Планирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)

Раздел Иностранные языки
Класс 10 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат doc
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Тәкшүрүлди:

Дәрисниң рәт сани:№ 6; Вақти:

Пәни: «Уйғур тили»

Синипи: 10 (иҗтимаий-гуманитарлиқ йөнилиш)

Дәрисниң мавзуси:

Муназирә түрлири

Умумий мәхсәт:

1.Оқуғучиларни муназирә түрлири билән тонуштуруш;

2.Тәнқидий пикир қилишқа, өз пикрини изһар қилишни, қоғдашни вә дәлилләп чиқишни үгитиш;

3. Тәнқидий пикир қилиш маһаритини шәкилләндүрүш.

Күтүлидиған нәтиҗә:

  1. Муназирә түрлирини айришқа үгитиш;

2. пикир ейтишни, қоғдашни вә дәлилләп чиқишни үгинип чиқиду;

3. тәнқидий пикир қилишни үгиниду.

Уюштуруш пәйти: 2мин

Саламлишиш, синип новәтчиси билән иш жүргүзүш, иттипақлиқ атмосферисини қуруш: «Баһар чечәклири» арқилиқ топлар бир-биригә тиләк ейтиду, рәңләр бойичә топларға бөлүниду.

Дәрисниң бериши:

Блум таксономиясиниң мәхсәтлик системисиға асаслинип жүргүзүлиду

Мәхсәт- тапшурмилири

Муәллимниң

иш-һәрикити:

Оқуғучиниң иш-һәрикити

Күтүлидиған нәтиҗиләр

Ресурслар

6 мин

Өй тапшурмиси:

Әстә сақлаш

15-көнүкмә бойичә нутуқ түзүш:

«Өмәр-батур жиллар қошақчиси»

Өткән мавзу бойичә алған билимини мустәһкәмләш:

Оқуғучиларниң «Өмәр-батур жиллар қошақчиси» мавзусиға түзгән мәтинини баһалаш;

Мәтин төвәндики критерийлар, баһалаш шкалиси вә дескриптор арқилиқ баһалиниду:

Тәнқидий баһалаш критерийлири:

Критерийлар

Балл

1

Мәтинниң мәзмуни

5

2

Имла хатаси

5

3

Җүмлиләрниң түзүлүши

5

4

Тәсирчанлиғи

5

Һәр топтин 1-2 оқуғучи өзлириниң хәтлирини оқуйду, қалған оқуғучилар мәтинни тәкшүритиш үчүн жиғип бериду.

Оқуғучилар өзлириниң ой-пикрини язмичә нутқида ипадиләшни үгиниду, ижадий ишләшкә болған қизиқиши ашиду.

Берилгән мавзу бойичә слайд: критерийлар, баһалаш шкалиси, дескриптор

р

Дескрипторлар:

Критерий

балл

дескрипторлар

А

Мәтинниң мәзмуни

-

Мәзмунитамамәнечилмиған

1-2

Җүмлиләртүзүлгән, лекин ениқ пикирйоқ

3-4

Пикир бар, лекинтолуқечилмиған

5

Мәзмуниһәртәрәплимәечилған

В

Имлахатаси

-

Имлахаталиринаһайитикөп, тинишбәлгүлириқоюлмиған

1-2

8-10дин ошуқимлахаталириучришиду

3-4

5-6 имлахатасибар, бәзитинишбәлгүләрқоюлмиған

5

Имлахатайоқ, тинишбәлгүлиридурусқоюлған

С

җүмлиләрниңтүзүлүши

-

җүмлиләртамамәндурустүзүлмигән

1-2

җүмлиләрниңтүзүлүшидәкөпхаталиқларучришиду

3-4

Бәзиҗүмлиләрдәстилистикилиқкамчилиқларучришиду

5

җүмлиләрдурустүзүлгән

Д

Тәсичанлиғи

-

Һечқандақһис-туйғубайқалмайду

1-2

Оқуғучиниңһис-туйғусиазучришиду

3-4

Пикирниөзсезимигәбағлаштурушнибилгән

5

Мәтинчоңқурһиссиятбиләнйезилған



7

мин

Чүшиниш

(топлар өз алдиға язмичә иш орунлайду)

Тирәк-схемиси усулини пайдилиниш:

Муәллим йеңи мавзу бойичә төвәнки схема бойичә слайд арқилиқ қисқичә чүшәнчә бериду вә бир-биридин айримчилиғи һәққидә умумий чүшәнчә берип кетиду:

СПланирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)Планирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)Планирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)өз



мПланирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)онологлуқ

диалоглуқ полилоглуқ

Планирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)

доклад

лекция сөһбәт

несиһәт учришиш

тәбрик дүгләк үстәл

лекция дискуссия

диспут

полемика

дебат

Оқуғучилар өзлиригә тонуш муназирә түрлири бойичә пикирлири, ойлири билән бөлүшүш арқилиқ йеңи мавзуни өзләштүриду (доклад, тәбрик, сөһбәт, учришиш, дүгләк үстәл, лекция)

Оқуғучилар өз алдиға тәтқиқат қилишни, проблемиларни йешиш йоллирини издәшни үгиниду. Шу арқилиқ илмий ишлар билән шуғуллинишқа шәкиллиниду.

Муназирә түрлири бойичә слайд-схема


5 мин





10 мин

Пайдилиниш

(үлгирими төвән оқуғучилар билән ишләш)

«Иссиқ орундуқ» усули:

Муәллим муназириниң һәр хил түрлиридин үзүндиләрни көрситиду:

а). «Һазирқи Қазақстан: ихтисадий тәрәққият йоллири» мавзусидики доклад;

ә). Видео арқилиқ полемикидин үзүндә көрситиш: «Бетпе-бет» Турсын Журтбай Берик Уали билән учришиши;

б).Тәбриктин үзүндә көрситиш;

в). Видео арқилиқ сөһбәттин үзүндә көрситиш:«Сыр сұхбат» Белгілі актер Қуандық Қыстықбаев билән оқуғучиларниң сөһбити. (Жандарбек Булғақов-жүргүзгүчи)

Оқуғучилар берилгән тапшурмиларниң сөзниң қайси түригә ятидиғинини ениқлайду;

Оқуғучилар муназириниң түрлирини бир-биридин айришни үгиниду вә кейинки мавзуларға киришмә ясайду;

Һәр хил мәзмундики муназирә түрлири, видеоматериаллар;


Тәһлил ясаш

(қабилийәтлик балилар билән иш)

19-көнүкмә

Дебат-сөһбәт усулини пайдилиниш:

Диалогни оқутуп, қабилийәтлик оқуғучилар билән иш жүргүзиду:

Очуқ соаллар:

-Қайси қәһриманниң пикри дурус дәп ойлайсиләр?

-Немә үчүн?

-Немишкә бу қәһриманниң иш-һәрикитигә қарши чиқтиңлар?

-Силәр уларниң орнида болсаңлар немә қилаттиңлар?

Һәр топтин иккидин қабилийәтлик балилар таллинип, икки топқа бөлүниду. Өз ара пикир талишип, өз пикрини яқлайду, дәлилләрни кәлтүриду:

1-топ: оқуғучини яқлайду;

2-топ: синип старостисини яқлайду.

Оқуғучиларда өз пикрини яқлаш, риқабәткә қарши туруш вә башқиларни өз пикригә келиштүрүш охшаш хисләтләр, йәни көчбашчилиқ шәкиллиниду; дебат элементлири-ни алдин -ала өзләштүриду.

Қарар йезилған карточкилар.

3 мин

Сәргитиш минути:


  • Пулға саат

сетивелишиң мүмкин, вақит әмәс.

  • Пулға дора

сетивелишиң мүмкин,

саламәтлигиңни әмәс.

  • Пулға қан сетип

елиш

мүмкин, һаятни әмәс.

Музыкилиқ дәм елиш минутини уюштуруш;Планирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)

Оқуғучилар видеороликти-ки ибариләрни оқуп, өзлиригә яққан ибарини таллап алиду.

Проектор арқилиқ видеоролик көрситиш

6 мин

Тәхминләш, синтезлаш

Топлуқ иш:

Жуқуридин таллап алған ибарә билән иш: топ билән бирликтәпикирлишип, төвәндикичә соаллар үстидә ишләйду:

1.Бу ибаригә шәхсий

пикриңлар қандақ?

2. Қандақ дәлил

кәлтүрәләйсиләр?

3.Ибарә бойичә хуласә

чиқириңлар.

Өз пикриниң дуруслиғиға ишәндүрүш вә келишишни үгиниду. Өзлириниң яш алаһидилигигә бағлиқ берилгән соалларға җавап беришкә тиришиду.

Оқуғучиларниң тәһлил қилиш вә пикир қелиплаштуруш қабилийитини шәкилләндүрүшяш алаһидилигигә бағлиқ берилгән соалға бағлиқ пикир ейтишни үгиниду.

2мин

Баһалаш

(критериал-лиқ баһалаш)

Муәллим һәр бир тапшурма бойичә оқуғучиларға балларни бәлгүләп маңиду

Тапшурма

балл

Нәт

баһа

Әстәсақлаш


Чүшиниш


Пайдилиниш


Тәһлилясаш


Тәхминләш, синтезлаш


Қошумчәбалл:


Умумий балл бойичә нәтиҗә чиқирип, һәр бир оқуғучи өзлиригә баһа қойиду.

Оқуғучилар өзлириниң немигә қабилийәтлик екәнлигини чүшиниду; кам билимини толуқтурушқа интилиду.

Баһалаш варақчилири

2мин

Өй тапшурмиси:

19-20-бәтләрни оқуш; мәктәптики яки синиптики музакирә қилишни тәләп қилидиған мавзуларни тизимлаш вә проблемисини ениқлаш.

Күндилигигә өй тапшурмисини язиду.

Слайд, баһалаш шкалиси

Слайд арқилиқ өй тапшурмиси бериш

2 мин

Рефлексия:

Стикерлар тарқитилиду, Блоб дәриғидин өз орнини тепиш тапшурулиду.

Блоб дәриғидин өз орнини тепип, стикерларни чаплайду.

Өзиниң билим дәриҗисини ениқлашни үгиниду

Блоб дәриғи сүрәтләнгән банер





Пәни: Уйғур тили, 11-синип

Дәрисниңмавзуси: Той-төкүн мәрасимлири: бөшүк той

Дәрисниңмәхсити:

  1. Билимбериш:бөшүк той мәрасиминиң өткүзүлүш әнъәнисини үгитиш;

  2. Риваҗландуруш: көнүкмә вә тапшурмилар арқилиқ ойлаш, сөзләш, пикир қилиш қабилийәтлирини риваҗландуруш;

  3. Тәрбийилик: оқуғучиларни миллий дәстүрлиримизни қәдирләшкә, үгинишкә вә варислиқ қилишқа тәрбийиләш.

Күтилидиған нәтиҗә:

  1. Бөшүк тойниң өткүзүлүш йоллири, мәхсити һәққидә чүшәнчә алиду;

  2. Өз алдиға тәнқидий пикир жүргүзүшкә вә рольға кириш маһаритини өзләштүрүшкә үгиниду;

  3. Миллий әнъәнилиримизни сақлашқа, қәдирләшкә үгиниду.

Дәрисниң басқучлири

Иш түри

Муәллимниң иш-һәрикити

Оқуғучиларниң иш-һәрикити

Ресурслар

1.Уюштуруш пәйти: 2 мин

а).саламлишиш

ә). Топқа бөлүш

б).баһалаш

критерийлири билән тонуштуруш

Топқа бөлүш

Баһалаш критерийлири

Критерийлар

Балл

1

Тәхмин қилиш

4

2

Ойқозғаш

6

3

Вен диаграммиси

4

4

Рольлуқоюн

6

Саламлишиш,

Оқуғучиларни түгәлләш;

Соал: Миллий тойларниң қандақ түрлирини билисиләр?

(өйлиниш тойи,

бөшүк той, хәтмә той)

Слайд арқилиқ тойниң түрлири көрситилиду вә шу арқилиқ оқуғучилар топларға бөлүниду.

Той көрүнүшидин сүрәтләр:

Өйлиниш тойи

Бөшүк той

Хәтмә той

1.Киришмә

3 мин

Синипта иттипақлиқ бирлик қуруш:

Бөшүк нахшисини тиңшитиш;

-Бөшүк той тоғрилиқ немә билисиләр?

-Бөшүк нахшиси тоғрисида аңлидиңларму?

Оқуғучилар өз ой-пикирлири билән бөлүшиду вә нахшини тиңшап, сөзлиригә көңүл бөлиду.

Бөшүк нахшиси йезилған диск (видео көрситиш)

(youtube.com/watch?v=kBSXBeOEheE)

3.Асасий қисим


10 мин

«Тәхмин қилиш» стратегиясиПланирование по НИШ на тему Дебаты (10 класс)

Муәллим йеңи мавзуға бағлинишлиқ қисқа мәтинләрни топларға тарқитип бериду:

1. Бөшүкниң ясилиши;

2-топ: Қирқи сүйини тәйярлаш вә қуюш;

3-топ:Чач чүшириш, балиларға зияпәт бериш вә бөшүккә селиш

Оқуғучилар топта мәтинни оқуп, йеңи мавзу бойичә өз ойлирини флипчартқа чүшириду вә идеясини ачиду.

Новәт билән йеңи мавзуни өзлири чүшәндүриду.

Флипчарт, рәңлик қериндашлар, мәтин йезилған карточкилар.

5 мин

СТО :

«Ой қозғаш»

стратегияси

Оқуғучиларға тәнқидий пикир қилиш үчүн бир нәччә соаллар қоюлиду:

1.Балини бөшүккә немә үчүн салиду?

2. Қирқи сүйини қандақ мәхсәт билән қуйиду?

3. Бөшүк нахшисиниң сири немидә?

Оқуғучилар топ билән бирликтә берилгән соалларға җавап издәйду, өзлириниң тәнқидий пикирлирини изһар қилиду, бир-бирини толуқтуриду.

Тапшурмилар йезилған

карточкилар

2 мин

Дәм елиш минути: «Бүгүнки күн қәһримани»

Муәллим видео арқилиқ бүгүнки күн йеңилиқлири билән тонуштуриду:

Оқуғучилар тиңшайду:

Астана шәһиридә Серикбол Шаймардан өзи тәвитилидиған бөшүк кәшип қилған. Бөшүктә балиниң үнини аңлашқа болидиған, һараритини көрситидиған вә латисиниң нәмлигини ениқлап беридиған механизмлар орунлаштурулған.

Видеоматериал

Арқилиқ тонуштуруш

5 мин

«Вен диаграммиси»

стратегияси

Диаграмма бойичә тапшурмилар берилиду:

1.Бала беқишта кониларниң адәтлири;

2. Заманивий бала беқиш адәтлири.

Оқуғучилар «Вен диаграммиси» арқилиқ бу икки заманниң охшашлиқ вә айримчилиқлирини ениқлап чиқиду.

Тапшурмилар йезилған диаграммилар

12 мин

77-көнүкмә:«Рольлуқ оюн» стратегияси;

Муәллим берилгән тапшурма бойичә оқуғучиларға тапшурмиларни алмаштуруп бериду;

Топтики балилар мәтинни оқуп, өзлиригә рольларни бөлүп алиду вә қисқа көрүнүшни сәһниләштүрүш арқилиқ дәрисни мустәһкәмләйду.

1-топ:Балини бөшүккә селиш;

2-топ:Турпан әтрапидики бөшүк той мәрасими;

3-топ: Қәшқәр әтрапидики қирқи сүйини қуюш;

3.Хуласә

2 мин

Өй тапшурмиси

78-көнүкмини орунлаш: бөшүккә селиш иримлирини сөзләп бериш;

Хәтмә той һәққидә қошумчә материал издәш.

Тапшурмини күндилигигә язиду.

Слайд арқилиқ бериш;

Баһалаш

2мин

Топлуқ баһалаш

Дәрис бешида берилгән критериялири бойичә баһалиниду

Топ башчилири өз топиниң баллирини жиғип, умумий нәтиҗисини чиқириду

Баһалаш варақлири

Рефлексия

2 мин

«Мениңчә...»

усули

Дәрис түгигәндин кейин хуласиләш үчүн оқуғучилар билән соаллар арқилиқ рефлексия жүргүзүлиду

Мән бүгүн билдим..

Әң қизиқ нәрсә…

Чүшиниксиз болғаннәрсә…

Мениңчә әнди …

Мениң сәзгиним…

Мени һәйран қалдурғини... Дәрис үстидә һаятқа үгәнгиним..

Слайд арқилиқ тапшурмини тахтида көрситиш


© 2010-2022