План урока на тему Қедимий Һиндстан

Раздел История
Класс 7 класс
Тип Другие методич. материалы
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Дуния тарихи 6-синип

Дәрисниң мавзуси: Қедимий Һиндстан.

Дәрисниң мәхсити: 1) Қедимий Һиндстан тоғрилиқ чүшәндүрүш.

2) Дуния әллириниң тарихиға болған қизиқишлирини ашуруш.

3) Әмгәк етишкә үгитип,адәмгәрчилик тәрбийәсини бериш.

Дәрис типи: арилаш

Қолланған усул: чүшәндүрүш,соал-жавап,сөһбәт

Көрнәкликләр: хәритә

Дәрисниң бериши

І.Уюштуруш

Синипниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрәп,оқуғучиларни түгәлләш

ІІ.Өй тапшурмисини сораш

Парфия падишалиғи қандақ шәкилләнди?

Парфияликләрниң көчмәнләр билән уруши қандақ болған?

Башқуруш системиси тоғрилиқ ейтиңлар

ІІІ.Тест елиш

1. Парфия дөлитидә кичик наһийәләрни қандақ дәп аталған? а/ улус б/ авул в/ диз г/ вилайәт 2. Парфия падишаси һәрбий ярдәмгә кимни чақирған? а/ сақларни б/ сарматларни в/сасаниларни г/ парсларни 3. Сақлар кимниң йерини булап-таллиди? а/ Ассирияни б/ Парс дөлитини в/ Египетни г/ Урарту дөлитини 4. Бэб 53-ж кайси һәрбий қолбашчи Парфия дөлитигә жүрүш уюштурди? а/ Диодот б/ Арсак в/ Евтидем г/Красс 5. Парфиялик әскәрлирини ким башқурди? а/Сурен б/ Арсак в/ Евтидем г/Красс 6. Рим қошунлири немә сәвәптин йеңилди? а/ тәйәр әмәс еди б/ парфиялиқларниң тактикисини инавәткә алмиди в/ сани аз болди г/ өзлирини үстүн тутти 6.Геродот Қазақстанниң қедимий турғунлирини немә дәп атиған? а/ сақлар б/ массагетлар в/ азиялик скифлар г/ дайлар 7. Иран мәнбәлиридә «сақ» сөзиниң мәнаси а/ сақ-тиграхауда б/ массагетлар в/сақ-парадарайя г/ жүгрүк атлардики турлар 8. Сақ жәмийитидә ақ кийим кийгәнләр а/ падишалар б/ жәңчиләр в/ чарвилар г/ деханлар 9. Суғириш каналлириниң излири тепилған макан а/ Бөриқазған б/ Чирик-Рабат в/ Шабақти г/ Қизилсу 10. Сақларниң ишәнчә-етиқатларниң вә урпи-адәтләрниң асасий түри а/ ата-бовиларниң роһиға сиғиниш б/ бутқа сиғиниш в/ муқәддәс йәрләргә ибадәт қилиш г/ тотемизм 11.Сақларниң Александр Македонскийгә қарши күриши тоғрисида язған тарихчи а/ Геродот б/ Страбон в/ Арриан г/ Помпей Трог 12.Сақларниң парс падишаси Кирға қарши күришини башқурған рәһбәр а/ Спаргапис б/ Скунха в/ Спитамен г/ Томирис 13. Парс падишаси І Дарийгә қарши урушта әрлик көрсәткән сақ жәңчиси а/ Фадлан б/ Ширақ в/ Рустәм г/ Камбиз 14.Кушанлиқ империя дәвридә Улуқ Ипәк йоли бойичә егиликниң қайси түри тәрәққий әтти? а/ сода-сетиқ б/ һүнәрвәнчилик в/ кемә ясаш г/ төмүрчилиқ 15. Кушанлиқ дәвирдә қайси дин кәң тарқалди? а/ Заратуштра б/ Мани в/ Будда г/ Ислам

IV. Мавзу плани:

1 тәбиәт шараитлири,егилиги

2 Дөләтниң қурулуши

3 Ижтимаий мунасивәтләр

4 Мәдәнийити вә сәнъити

Йеңи сөзләр:

Раджа-һинд падишалири

Брахма-һинд худасиниң нами

Кшатрий-жәңчиләр топи

Вайший-деханлар топи

Варна-адәмләргә Брахма бәлгүлигән паалийәт

V. Чүшәндүрүш.

Азияниң жәнубидики үчбулуңлуқ тәхлит деңизға кирип туридиған йерим арал Һиндстан йерим арали дәп атилиду. Ганг-дәрияси шималдин башлинип жәнубий-шәриққә ақиду. Һинд дәрияси йерим аралниң шималий-ғәрбий қисмини егиләп ятиду.

Қәбилә даһилири өз һөкүмранлиғини мирасқа қалдуруп турди. Шундақ қилип РАДЖА дәп атилидиған қәбилә даһилири падишаға айланди.

Ганг дәриясиниң төвәнки еқимидики Магадха б.э.б ҮІ ә башлап тез күчийип кәңәйди. Улар пүткүл Ганг дәрияси бойини өзигә беқиндуруп чоң дөләткә айланди.

Сарай хизмәтчиси-Чандрагупта(шималға)

Чандрагупта -Маурия сулалисиниң асасчиси.-нәвриси Ашок Һинд дөлитини қурушни кәңәйтти. Пайтәхти -Патилапутра

Һинд жәмийити

Брахманлар (дин таратқучилар) -жәңчиләр (әлни қоғдиғучи,тәртипни сақлиғучи) -деханлар,һүнәрвәнләр,содигәрләр(башқа иш билән шуғуллинини мәнъий қилди) -шудралар (әң еғир ишларни атқурди,қул орнида сетилди)

Һәр бир топ өз дәрижиси бойичә яшашқа вәзипилик топқа айланди. Уни илмий әдәбиятта «каста» яки «варна» дәп атайду.

«Ману қанунлири»- Һиндлар инсанийәтниң нериқи атиси дәп һесапланған Ману чиқарди дәйду.

Дәрислик билән иш-Ману қанунидики дөләтни башқуруш системиси.

Будда дининиң асасини салған Сидхардһа шаһзадә. «Будда»- «йоруқ шолилиқ». Нирвана -һаяттики барлиқ нәрсидин ваз кечип «һәқиқий раһәтлик» һаятқа йетимиз дәп һесаплиди.

Ибадәтханилар:1-Очуқ йәрдики таштин,хиштин селинған ибадәтханилар. 2-Өңкүр ичидики ибадәтханилар

Топ билән иш 1-«Рамаяна». 2-«Махабхарата»

VI. Чүшәнгинини тәкшүрәш

Схемилар билән иш

VII. Дәрисни бәкитиш

VIII. Оқуғучилар билимлирини баһалаш.

Өйгә тапшурма § 17-18 бәт-



© 2010-2022