилған чәт әлләрниң һөкүмәт

башлиқлирини қарши алғанда.

16-оқуғучи: Беналарда турақлиқ асаста орнитилидиған дөләт байриғи тәвлүкниң қараңғу вақтида

йорутулуши керәк.

17-оқуғучи: Дөләт байриғи униң һәжимидин қәтьий нәзәр,дөләт стандартиға мувапиқ келиши

керәк.

18-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитинң дөләт байриғини тән-тәнилик көтәргәәндә вә орнатқанда

дөләт гимни орунлиниду,буниңда қатнашқучилар Байрақ тәрәпкә қарайду.

Гербниң тарихиға кәлсәк,улар әрәпләрдин таралған.Болупму крест жүрүшлири дәвридә герблар кәң қанат яйған.Һазирқи вақиттиму өз герби йоқ бирму дөләт йоқ.Бу күнләрдә дунияда гербларни тәтқиқ қилиш билән шуғуллинидиған геральдика илми можут.

19-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт гербида әкис етилгән атрибутлар

Қазақстан Жумһурийитиниң Дөләт герби көк фондики чаңғирақ тәсвиридин ибарәт

/кигиз өйниң гүмбәзсиман қисми/.Униңдин тәрәп -тәрәпкә күн шолиси кәби уықлар

тарайду. Чаңғирақ билән уықлар течлиқни,хәлиқләр бирлигини көрситиду.

20-оқуғучи: Гербниң әһмийәтлик бир бөлиги-қедимий қанатлиқ атлар.Ат адәмниң ишәшлик

дости вә қол қанити.Гербниң жуқарқи қисмида бәш юлтуз,төвәнки қисмида

болса,«Қазақстан»дегән сөз әкис етилгән Башақ-Вәтинимизниң байлиғиниң рәмзи.

21-оқуғучи: Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт гербиниң муәллиплири-даңлиқ рәссамлар

Жандарбек Мәлибеков Шота Вәлиханов

22-оқуғучи: Дөләт гимни-дөләтниң рәсмий нишан-бәлгүси һесплиниду,хәлқиниң арзу-арминини

билдүридиған,программилиқ әһмийити бар тән-тәнилик саз.

Дөләт гимниниң сөзини автори - Шәмши Қалдаяқов

Сөзин язғанлар -Жумекен Нәжимеденов Нурсултан Назарбаев

ІІІ.Әдәбий монтаж

1-оқуғучи

Егемендік бекіді Ел таңбамыз

Шепке тұрды шегара жер таңбамыз

Қазақ-деген әлемге айдай анық

Алтын мөрмен қойылды қол таңбамыз.

2-оқуғучи

Еркін соқты тәуелсіз ер жүрегі

Егілді,еміенді,елжіреді

Ән ұран,Көк туменен көмкерілді

Кеңейіп көк күмбездің көк жиегі.

3-оқуғучи

У нас есть-Флаг и Гимн,и Герб

У нас символика своя и означает мы-друзья

Свободны все как никогда,

Мой край родной-Мой Казахстан!

4-оқуғучи

Ей,бепаян,чәксиз далам,кәң өлкәм

Қойнуң иссиқ,бағу теғиң бәк көркәм

Мустәқиллик азат елим Қазақстан!

Биз яшаймиз сәндә әркин,һемишәм

5-оқуғучи

Тағ сарайда йәлпүп турар байриғиң

Мәғрур әлниң һур шөһрити байлиғиң

Әшу байрақ аләм ара тонулуп

Мәшһур болди қазақ ели-тарихиң

6-оқуғучи

Мән Қазақстан граждани

Махтинишқа һәққим бар

Оқушқа һәм ишләшкә

Өз һоқуқум,әрким бар.

7-оқуғучи

Инақ-ижил яшап келәр қойнуңда,

Қазақ,уйғур,өзбәк,туңган башқилар

Бир-биригә,яру-йоләк уруқдаш

Бир аилиниң балисидәк қаяшлар

Хор

Қазақстан-гүлистан,

Хәлқимиз гүлләткән

Мустәқиллик йолида

Мәхситигә әл йәткән

Қазақстан Жумһурийитиниң дөләт гимни орунлиниду

ІУ.Йәкүн


© 2010-2022