Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)

Дәрисниң мавзуси:  Билал Назимниң һаяти вә ижадийити Мәхсити:    1  Билал Назимниң һаяти вә ижадийити һәққидә  мәлумат бериш2. Саватлиқ  вә бағлинишлиқ пикир қилишқа  үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш,  инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ  тәрбийисини бериш.Дәрис түри:             арилашДәрис типи            қелиплашқанКөрнәклик қураллар:     дәрислик,  методикилиқ қолланма, кластер   Қоллинилидиған усуллар:      баянлаш, сөһбәтПайдиланған технология      тә...
Раздел Иностранные языки
Класс 10 класс
Тип Рабочие программы
Автор
Дата
Формат doc
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Вақти Әдәбият 10-синип 3-бәт Дәрис № 1

Дәрисниң мавзуси: Бәдиий әдәбият һәққидә чүшәнчә.

Мәхсити: 1 Әдәбият һәққидә кәң түрдә чүшәнчә бериш, униң сөз сәнъити

Екәнлиги вә өзигчиликлири тоғрисида билимини кәңәйтиш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Бай әдәбий мираслиримизни оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: тәкрарлаш.

Дәрис типи қелиплашмиған

Көрнәклик қураллар: дәрислик, бәдиий әсәрләр, сүрәтләр.

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: тәсвирий сәнъәт, инсаншунаслиқ, әдәбият, жанр, әдәбиятшунаслиқ, әдәбият нәзәрийәси, әдәбият тарихи, әдәбий тәнқит

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Хәлқимизниң қедимийдин келиватқан бай әдәбияти, шуниң ичидә бәдиий әдәбият тоғрисида әтраплиқ чүшәнчә бериш, әдәбиятниң сөз сәнъити екәнлигигә көз йәткүзүш

ІІІ. Билимини тәкшүрүш. Биз әдәбият тоғрисида немә билимиз? Сәнъәт дегән немә? Униң қандақ түрлирини билисиләр? 9-синипта өтүлгән мавзуларни әскә чүшириш. Оқуғучилар пикрини тиңшаш.

ІV. Мустәһкәмләш.

1. Әдәбиятниң васитиси - сөз, тил екәнлигини чүшәндүрүш үчүн мисаллар кәлтүрүлиду. Һәйкәлтарашлиқ, архитектура, музыка, рәссамлиқ сәнъитиниң сирлири тоғрисида умумий мәлумат берилиду.

2. Әдәбиятниң өзгичилиги - бәдиий сөзниң ярдими билән қоршиған муһит һәққидиму, инсанларниң ички роһий һалити вә ой-пикир, кәчмишлири тоғрилиқму мәлумат беришкә болиду. Бәдиий әдәбиятниң асасий мавзуси - инсан. Барлиқ тәсвирләнгән һадисә адәм һаятини көрситишкә бағлиқ болғанлиқтин М.Горький әдәбиятни инсаншунаслиқ дәп атиған.

3. Әдәбиятниң баш өзгичилиги - вақиәликни образлиқ әкис әттүрүш

4. Әдәбият аталғуси әдәп сөзидин келип чиққан (әдәп - әрәпчә әхлақ, яхши тәрбийә дегән сөз)

5. Жанр - сөз сәнъитиниң түрлири.

6. Әдәбиятшунаслиқ - сөз сәнъити болған бәдиий әдәбиятни үгинидиған пән.

7. Әдәбият нәзәрийәси - бәдиий әдәбиятниң маһийитини тәтқиқ қилип, униң жәмийәт тәрәққиятида тутқан орнини, вәзиписини ениқлайду.

8. Әдәбият тарихи - сөз сәнъитиниң вужутқа келиши вә тарихий тәрәққият

Уйғур әдәбиятиниң тәрәққият басқучлири:

1. Қедимий - V - Х әсирләр 2. Кона - ХІ - ХVІІ әсирләр

3. Йеңи - ХVІІІ - ХІХ әсирләр 4. Заманивий - ХХ әсирдин башлап

Оқуғучилар тәтилдә оқуған бәдиий әсәрлири тоғрисида ейтип бериду.

V. Йәкүнләш вә баһалаш

VІ. Өйгә тапшурма. 3-бәтни оқуш. Соал вә тапшуруқларға жавап бериш

Вақти Әдәбият 10-синип 4-20-бәтләр Дәрис № 2

Дәрисниң мавзуси: ХІХ әсир І йеримидики уйғур әдәбияти

Мәхсити: 1 ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә

бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, классик әдәбиятимизниң нәмунилирини, тарихимизни чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш

3.Инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, слайдлар, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә бериш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш. ХІХ әсир дегәндә көз алдиңларға қандақ вақиәләр, қайси шаир-язғучилар келиду?

1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ - ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт, 2-топ -- ХІХ әсирдики уйғур әдәбияти, 3-топ - ХІХ әсирдики қазақ әдәбияти, 4-топ -ХІХ әсирдики рус әдәбияти.

2. Һәр топтин бирдин оқуғучи чиқип, өз пикирлирини ейтиду, қалғанлири уни толуқтуриду. Һәр топ өз пикирлирини сүрәтләр, мисаллар билән дәлилләйду.

Мәнани ажритиш стадияси. Слайдлар арқилиқ топ әзалири баричә тәһлил жүргүзүп, ойини қалғанлириға йәткүзүшкә тиришиду.


2-слайд 1825-1827-ж. Қәшқәр. Жаһангир ғожа башчилиғидики қозғилаң. Назугум.

Мәғлубийәт

1864-ж. Қозғилаңлар. Үрүмчи, Кучар, Ғулжа, Қәшқәр. Яқупбәгниң пәйда болуши.

1867-1871-жж. Или султанлиғи

1871-ж. Падишалиқ Россияниң Или өлкисини ишғал қилиши. Петербург шәртнамиси

1878-ж. Қәшқәр. Қозғилаңниң мәғлубийити.

1881-ж. Илиниң қайтурулуши.

1880-1883-жж. Йәттисуға көчүш.

3-4-слайдлар Әдәбият вәкиллири. «Ғериплар һекаяти»

5-слайд Абдуреһим Низарий дастанлири

6-слайд Норузахун Зияий

7-слайд Турди Ғерибий

1830-жиллири Зоһуриддин қурған диванхана:М.С.Қәшқәрий, И.Һ.Сәбурий, А.Низарий, Н.Зияий, Т.Ғәрибий қатарлиқлар.

  1. И.Һ.Сәбурий - «Мақалат» - 20 баптин ибарәт - «жапа тартмай, һалавәт йоқ»

  2. Ниязий - «Диван Ниязий» - 235 ғәзәл вә «Тамақлар муназириси», һәм «Мевиләр муназириси»

  3. Сәид Арип ғожа ишан Хисләт - «Һәдийәи Хисләт», «Бәһисәи мөшгөрбә»(Мөшүк-чашқан бәһиси» - ғәзәл, мухәммәс, мувәшшәһ)

ІV. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Икки яқлиқ күндилик. Оқуғучилар ХІХ әсирдики вәкилләргә хәт язиду

V. Йәкүнләш.

Бир-бириниң пикрини баһалайду.

VІ. Өйгә тапшурма вә баһалаш

1. 4-20- бәтләрни оқуш, сөзләш

2. Қошумчә мәлуматлар тепиш

Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 3

Дәрисниң мавзуси: А.Низарий . «Рабиә-Сәъдин» дастани

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти, ижадийити, дастанлириниң мәзмуни һәққидә

умумий чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, классик әдәбиятимизниң нәмунилирини, тарихимизни чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш

3.Инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, слайдлар, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчисини бақаш, А.Низарий ижадийити һәққидики билимини кәңәйтиш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

1. 1-топ ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт һәққидә

2. 2-топ. ХІХ әсирдики әдәбият

3. 3-топ- ХІХ әсирдики қазақ әдәбияти,

4. 4-топ -ХІХ әсирдики рус әдәбияти һәққидә мәлуматлер ейтиду

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

Абдуреһим Низарий һәққидә немә билисиләр? «Пәрһат-Шерин» дастанини оқуғиниңлар барму?

1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ - А.Низарий һәққидә, 2-топ -- «Ғериплар һекаяти» һәққидә, 3-топ - «Пәрһат-Шерин» дастани һәққидә, 4-топ -«Ләйли-Мәжнун» дастани һәққидә оқуп, бир-биригә пикир ейтиду.

2. Һәр топтин бирдин оқуғучи чиқип, өз пикирлирини ейтиду, қалғанлири уни толуқтуриду. Һәр топ өз пикирлирини сүрәтләр, мисаллар билән дәлилләйду.

Өзиниң бай иҗадий мираслири билән уйғур классик әдәбиятиниң гүлләнгән бир дәврини ачқан шаир Абдуреһим Низарий әдәбиятимиз тарихиаа муһим вә һөрмәтлик орун тутиду.

Абдуреһим Низари 1843 - жили язған «Дуррилнәҗат» («Ниҗатлиқ үнчилири») намлиқ әсиридә бәргән: «Өмүр дағи алтимшу йәтти,

Йәтмишкә йеқин үмид кәтти.»

Дегән мәлуматқа вә һазирғичә игилигән әҺвалларға асасланғанда, шаир 1776 - жили қәшқәр шәһирниң Булақбеши мәһәллисидә кичик қол һүнәрвән аилисидә дунияға кәлгән. У дәсләп кона мәктәптә оқуп саватини чиқарғандин кейин, Қәшқәр «Ханлиқ мәдрис» тә илим тәһсил қилған.

Шаир яшиған дәвир (18 - әсирниң ахири Вә 19 - әсирниң биринчи йерими) уйғур хәлқи манҗур һакимийити вә өз ичидики феодал һөкүмранларниң дәһшәтлик зулми астида езилип, еғир турмуш кәчүрүватқан дәвиргә тоғра кәлди. Шаир өмриниң мутләқ көп қисми кәмбәғәллик ичидә өтти. У узақ заман кишиләрниң хәт - чәклирини йезип бериш, түрлүк китап нусхилирини көчүрүш билән турмуш өткүзди.

Низарий Нәваини өзигә устаз тутуп, униң әсәрлирини хәлиқ арисиға тарқитишта әң көп әмгәк қилған, өмриниң көп қисмини нәваи дурданилирини көчүрүшкә сәрип қилған. Низари көчүргән Нәваи куллиятиниң толуқ бир қол язмиси Өзбәкстан пәнләр академияси Ә.Нәваи намидики дөләт әдәбият Музейиниң қол язмилар фондида сақланмақта.

Низарий, Зияий, Ғәрибийләр иҗадий һәмкарлиқта ишлигән бу топлам он сәккиз дастан, қиссә вә жигирмә төрт һекайәттин түзүлгән. Бу дастан,қҚиссәләрниң тоққузи зор һәҗимдә болуп, униң «муқәддимә» қисми билән «Пәрһад - Шерин», «Ләйли - Мәҗнун», «Мәһзун - Гүлниса» вә «Рабиә - Сәдин» дастанлири, шундақлА, топламдики һекайәтләрниң көпчилиги Низарий қәлимигә мәнсуптур.

Низарий өз хәлқигә Нәваийниң «Хәмсә» сидикидәк гөһәрләрни тәғдим қилишни мәхсәт қилған еди. У өзиниң топламға киргән надир әсәрлири билән көзлигән мәхситигә толуқ йәтти.

Низарий Әлишир Нәваий изидин меңип «ПәрҺад - Шерин» дастанини язғанда, Нәваиға тәхлитчи сүпитидә мәйданға чиқмай, бәлки йеңи бир иҗадий йол билән маңған. Нәваи оттуриға қойған пикир вә тәсвирләрни тәкрарлимиған. Нәваи өз дастанини Аруз вәзниниң «бәһри Вафз» дәп аталған бәһридә язған болса, Низарий мутәқариб бәһридә өзигә хас йеник услуб билән язған.

«Ләйли _ Мәҗнун» әслидә кишилик әркинлиги вә инсаний муһәббәтни күйләйдиған әрәп ривайити еди. Бу ривайәт оттура әсирләрдин тартипла шәриқ хәлиқлири арисида қиссә шәклигә кирип кәң тарқалған вә оттура Азия хәлқи әдәбиятидики әнъәнивий сюжетқа айлинип кәткән. «Ләйли - Мәҗнун» сюжетини биринчи болуп язма әдәбиятқа Низами Гәнҗәви еиип киргән вә шуниңдин кейин парс тилида бир қатар «Ләйли - Мәҗнун» дастанлири барлиққа кәлгән болсиму, 15 - әсиргичә болған уйғур язма әдәбиятида «Ләйли - Мәҗнун» дастан сүпитидә мәйданға чиқмиған еди. Әлишир Нәваий тунҗа қетим әйни дәвир уйғур әдәбий Тили - «чағатай тили» да «Хәмсә» яритиштин ибарәт мүшкүл вәзипини ада қилип, «Ләйли - Мәҗнун» ниң уйғур тилидики нусхисини мәйданға чиқарди. Нәваийдин кейин, түркий тилда сөзләшкүчи хәлиқләр әдәбиятида нәччә онлап «Ләйли - Мәҗнун» дастани оттуриға чиқти, шуниң билән әсли әрәб ривайити болған бу сюжет уйғур әдәбияти зиминидиму көкләп мевә беришкә башлиди. Әйнә шундақ мевиләрниң бирси Абдуреһим Низарийниң «Ләйли - Мәҗнун» дастанидур.

Умумән, Низарийниң «Ләйли - Мәҗнун» дастани 19 -әсир уйғур әдәбиятиниң йеңи йүзлинишини ениқлашта муһим орун тутидиған әсәрләрниң бирсидур.

Шаирниң Турпандин Қәшқәргә, Зоһуридин Һакимбәг һузуриға қачан қайтип кәлгәнликИ ениқ әмәс (Бу һәҚтики йилнамиләрдә Илгири - кейинлик мәВҗут). Омумән, ШаиР қайтип кәлгәндин кейин қәшқәр опалниң Қумбағ (Азиғ) кәнтИдики зоһуридин һакиМбәг тәйин қилип бәрГән арамгаһида даваЛинип дәм алған вә Мушу мәзгилдә «һәзриТи моллам» (Мәһмуд қӘшқәри) тәзкирисидин Пайдилинип, «дияри Имам» намлиқ китабИни язған. МутәпәккУр, Реализмчи шаир Абдурәһим низари 1848 - йили вапат болДи. Униң җәсити «һәЗрити моллам» қәбрисИ җайлашқан дөңлүкниҢ ғәрбий шимал янбаҒриға қоюлди. НизарИ қәбриси һелиму шу Җайда «абдурәһим сиҖлат мәқбәриси» нами Билән мәшһур.

«Реалистик әсәр» дегән ибарини қандақ чүшинисиләр?

Мәнани ажритиш стадияси. 1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ - дастанниң идеяси , 2-топ -- дастанниң вәқәлиги, 3-топ - дастандики образлар, 4-топ - дастанниң алаһидилиги, әһмийити.

«Рабиә-Сәъдин» дастани:

Низарий «Ләйли _ Мәжнун» ға охшап кетидиған паҗиә _ өз заманисида Қәшқәрниң Көкчи йезисида болуп өткән әмәлий вәқәгә асасән, чоңқур реализм роһидики «Рабийә _ Сәидин» дастанини язди вә униң билән тәнқидий реализмға йол ачти.

Шаир Низари икки яшниң муһәббәт паҗиәсини сюжит қилиш арқилиқ феодаллиқ түзүмгә, жүмлидин, феодаллиқ аилә - некаһ түзүмигә кәскин қарши чиқиду.

Әсәр бәдиийлик җәһәттин камаләткә йәткән болуп, шаирниң өткүр қәлими Астида эпик вәқәләр билән долқунлуқ лирик һиссият вә пәлсәпәлик пикир - мулаһизиләр бир - бири билән қошулуп кәткән. Дастанда аҗайип бай тәсәввур күчи, охшитиш, жанландуруш вә башқа бәдиий ипадиләш васитилири умумлаштуруп қоллинилған. Шаир өз қәһриман Рабиәни Ай билән Қуяшқа, Хуш пурақ Қизил гүлгә охшитип тәсвирлисә, сәлбий образ Жабирни шумлуқниң символи қарғиға охшитиду.

Умумән илғар демократик ғайини өзигә сиңдүргән бу әсәр бүгүнки күндиму йәнила зор реал әһмийәткә егә.

Низарий дастанчилиғиниң бир алаһидилики _ қәһриманниң ичкий кәчүрмишигә толарақ етибар бериштин ибарәт. Шаир өз қәһриманлириниң ички дунясини ғәзәл шәкли билән, чоңқур вә күчлүк һаяҗан ичидә сүрәтләп берип, оқуғучида Қәһриманларға нисбәтән чоңқур һисдашлиқ ойғитиш мәхситигә йетәлигән. Шаирниң дастанлириға киргүзгән ғәзәллири мәйли мәзмун яки бәдиийлик җәһәттә болсун бир қәдәр жуқири қиммәткә егә болуп, Бу униң ғәзәлчиликтиму пишқан лирик шаир екәнлигини көрситип бериду. Низарийниң йәнә балилар тоғрилиқму Язған бирмунчә шеирлири бар.

V. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Рабиә вә Сәъдингә хәт

VІ . Йәкүнләш.

Бир-бириниң пикрини баһалайду.

VІІ. Өйгә тапшурма вә баһалаш

1. Дастанни оқуш, сөзләш

2. Қошумчә мәлуматлар тепиш


Вақти Әдәбият 10-синип 18-19-бәтләр Дәрис № 6

Дәрисниң мавзуси: . «Мәһзун-Гүлниса» дастаниниң мәзмуни

Мәхсити: 1 «Мәһзун-Гүлниса» дастаниниң мәзмуни һәққидә умумий чүшәнчә

бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, классик әдәбиятимизниң нәмунилирини, тарихимизни чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш

3.Инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, слайдлар, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

1-топ - А.Низарий һәққидә

2-топ -- «Ғериплар һекаяти» һәққидә

3-топ - «Пәрһат-Шерин» дастани һәққидә

4-топ -«Ләйли-Мәжнун» дастани һәққидә бир-биригә пикир ейтиду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

«Мәһзун-Гүлниса» дастаниниң мәзмуни қандақ?

2. Һәр топтин бирдин оқуғучи чиқип, өз пикирлирини ейтиду, қалғанлири уни толуқтуриду. Һәр топ өз пикирлирини сүрәтләр, мисаллар билән дәлилләйду.

Мәнани ажритиш стадияси. 1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ - дастанниң идеяси , 2-топ -- дастанниң вәқәлиги, 3-топ - дастандики образлар, 4-топ - дастанниң алаһидилиги, әһмийити.

«Мәһзун-Гүлниса» дастани:

1. 1632 мисрадин ибарәт

2. Гүлниса - Бағдатта яшиғучи содигәр Ғожа Сайитниң қизи

3. Мәһзун - Ғожа Мәсүтниң оғли

4. Мәһзун вә Гүлниса бир мәктәптә оқуйду. Бир күни ата-аниси Гүлнисани «ресидә болди» дәп әвәтмәйду

5. Хәлпәт Мәһзун муһәббитини чүшинип, уни Гүлнисаниң өйигә дәрис беришкә әвәтиду.

6. Мәһзунни дадиси Мәккә-Мәдинигә сәпәргә чиқиду. Мәһзунниму биллә елип кетиду.

7. Гүлниса билән хошлишиши. Гүлниса Мәһзунниң хәнжирини сорап елип қалиду.

8. Йолда дадиси вапат болуп, ялғуз маңиду.

9. Гүлнисаниң дадиси мал-мүлкини оғрилитип қойиду. Әнди өз қизини сатмақчи. Бовиси қарши туриду.

10. Падишаға қиз керәк болуп, вәзир Глнисани көрүшкә келиду. Өзи ашиқ болуп қелип, өзигә сетивалиду.

11. Гүлниса хәнжәр билән уни ярилайду.

12. Мәһзун бай болуп қайтиду. Хәлпәттин қизни сорайду.

V. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Икки яқлиқ күндилик.

VІ . Йәкүнләш. Бир-бириниң пикрини баһалайду.

VІІ. Өйгә тапшурма вә баһалаш

1. 18-19-бәтләрни оқуш, сөзләш 2. Қошумчә мәлуматлар тепиш

Вақти Әдәбият -бәтләр Дәрис № 7

Дәрисниң мавзуси: ХІХ әсирниң ІІ йеримидики уйғур әдәбияти

Мәхсити: 1 ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә

бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, классик әдәбиятимиз-ниң нәмунилирини, тарихимизни чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш

3.Инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, слайдлар, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХІХ әсирдики вәзийәт вә әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә б-ш

ІІІ.Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш. ХІХ әсир дегәндә көз алдиңларға қандақ вақиәләр, қайси шаир-язғучилар келиду?

1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ - ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт, 2-топ -- ХІХ әсирдики уйғур әдәбияти, 3-топ - ХІХ әсирдики қазақ әдәбияти, 4-топ -ХІХ әсирдики рус әдәбияти.

2. Һәр топтин бирдин оқуғучи чиқип, өз пикирлирини ейтиду, қалғанлири уни толуқтуриду. Һәр топ өз пикирлирини сүрәтләр, мисаллар билән дәлилләйду.

Мәнани ажритиш стадияси. Слайдлар арқилиқ топ әзалири баричә тәһлил жүргүзүп, ойини қалғанлириға йәткүзүшкә тиришиду.

2-слайд 1825-1827-ж. Қәшқәр. Жаһангир ғожа. Назугум. Мәғлубийәт

1864-ж. Қозғилаңлар. Үрүмчи, Кучар, Ғулжа, Қәшқәр. Яқупбәгниң пәйда болуши.

1867-1871-жж. Или султанлиғи

1871-ж. Падишалиқ Россияниң Или өлкисини ишғал қилиши. Петербург шәртнамиси

1878-ж. Қәшқәр. Қозғилаңниң мәғлубийити.

1881-ж. Илиниң қайтурулуши.

1880-1883-жж. Йәттисуға көчүш.

8-слайд ХІХ әсирниң 2-йеримидики әдәбият вәкиллири

9-10-11-слайдлар Билал Назим, Сейит Муһәммәт Қаший, Садир Палван

12-13-14-15-слайд Қазақ әдәбияти: Абай. Ы.Алтынсарин, Ч.Валиханов

16-слайд Рус әдәбияти Пушкин, Крылов, Чехов

17-слайд - ХІХ әсир әдәбиятиниң алаһидиликлири

18-слайд Альтернативлиқ тест

ІV. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Икки яқлиқ күндилик. Оқуғучилар ХІХ әсирдики вәкилләргә хәт язиду

V. Йәкүнләш. Бир-бириниң пикрини баһалайду.

VІ. Өйгә тапшурма вә баһалаш - бәтләрни оқуш 2. Қошумчә мәлуматлар тепиш

Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 8

Дәрисниң мавзуси: ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият,

А.Низарий вә Н.Зияий мавзулири бойичә иншаға тәйярлиқ

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ.

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш


Мавзулар:


1. А.Низарийниң «Рабиә-Сәъдин» дастани - реалистик әсәр

2. Уйғур әдәбиятидики «хәмсәчилик»

3. Н.Зияийниң «Мәһзун-Гүлниса» әсәриниң идеявий-бәдиий мәзмуни

ІV. Йәкүнләш вә баһалаш

V. Өйгә тапшурма.

Қошумчә материаллар тепип келиш.


Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 9

Дәрисниң мавзуси: ХІХ әсирдики тарихий вәзийәт вә әдәбият,

А.Низарий вә Н.Зияий мавзулири бойичә инша

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш

  1. Оқуғучиниң мавзу таллиши.

  2. Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.

  3. Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.

  4. Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.

  5. Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)

  6. Имла қаидилиригә реайә қилиш.

  7. Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.

  8. Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.

  9. Өз пикрини изһар қилиши.

ІV. Йәкүнләш вә баһалаш

V. Өйгә тапшурма.

Қошумчә материаллар тепип келиш.


Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 10

Дәрисниң мавзуси: Садир Палванниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Садир Палван һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

3. Хәлқимизниң батур оғли, қошақчисиға болған һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқтуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур хәлиқ қошақчилири», гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Садир Палван ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1. Садир Палванниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?

2. Садир қошақлирини ядқа ейтқузуш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

18-әсирниң ахирлири Чиң сулалиси һөкүмранлиқ қиливатқан чағлар болуп, хәлиқниң турмуши қаттиқ вәйранчилиқ ичидә қалған еди. Бу дәһшәтлик зулумларни бешидин өткүзгән вә өз көзи билән көргән яш Садирниң қәлбидә зулумға қарши өчмәнлик оти ялқунлайду. Чиң сулалиси чериклириниң деханларни наһәқ җазалашлириға бир нәччә қетим қарши чиқиду. Әйнә шуниңдин башлап униң нами әл ичидә тарилиду. Шундақла у әксийәтчи һакимийәт тәрипидин гуманлиқ дәп қарилиду. Шуңа у, өз йезисида туралмай, Ғулҗиниң Қазанчи дегән йеридә 50 кишилик отряд қуриду вә уни 300 кишигә тәрәққий қилдуруп, әксийәтчи һакимийәткә қарши қозғилаңни башлайду. Садир палван йетәкчилигидики қозғилаңчилар 1860-жилдин башлап Или ашлиқ амбири, Чилпәңзә, Баяндай, Күрә қатарлиқ кона қәл'әләрни қолға чүшүрүп, деханлар қозғилиңида ғәлибә қазиниду. Садир палван 40 жилдин артуқ күрәш җәриянида 13 қетим түрмигә ташлиниду. Лекин, бу еғир күнләр униң қәддини пүкәлмәйду. Әксичә у, күрәш давамида чиниқиду, тәдбирлик, қаттиқ қол, өткүр башламчи болуп йетишиду.

Садир палванниң қошақлиридин биз 19-әсирдики уйғур әмгәкчи хәлқиниң азап-оқубатлик турмуши, уларниң арзу-арманлири вә күрәшчан һаятини рошән көрүвалалаймиз.

Садир Палван қошақлирини мәзмун жәһәттин төвәндикичә бөлүшкә болиду:

1. Ямулда вә қечип жүргәндә ейтқан қошақлар

2. Әл-жутини вә бала-жақисини сеғинип ейтқан қошақлар

3. Дүшмәнләргә қаритип ейтқан қошақлар.

V. Мустәһкәмләш.

1. Қошумчә мәлуматлар оқуп бериш.

VІ . Йәкүнләш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма. Мәлумат тепип, қошақ ядлаш

Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 11

Дәрисниң мавзуси: Садир Палванниң қошақлиридики вәтәнпәрвәрлик идея

Мәхсити: 1 Садир Палван қошақлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

3. Хәлқимизниң батур оғли, қошақчисиға болған һөрмитини ашуруш, әдәбиятқа қизиқтуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Уйғур хәлиқ қошақчилири», гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, муназирә

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Садир Палван ижадийити бойичә билимини тәкшүрүш, йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1. Садир Палванниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?

2. Садир қошақлирини ядқа ейтқузуш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Ямулда вә қечип жүргәндә ейтқан қошақлар

2. Әл-жутини вә бала-жақисини сеғинип ейтқан қошақлар

3. Дүшмәнләргә қаритип ейтқан қошақлар.

Садир Палван, 1798-жили Ғулҗа наһийә Моллатохтийүзи йезисида бир дехан аилисидә дунияға кәлгән. У 15 яшқа киргичә болған вақиттики җапалиқ турмуш, намрат аилиниң сәргүзәштилири Садирни роһсиз, җансиз әмәс бәлки батур, чидамлиқ, шох, җасур бир әзимәт болуп чиқишиға түрткә болди. Бу чағларда хитайниң Чиң сулалиси һөкүмитиниң истебдат түзүми түрлүк алваң-селиқлар түпәйли, хәлиқниң һөкүмәткә болған наразилиғи вә қаршилиғи күндин-күнгә күчәйди. Бу ишларни өз көзи билән көрүп турған Садирдиму һөкүмәткә қарши идея шәкилләнди. Һәмдә хәлиқ аммисиниң Чиң һөкүмитигә болған наразилиғини өз қошақлири арқилиқ ипадиләшкә шундақла ашкарә қарши чиқишқа башлиди.
Кейинки вақитларда Садирниң батур қорқмас бир башламчи екәнлиги һөкүмәткә бесим пәйда қилди. Әйни жиллири Чиң һөкүмити, Күрәдә турушлуқ генерал Меңрүйни Садир башламчилиғидики деханлар қозғилиңини бастуруш үчүн әвәтти. Буниң билән Садир тағ өңкүрлирини макан етип һөкүмәткә қарши күчләрни топлап, бир әтрәт қурди. 1870-жили Чийәңлоң хан Илиға әвәткән 8 миң әскириниң бир йеңи, мәхсус Садир башчилиғидики бу әтрәтни бастурушқа әвәтилди. Садир өз қошунлирини күндин-күнгә көпәйтиш үчүн Үчтурпан, Ақсу, Йәкән, Қәшқәр, Үрүмчи, Қумул, Или йезилиридики езилгән хәлиқләрни өз әтрапиға топлиди. Қудритиму күндин-күнгә улғайди. Нәччә қетим Чиң һөкүмитигә қарши қозғилаң елип барди. Қаршилиқ һәрикәтләргә өзи беваситә рәһбәрлик қилди вә беваситә баш болуп қатнашти.
Бу җәриянда у Чиң сулалиси чериклири тәрипидин нәччә қетим қолға елинип, бурунға төмүр шүлүк өткүзүлди. Оң чекисигә қизитилған төмүр тамға бесилди. Оң башмалтиғи билән есип, бармиғи үзүветилди. Амма у қилчә баш әгмәй зиндандин қечип, күрәшни қәтъий давамлаштурди. 15 йешидин башлап, бегуна һалда ямулға паланған Садир, кейинки 35 жилдиму нәччә қетим зинданға ташланди. Шундақ еғир зулум зулмәтлар давамида, Садир Палван уста җәң тәшкиллигүчи сәркәрдә болуп йетишип чиққандин башқа, дүшмәнгә һазирҗавап нахшичи, уста қошақчи болуп йетишип чиқти

Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)

У шу жилларда ейтқан һашар нахшиси, сепил нахшиси, зиндан нахшиси қатарлиқ 27 нахша, 500 дин артуқ қошақлири, шу жиллардики наһәқчилиқни әкис әттүргән еди. Садир Палван егилмәс қәтъий ирадиси билән, өзигә охшаш езилгән 3000 дин артуқ хәлиққә башламчилиқ қилип нурғун қетим Чиң әскәрлири билән җәң қилған. 1861-1862 жиллири бу қошун Чилпәңзини(одна из китайских крепостей на территории Илийского края, прим. А.) егиләп 1863-жили Чиң сулалисиниң генерали Меңрүй сақлаватқан Баяндай қәлъәсигә(крепость, пер. А.) үч қетим һуҗум қилған болсиму амма мәғлуб болған. Ахири 1864-жилиға кәлгәндә қайта тәшкиллинип, күздә Или миқиясида деханлар инқилави султан ордисини қурған. Униңға Әли Бөкә султан болған. Өзи Моллатохтийүзигә қайтип келип 50 беши(пятидесятник, должность, прим. А.) болған. 1871-жили шапақ-шалтақ(фрукты и ягоды, пер. А.) йеңи йәргә чүшкән вақтида Палван өз өйидә меһман узитиветип, туюқсиз жиқилип 73 йешида әмәлдин өткән. Садир Палван 15 йешидин та өмриниң ахириғичә вәтән хәлиқ йолида пидакаранә җәң қилди. У хәлқимиз тәрипидин мәңгү яд етилидиған һәқиқий хәлиқ сәркәрдиси, хәлиқ палвини, хәлиқ нахшичиси, хәлиқ қошақчиси, униң нами мәңгү өчмәйду.

V. Мустәһкәмләш.

оқуп бериш.

VІ . Йәкүнлә

1. Қошумчә мәлуматларш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма. Мәлумат тепип, қошақ ядлаш






Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис №12

Дәрисниң мавзуси: Билал Назимниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Билал Назимниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, кластер

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.

ІІІ. Өй тапшурмсини тәкшүрүш

Садир Палванниң һаяти тоғрисидики билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Кластер арқилиқ. Билал Назим (1825-1900)

Яман көрмәң мени достлар

Егәмниң бир қулидурмән.

Киши қәдримни билмәйду,

Вәтәнниң гәвөәридурмән

ХІХ әсир әдәбиятиниң гүлтажиси Б.Назим Или вилайитиниң Ғулжа шәһиригә қарашлиқ Қазанчи мәлисидә моздуз аилисидә туғулған Дадиси Йүсүп саватлиқ киши. Билал башланғуч билимни мәһәллә мәктивидә, кейин Ғулжидики Бәйтулла мәдрисисидә алди. Һәм диний һәм пәний билимни егилигән. Мәдрисидә Низамий, Фердәвсий, Наваий ларинң ижидийитини үгәнгән. Жамийни өзиниң устази дәп билгән.

Ғәзәл, мухәммәс, мусәдәс, мурәббә, рубаий охшаш нәзмий әсәрләр язди. Бу әсәрлири»Ғәзәлият топлимиға киргүзүлди.

Әсәрлири: «Чаңмоза Йүсүпхан», «Ғазат дәр мүлки Чин», «Назугум һәққидә қиссә»

Өз хәлқиниң дәрдигә дәрман болған шаир Йәттису тәвәсигә улар билән биллә көчүп, Яркәнткә орунлишиду. 1900-жили вапат болиду.

V. Бәкитиш.

1. Билал Назим шеирлирини ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш

2. Тәржимилири Мән саңа ашиқ болдум

Мән өлсәм етим өчәр

Надан билән дост болма..

  1. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

Ғәзәллирини ядқа елиш

Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис №13

Дәрисниң мавзуси: Билал Назим дастанлириниң идеявий-бәдиий мәзмуни

Мәхсити: 1 Дастанлириниң мәзмуни билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Тарихқа қизиқишини ашуруш, шаир дастанлирини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, таблица

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.

ІІІ. Өй тапшурмсини тәкшүрүш

Билал Назим һаяти тоғрисидики билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Или султанлиғи қурулғандин кейин Ордида мошу султанлиқниң баш кативи болған. Молла Билал 1825-1900 яшиған вә ижадий паалийәт билән шуғулланған. У Ғулжа шәһиридә туғулуп "Бәйтуллаһ" мәдрисисидә оқуп, билим алған. У яш вақтидин башлап гөзәл әдәбиятқа қизиқип, шеирийәт ижадийити билән шуғулланған. Дәсләп, сөйгү - муһәббәт мавзусидики лирик шеирларни язған.
Турмуштики сәлбий һадисиләрни тәнқит қилидиған һәжвий шеирларниму йезип жүргән.
Кейинирәк хәлиқ ичидин чиққан реал қәхирманларни прототип қилған "Назугум", "Чаңмоза Йүсүпхан" кәби дастанларни язған Ахирида 1864 - 1866 жиллири Илида болуп өткән миллий - азатлиқ қозғилаңни әкис әттүридиған "Ғазат дәр мүлки Чин" чоң һәжимлик эпик дастанни язған. Молла Билал әсәрлириниң тили раван, һиссияти чоңқур, мәзмуни мол, һәр жәһәттин хәлиққә йеқин болғанлиқтин, униң ғәзәллири билән бейитлири кәң хәлиқ ичигә тарқилип кәткән. Вәтәнпәрвәр шаир 1881 - 1882 жиллардики чоң көч - көч дәвридә өз юртида қелишни халиған еди. Кейин Илини өткүзүвалған манжур - хитай әмәлдарлириниң Или уйғурлири үстидә елип бериватқан вәһшиянә зулумлирини көргәндин кейин илажисиз әһвалда Йәркәнт тәвәсигә көчүп чиқишқа мәжбур болған.

Молла Билалниң реал вәқәләр асасида язған йәнә бир дастани «Чаңмоза Йүсүпхан» (1881 - жили йезилған) болуп, у әйни заман әдәбиятимиздики сатириниң яхши нәмунисидур. Шаир бу әсәридә диний тонға ориливалған алдамчи ачкөз, иғвагәр шәхсниң сахта қилмишлирини өткүр һәҗвийә арқилиқ ечип бериду вә хәлиқни бундақ қилиқлардин һәзәр әйләшкә чақириду.

Шаирниң қәлими астида хатирилинип, пүтүп чиққан «Назугум» қиссиси мәйли тема, мәйли мәзмун, мәйли реализмниң чоңқурлишиши җәһәттин болсун, классик әдәбиятимизға йеңилиқ елип киргән мунәввәр әсәрләрниң бирси. Молла Билал Назим аяллар обризини сөйгү - ишқ сәһнисидин җәң - күрәш сәһнисигә йөткиди. Әслидә деханлар қозғилиңиниң иштиракчиси Назугум өз ғайисигә ахириғичә садиқ болуп, зулумға қарши турди һәм һаяти үчүн күрәш қилди, күрәш билән қурбан болди. Шуңа шаир Назугумға беғишланған мисралирида униңға:

«Буниңдәк болса хатунлар паали,

Тапар җәннәт бузәнләрни камали» дәп мәдһийә оқуди.

V. Бәкитиш.

1. Билал Назим дастанлиридин үзүндиләрни ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш

2. Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

Ғәзәллирини ядқа елиш

БИЛАЛ НАЗЫМ
Был в косе твой цветок, или был бутон?
Было это наяву, или это был сон?
,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,,
Ты вплела цветок в развод зари,
Это талисман твоей любви,
Я твой талисман в душе храню,
Потому что я тебя люблю.
Но проходят лучшие года,
Им уж, не вернуться никогда,
Славится поэзией Назым,
А мои стихи уходят в дым.
Но среди парящих облаков,
Светится ещё моя любовь,
И цветок, вплетённый в цвет зари,
Аромат доносит от любви.



Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис №14

Дәрисниң мавзуси: С.М.Қашийниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: С.М.Қашийниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, кластер

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар : шәрһиләш, шикәстә

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.

ІІІ. Өй тапшурмсини тәкшүрүш

  1. Билал Назимниң һаяти тоғрисидики билимини байқаш

  2. Дастанлиридики образларға берилгән тәриплимини тәкшүрүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Кластер арқилиқ.

Сейит Муһәмәт Қаший (1820 -1899 яки1905)

Сейит Муһәммәт Һейт Муһәммәт оғли (Қаши), 1820 жили Или вилайити Қаш йезисида туғулған. Шуниң үчүн "Қаший" дегән тәхәллусни алған. У башланғуч билимни өзиниң йезисидики мәктәптә, жуқури билимни Ғулжа шәһридики Бәйтуллаһ мәдрисисидә алған. Башқа шаирларға охшаш Сейит Муһәммәтму яш вақтида гөзәл әдәбиятқа қизиқип, ишқи муһәббәт мавзусиға лирик шеирларни йезип жүргән. Кейинәрәк чоң иждимаий вақиәләргә беғишланған «Шәһри шикәстә» намлиқ эпик дастанини йезип чиққан. Шаирниң баяниға қариғанда, бу дастанни 60-тин ашқандин кейин (тәхминән 1882-жили) язғанлиғи мәлум.
Шаир бу дастанда 1864 -жили Илидин башланған миллий - азатлиқ қозғилаң мәғлубийәткә учриғандин кейин Или уйғурлириниң бешиға чүшкән еғир қисмәтләрни чоңқур ечиниш һиссияти билән һәм эпик, һәм лирик шәклидә баян қилип бәргән. Тәсвирләнгән вақиәләрниң муһимлиғи, ишлитилгән бәдиий васитиләрниң мукәммәллиги, әсәр тилиниң пасаһәтлигигә қариғанда авторниң жуқури маһарәтлик, қәлими пишип йетилгән әдип екәнлигини көрүвелиш тәс әмәс.
Шаир 1881-1882- жиллиридики чоң көч-көч дәвридә өз жутдашлири билән биллә Россия тәвәсигә көчүп чиқип, Челәк дәриясиниң яқисиға келип орунлашқан. Өмриниң ахирқи жиллирини мошу жутта өткүзгән. Һазир йезиниң нами «Байсейит» дәп атилиду.
Йезидики Мәдәнийәт өйиниң алдида шаирниң хатирисигә орнитилған монумент һәйкәлму бар.

Бурадәрләр, билиңлар, бу заман ахир заман әнди.

Вапа көз тутмиғил, бу дәһри күн - күндин яман әнди.

Түшүптур башимизға бир аламәт, йоқ аман әнди,

Мунуңки ахири нәдур, қилиңлар имтиһан әнди.

Әлвида дәп биз кетәрмиз, Или шәһри , яхши қал.

Мүлк - имарәт, жайи - мәнзил, әрзи - бәһри, яхши қал.

Илида ятқан мазалар, бизгә қилғайсиз мәдәт.

Һәр дуада яд етәрмиз, әвлиялар, яхши қал.

Һәм ғерип қалди йәнә қому - қериндаш роһләри,

Ата - ана топрағи, қәври - гөрстан, яхши қал.

V. Бәкитиш.

1. С.М.Қашийниң дастанидин үзүндиләрни ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш

2. Тәржимилири Оқуғучиларға соаллар бериш вә дәрисликтики мәтиндин жавап тапқузуш Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

Үзүндә ядқа елиш



















Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис №15

Дәрисниң мавзуси: Молла Шакирниң һаяти вә ижадийити, «Зәпәрнамә» дастани

Мәхсити: М.Шакирниң һаяти вә ижадийити, дастани һәққидә мәлумат бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш, ойлаш қабилийитини ашуруш

3. Әдип ижадийитини оқуп үгинишкә дәвәт қилиш, тарихқа қизиқишини ашуруш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, кластер

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар : зәпәрнамә

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғ-ни түгәлләш, дәрискә тәйярл-ни тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити, дастаниниң идеяси вә мәзмуни тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш.

ІІІ. Өй тапшурмсини тәкшүрүш

  1. С.М.Қашийниң һаяти тоғрисидики билимини байқаш

  2. «Шәрһи шикәстә дастанидики вәқәлик тоғрисида билимини байқаш

  3. Әсәрдин үзүндиләрни ядқа ейтқузуш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Кластер арқилиқ.

XIX әсирниң шаири МоллаШакирниң бирла "Зәфәр-намә" әсәри бизгә мәлум. Шаир бу шеирий дастанини 1866-жили Үчтурпан шәһиридә язған. Молла Шакирниң тәрҗимә һали тоғрилиқ мәлуматлар йетәрлик әмәс. Униң өз мәлуматлириға асаслансақ, у 61 йешида "Зәфәр-намә" дастанини язған екән. Демәк молла Шакир тәхминән 1805-жили Ақсу шәһиридә дунияға кәлгән.
Молла Шакир бу тарихий дастанида 1864-жили Кучарда болған қозғилаң һәққидә язиду. Муәллипниң өзиму қозғилаңға қатнашқучиларниң бирсидур. Шаирниң "Зәфәр-намә" дастани XIX әсирниң иккинчи йеримида йүз бәргән тарихий вақиәләрни үгиништә чоң әһмийәткә егә әсәрдур.

Молла Шакир өз заманисида өткән муъәллипләр вә шәрқ язғучилириниң адити бойичә "Зәпәрнамә " дастанини башлаштин илгири "Һәмд" вә "Наъитләр"ни язғандин кейин дастанниң бир бөлүмини қозғилаңға башчилиқ қилған хожиларниң тарихиға беғишлап шундақ язиду:

Мубарәк ати ати хуажә сәйид жама,
Оләр қутби әқтап саһип камал. Улуғ киши мәнисидә
Бәшарәт берип әрди хәйри бәшәр, адәмниң яхшиси
Диди чини мачинъға әйләң сәпәр.
Бар әрмиш бу мачинда шәһри кетәк,
Қириқ шәһәр деди бәзиләр қириқ йәк.
Дуъа билән әйләң уларни һалак,
Һәммә қәвми бәд қағуси зири хак. Топа астида
Барурсиз мазар тағ билә әрдәвил, Ақсуниң бурунқи нами
Өтәр өмриңиз дәври он икки йил.
Ки абад етип әйләңиз ханиқаһ,
Болур ол зәмин мәнзили тәкйәгаһ.....................

Ата әйлимигәй һәқ саңа бир оғул,
Көңүл болмағай шадлиқтин мулул.
Мубарәк ати мәвләви әршидин,
Өзи қутпдур муршиди раһидин. Дин йолиға башлиғучи
Мусулман болур тағда туғлуқ төмүр,

Болуп әһли исламда әткәй өмүр.
Илә шәһрини дини ислам ачип,
Жәһан сәпһәсиғә жаваһир сачип.
Иләниң ати әрдики болғусун,
Баян әйләйин мәхпи сөз қалмасун.
Улар мәнзили болди болди шәһири күсәнд,

Болуп мәхпи сөзләрдин агаһсән.
Күсәндниң ати болди андин куча,
Кучада болур мәнзили тәкйәгаһ. Таянж база, қорған, қәлъә
Куча шәһриниң чөрәси ташдур,
Хожам мәнзили ким чаһар бағдур.

V. Бәкитиш.

1. М.Шакирниң дастанидин үзүндиләрни ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүрүш

2. Қошумчә мәлуматлар арқилиқ шаир һаяти һәққидә кәңирәк мәлумат бериш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

- бәтләрни оқуш. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш


















Вақти Әдәбият 10-синип 128-135-бәтләр Дәрис №16

Дәрисниң мавзуси: . Әдәбият нәзәрийәси: реализм

Мәхсити: 1. Реализм һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Әдәбиятқа қизиқтуруш, әмгәк сөйүшкә дәвәт қилиш, инсанпәрвәрлик, әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, М.Һәмраев «Әдәбиятшунаслиқ терминлар луғити

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Қоллинилған технология СТО

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Өтүлгән мавзу бойичә билимини байқаш

ІІІ- ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш тәкшүрүш. Молла Шакирниң ижадийити тоғрисида кластер арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

Реализм дегәнни қандақ чүшинисиләр?

«Уйғур әдәбияти вә униң барлиқ жанерлири реализм , Романтизм , Лирикизм вә дирамматизмлиқ услублар бойичә чинлиқ , Яхшилиқ , Гүзәлликниң сахтилиқ , Яманлиқ , Хунүклүккә қарши күрәшни изчил гәвдиләндүрүп кәлди һәмдә пүткүл ғәрб вә шәрқ хәлқлиригә ортақ болған өлмәс килассик темиларни өзиниң баш идийивий мәзмуни қилип кәлди»

Абдушүкүр муһәммәдимин

А.Низарий болуп өткән әмәлий вәқәгә асасән, чоңқур реализм роһидики «Рабийә _ Сәидин» дастанини язди вә униң билән тәнқидий реализмға йол ачти.

С.М.Қаший хәлқимизниң пажиәлик «көч-көч» тарихини реал түрдә «Шәрһи шикәстә» әсәрида, Молла Шакир хәлиқ азатиқ қозғилаңларни «Зәпәрнамә» дастанида, Билал Назим «Назугум қиссиси» вә «Ғазат дәр мүлки Чин» дастанлирида әкис әттүрди.


Йәкүнләш. Пикир қилиш стадияси. Синип 4 топқа бөлүнүп, һәр топқа бир 1 реалистик әсәр тоғрисида пикир йезиш тапшурулиду

V. Бәкитиш. «Қоюн дәптәр» Булбулға, Қизилгүл вә Сәбаға тиләкләр, тәклипләр яздуруш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Реализмға мисаллар тепип келиш





Вақти Әдәбият 10-синип 54-73 -бәтләр Дәрис № 17


Дәрисниң мавзуси: Билал Назим, Садир Палван вә С.М.Қашийниң һаяти вә ижадийити бойичә иншаға тәйярлиқ

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш


Мавзулар:


1. Билал Назим - ХІХ әсирниң бүйүк намайәндиси

2. Садир - жәңчи, палван вә хәлиқ қошақчиси

3. «Шәрһи шикәстә» дастаниниң идеявий-бәдиий мәзмуни


ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.





Вақти Әдәбият 10-синип 54-73 -бәтләр Дәрис № 18


Дәрисниң мавзуси: Билал Назим, Садир Палван вә С.М.Қашийниң һаяти вә

ижадийити бойичә инша

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш

  1. Оқуғучиниң мавзу таллиши.

  2. Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.

  3. Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.

  4. Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.

  5. Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)

  6. Имла қаидилиригә реайә қилиш.

  7. Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.

  8. Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.

  9. Өз пикрини изһар қилиши.

ІV. Йәкүнләш вә баһалаш

V. Өйгә тапшурма.

Қошумчә материаллар тепип келиш.




Вақти Әдәбият 10-синип 78-82-бәтләр Дәрис № 19

Дәрисниң мавзуси: ХХ әсир уйғур әдәбияти

Мәхсити: 1 ХХ әсирдики әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, әдәбиятимизниң нәмунилирини, тарихимизни чоңқур оқуп, үгинишкә дәвәт қилиш

3.Инсанпәрвәрлик вә әдәп-әхлақ тәрбийисини бериш

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, слайдлар, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Қоллинилған технология СТО. «Икки яқлиқ күндилик», инсерт

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйяр-ни тәк-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХХ әсирдики әдәбият һәққидә умумий чүшәнчә бериш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Қизиқишини ойғитиш. ХХ әсир дегәндә көз алдиңларға қандақ вақиәләр, қайси шаир-язғучилар келиду?

1. Синип 4 топқа бөлүниду. Һәр топқа йеңи мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду. 1-топ - ХХ әсирдики әдәбиятниң алаһидиликлири, 2-топ -- ХХ әсирдики уйғур әдәбиятида проза жанри, 3-топ - ХХ әсир уйғур әдәбиятидики дастанчилиқ, 4-топ -ХІХ әсирдики драматургия.

2. Һәр топтин бирдин оқуғучи чиқип, өз пикирлирини ейтиду, қалғанлири уни толуқтуриду. Һәр топ өз пикирлирини сүрәтләр, мисаллар билән дәлилләйду.

Мәнани ажритиш стадияси.

Һәр топ өзигә берилгән тапшурмиға кластер түзүп, уни қорғайду

  1. ХХ әсир қазақ әдәбияти вәкиллиридин кимләрни билимиз?

С. Торайғыров, М. Сералин, М. Дулатов, Б. Күлеев, Ж. Аймауытов, М. Жұмабаев. М. Сералинниң « Гүлкәшима », С. Торайғыровниң « Қамар сұлу», Б. Майлинниң «Шұғаның белгісі », М. Дулатовниң « Бақытсыз Жамал », Ж.Аймауытовниң « Ақбілек »


  1. ХХ әсир рус әдәбияти вәкиллиридин кимләрни билисиләр?

Л.Н. Толстой, А.П. Чехов, В.Г. Короленко, И.А. Бунин, А. Куприн, В.Вересаев, Максим Горький, Владимир Маяковский, Сергей Есенин, Александр Фадеев

ІV. Бәкитиш. Рефлексия стадияси. Икки яқлиқ күндилик. Оқуғучилар ХХ әсирдики вәкилләргә хәт язиду

V. Йәкүнләш.

Бир-бириниң пикрини баһалайду.

VІ. Өйгә тапшурма вә баһалаш

1. 4-20- бәтләрни оқуш, сөзләш

2. Қошумчә мәлуматлар тепиш

Вақти Әдәбият 10-синип 83-90-бәтләр Дәрис № 20


Дәрисниң мавзуси:. Өмәр Муһәммәдийниң һаяти, ижадийити.

Шеирлирида йеңи заман тәсвири

Мәхсити: 1 Әдип һаяти вә ижадийити, шеирлириниң мавзулири билән

тонуштуруш

2. Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятимизға болған муһәббитини күчәйтиш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, әдип портрети

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Билимини тәкшүрүш

Берилидиған соаллар:

1. ХХ әсир әдәбияти тоғрисида алған билимини тәкшүрүш

2. Оқуған әсәрләр һәққидә сөһбәт жүргүзүш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Өмәр 1906-жили һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йезисида батрақ аилисидә туғулған. Дадиси Тоқа бовай язда етизға чиқип, қишта тағдин отун тошуп, аилисини асриса, аниси һаллиқларниң ненини йеқип, кир-қатини жуюп, тирикчилик қилатти. Мәшәқәтлик әмгәк, йоқсизчилиқ уларниң саламәтлигигә хелә зиян йәткүзиду. Өмәр алтә яшқа киргәндә, ғәмгүзар анисидин айрилип қалиду. У 1918-жилғичә йезида дадиси билән мошундақ еғир һаят кәчүрүп, андин туққанлириниң ярдими билән Алмутидики Сайбойи мәһәллисигә көчүп келиду вә мошу йәрдә өз тирикчилигини давамлаштуриду.

Кеңәш һакимийити орниғандин кейин, йоқсулларниң бири Өмәр Муһәммәдийму оқуп, билим елиш мүмкинчилигигә егә болиду, йәни он төрт йешидин мәктәп ишигини ачиду. У 1922-жили Алмутида ечилған үч айлиқ курсни пүтирип, Ташкәнттики аз санлиқ милләтләр билим орнида оқуйду. Уни 1927-жили үлгилик тамамлап, Алмутиға келиду вә «Зәрват» мәктивидә бир жил муәллим болуп ишләйду. Андин Челәккә келип, устазлиқ паалийитини давамлаштуриду. Мошу йәрдин Өмәр Яркәнт шәһиригә көчирилгән «Зәрват» мәктивигә әвәтилип, яш әвлатқа билим вә тәрбийә беришкә иҗдиһатлиқ билән киришиду. Шуниң билән бир қатарда, илмий мудирлиқ хизмитиниму атқуриду. Замандашлириниң ейтишичә, Өмәр Муһәммәдийниң математика пәни бойичиму ихтидари күчлүк болған екән. У оқуғучиларға математика вә әдәбият пәнлиридин чоңқур билим беришкә барлиқ күч-қувитини сәпәрвәр қилиду. Шундақла иҗадийәт биләнму ахирқи дәмлиригичә қизғин шуғуллиниду

Өмәр Яркәнттә чиқиватқан «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң редакцияси биләнму йеқин мунасивәттә болуп, униң сәһипилиридә әсәрлири пат-пат йоруқ көрүп туратти.

Өмәр мәктәптә оқуп жүргән чағлирида шеир язди, шеирлири мәктәп там гезитида бесилиду. Шаир йеңи заманни күйлиди. «Өмәр өлди» шеирида йеңи заман адәмлириниң, яшларниң өзгиришини тәсвирләйду.

Шеирлирида уйғур аяллириниң һал-муңини хәлиқниң муңи дәйду, өз ой-пикрини хәлиқниң ойи билән бирләштүриду. Шаирни яшларниң тәғдири толғандуриду. Уларни билим елишқа үндәйду. Әдип шеирийитиниң асасий мавзулириниң бири әмгәк мавзуси.

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма.

Өйгә тапшурма. 83-90-бәтләрни оқуш. Әдип ижадийити тоғрисида дәрисликтики вә қошумчә мәлуматлардин оқуп келиш

Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 21


Дәрисниң мавзуси: Өмәр Муһәммәдийниң һекайилири

Мәхсити: 1 Ө. Муһәммәдий һекайилириниң вақиәлиги вә бәдиий өзгичилиги

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға қизиқишини ашуруш, әмгәк сөйүшкә тәрбийиләш.

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип ижадийити тоғрисида билимини байқаш, һекайиниң мәзмуни вә идеясини чүшәндүрүш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. Ө.Муһәммәдийниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Қайси әсәри шаирниң өз һаятидин елинған?

  3. Өмәрниң һаяти һәққидә йезилған қайси әсәрни билисиләр вә униң муәллипи ким?

  4. Шаир өз әсәрлиридә немиләр тоғрисида язди?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Ө.Муһәммәдий өз әсәрлиридә өтмүшни тәсвирлиди. Әдипниң автобиографиялик әсәри сүпитидә тонулған «Еғир күнләрдә» намлиқ һекайиси намратчилиқта һаят кәчүргән аилиниң пажиәлик тәңдирини тәсвирләйду.

Хәлқимизниң өй селиш адити һәққидә берилгән мақалида мәзкүр әсәрдин «пәнжирә» сөзигә ениқлима сүпитидә үзүндә берилиду.

Күндүзи өйниң ичини йорутуш үчүн өгүзниң үстигә, йәни түңлүкниң бир четигә тик қилип төпә пәнжирә (шәкли бойичә, егизлиги 80 см, кәңлиги 50 см болған төрт булуңлуқ яғачтин ясалған рам болуп, әйнәкниң орнида яғач чивиқлардин тоқулған тор болған) орнатқан. Пәнжирә раминиң кәйнидики очуқ жайниң үстини хадилар билән япқанда, уларниң бир учи жуқурида, йәни пәнжирниң үстидә болса, иккинчи учи болса, төвәндә, өгүзниң үстигә қоюлатти. Күнниң нурини узақ вақитқа бөлминиң ичигә чүшириш үчүн пәнжириниң алди тәрипини жәнуп тәрәпкә қаритип ясашқа тиришқан. Кейин пәнжирини өгүзниң астиға, йәни тамға орнитидиған болди. Соғ күнлири өйниң ичидики иссиқниң пәнжириниң тори арқилиқ сиртқа чиқип кетишигә йол қоймас үчүн өйниң ичидин пәнжиригә шилим (унни суға арилаштуруп ясиған) сүркәлгән қәғәзни чаплап, үстигә суюқ майни сүркигән. Пәнжиридин күнниң нури өйниң ичигә интайин начар чүшкән. Атақлиқ уйғур язғучиси Өмәр Муһәммәдий өзиниң «Еғир күнләрдә» намлиқ һекайисидә балилиқ чеғи өткән өйини төвәндикичә сүрәтләйду: «Деризилиригә қәғәз чапланған, күн чиқишқа қариған ян бағирдики зәй, қараңғу өй бизниң өй еди. Таладин даланға кирисән, даландин өйгә кирисән, өйгә киргәндин кейин, оң булуңда мәш, сол булуңда манта очақ, күн чиқишқа қарап турған кичиккинә деризә. Уму өзидин йоруқ өткүзмәйдиған қелин, яғ билән яғланған, күнниң чирайлиқ йоруқ күнлиридә өчүп қалай дәп пилдирлап янған қара чирақниң йоруғидинму аз йоруқ беридиған қәғәзләр билән чапланған еди».

Шундақла язғучи йеңи түзүм, болуватқан өзгиришләр һәққидә язди.

«Төвәндин» һекайиси йеза һаяти, униңдики өзгиришләр, яшларниң әмгиги тоғрисида. Наһийәгә кәткән Садиқ колхозлашқан йезилардики яшлар ячейкилири билән пионер ишини қариғили кәлгән еди. Патәм билән учришип, ишлиниватқан ишлар тоғрисида тәпсилий билгүси кәлди. Патәм болса, барлиқ ишлар тоғрисида ейтип, Садиқни хошал қилған.

Садиқ йезида дехан аилисидә туғулған, етизда чоң болған. У 10 яшқа киргәндә дадиси вапат болуп, кейинирәк аниму дуниядин өтиду. Мәктәпкә қаравул болиду, ахшими ликбезда оқуйду. «Йезамни ясаймән» дәп өзигә вәдә берип, униң тәшәббуси билән мечит клубқа берилиду. Техиму зоқ билән ишлигән Садиқ өз ишчанлиғи арқисида комсомоллар ячейкисиниң хәтчиси болиду. Патәмму көп ишларни қилип үлгәргән, яшлар ичидин чиққан активист. Булар төвәндин көтирилгәнләр еди.

Садиқ -өз арзусиға интилған, өз йезисини гүлләндүрүш, хәлиқниң саватини ечишқа барлиқ барлиқ күч-ғәйрити билән киришкән жигит. Аддий кәмбәғәл балиси тиришчанлиқ, йеңилиққа интилиш, әмгәк қилиш нәтижисидә утуқ қазиниду. Униңға биллә оқуған Патәм көп ярдәм қилиду.

Патәм - тиришчан, әмгәкчан қиз. Уму йезиниң тәрәққий етишигә чоң үлүш қошиду.

V. Бәкитиш.

1.Хрестоматиядин керәклик эпизодларни оқутуш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Өйгә тапшурма. -бәтләрни оқуш вә сөзләш



















Уйғур әдәбияти 10-синип

Дәрисниң мавзуси: Н.Абдусемәтов, А. Муһәммәдийниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Әдипләр ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, хәлиқпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», «Йоруқ саһиллар»

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдипләр тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Н. Абдусемәтов (1887-1951)

1. Тарихчи, язғучи, шаир вә драматург. 1887-ж. Уйғур наһийәси, Ғалжат. Дехан аилиси. Дадиси Абдусемәт манжур-хитай басқунчилириға қарши күрәш қатнашчиси. Дәсләп диний мәктәп. Гезит-журнал, тил, тарих, әдәбиятқа аит китапларни оқуйду. «Юлтуз», «Шора», «Вақит» гезит журналлирида. Уйғур тарихи тоғрисида мақалилар язиду. Тәхәллуси «Уйғур балиси».Тарихий мақалилири «Или вилайити», «Ғулжа султанлиғиниң тәшкил қилиниши», «Баяндайниң елиниши» «Әла Палванниң султанлиққа көтирилиши», «Таранчи түрклириниң һаяти». Әдәбият саһасида. «Омақ билән Амрақ», «Кичиккинә Риза», «Назугум» қатарлиқ нәсрий әсәрләр: «Сал», «Хантәңри», «Яш уйғурға» «Уйғурстан», «Йеңи яшларға» в.б. шеирлирини язди. 30-жиллири Шәрқий Түркстанға кетип, маарип саһасида ишләп, 1951-жили вапат болиду.

. «Үмүт». «турмушқа» шеирлирини оқуп бериш.

2. Абдулһәй Муһәммәдий (1901-1937)

1901-ж. Челәк наһийәси, Байсейит йезисида. Кәмбәғәл дехан аилиси. 8 йешида мәктәпкә кирип, 2 жил оқуйду. 1914-жили 13 яшлиқ Абдулһәйгә Алмутида йеңичә оқушқа имканийәт болиду. 1918-жили шәһәрдики муәллимләрни тәйярлайдиған курста, 1919-1921-жиллири Ташкәнттики татар билим журтида оқуйду. Алған билимини чоңқурлаштуруш мәхситидә Москвада оқушни арзу қилиду. Яхши оқуғини үчүн уни Москваға оқушқа әвәтиду. 1922-1926-жиллири Москвади бухарин намидики рабфакта оқуйду. Андин Алмутиға келип, уйғур мәктәплириниң биридә муәллим болуп ишләйду.

Дәсләпки әсәри 1921-жили бесилиду. 1935-жили униң «Яш гүлләр» намлиқ алайтән топлими чиқиду. Шаир Нур Исрайилов билән бирликтә балиларға беғишланған «Балиларға соға» намлиқ топлими бар. «Яш жүригим», «Ечилмас көңлүм» шеирлирида өзиниң изгү-арманлирини изһар қилиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида «Йоруқ саһиллар» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.

2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 1 шеирини тәһлил қилиш вә ядқа елиш

Вақти Әдәбият 10-синип 95-98-бәтләр Дәрис № 22


Дәрисниң мавзуси: Һ.Искәндәровниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдип кә болған һөрмитини, шеирийәткә қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Жиллар садаси», гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Ө.Муһәммәдий ижадийити бойичә алған билимини тәкшүрүш


Соаллар:

  1. Өмәр Муһәммәдийниң шеирлирини ким ядқа оқуп бериду? 2 оқуғучидин сорилиду

  2. Шаир уйғур шеирийитигә қандақ йеңилиқларни елип кирди?

  3. Әдип әсәрлиригә қайси шаирларниң тәсири күчлүк болди?

  4. Язғучи Өмәр Муһәммәдий әсәрлиридә қандақ вақиәләр тәсвирләнгән?

  5. Силәргә шаирниң қайси әсәрлири яқти вә немә үчүн?

  6. Өмәрниң проза әсәрлириниң қәһриманлири кимләр?

  7. Немә үчүн Өмәрни новатор шаир дәймиз?

І V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

Һезим Искәндәров тоғрисида немә билимиз?

Оқуғучиларниң төвәнки синипларда алған билимини тәкшүрүп көрүш





Һезим Искәндәров (1906-1970) Кластер түзүш



Тәхәллуси «Тетик»


Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)

Шаир. 1906-ж. Уйғур наһийәси Ават йезисида дунияға кәлди..



Йеза мәктивини тамамлап, 1923-ж. САКУ. Ташкәнт

Шеирлири 1927-жилдин бесилиду. «Кәмбәғәлләр авази»

1928-жили алий оқушни түгитип, Зәрват мәктивидә муәллим болуп ишләйду.


Дәсләпки топлими «Челиш долқунлирида» 1934-жили чиққан.

Топламлири: «Течлиқ нахшилири» (1956), «Талланма әсәрләр» (1958), «Илһам туйғулири» (1961), «Талланма әсәрләр» (1966), «Назугум» (1970).


Поэмилири: «Уйғур қизи», «Тиңға муһәббәт», «Назугум»


Шаир 1906-ж. Уйғур наһийәси, Ават йезисида туғулуп, шу йәрдә саватини чиқирип, оттура мәлумат алиду. 20-жиллири Ташкәнттә САКУ ечилип, шу жиллири ижат қилған барлиқ язғучи, шаирлар дегидәк мәзкүр оқуш орнида билим алиду. Шаир 1923-жили САКУға бариду. У йәрни 1928-жили тамамлап, Алмутидики Зәрват мәктивидә муәллим болиду һәм губерниялик партия мәктивидиму савақ бериду. Зәрват мәктиви Яркәнткә көчирилгәндә шаирму биллә кетиду. Өмәр Муһәммәдий билән биллә ишләйду. Ташкәнттә оқуп жүргәндә шеирлар язиду.

30-жиллар ижадиниң өсүш жиллири болиду.1934-жили челиш долқунлири дегән биринчи топлими чиқиду. 1935-жили «Сазим», «Уйғур қизи», «Хан тәңри», «Таң гудоги» топламлири чиқиду.

1937-жили «шәхскә сиғиниш» қурвини болуп, қолға елиниду. 20 жил түрмә, сүргүн азаплирини тартиду.

1958-1966-жиллири «Талланма әсәрләр», 1961-жили «Илһам туйғулири», 1970-жили «Назугум» китаплири нәшир қилиниду. Бу вақитларда у муәллимлик хизмитини давам қилип, дәсләп өз жутида муәллим, кейин мәктәп мудири болуп ишләйду.

Һ. Искәндәров 40 жилдин ошуқ вақтини уйғур әдәбиятиниң өсүп, тәрәққий етишигә беғишлиди.

Әсәрлирини мавзулири: дехан вә униң әмгиги, йеза һаяти, тәбиити, әмгәк адими, йеңилиқ-кәшпиятлар, тарихий вақиәләр, ана жут, вә башқилар.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида «Жиллар садаси» китавидин мәлуматлар оқуп бериш.

2. Һәр хил мавзуларға йезилған шеирлирини оқутуш (хрестоматиядин) вә мәзмунини чүшәндүрүш


Һезим Искәндәровниң шеири

Боль в моем сознании горит

Свежей потревоженною раной:

Почему твой облик, Хан-Тенгри,

Околдован сумрачным туманом?

Увидав издалека твой стан,

Мое сердце бьется все сильнее,

Будто у позорного столба

Бьют раба насильники-злодеи...

Расскажи мне, древний и могучий:

Как, чуждаясь тягостного света,

Очернен волною тяжких туч,

Ты проходишь через все столетья?

Почему в подножии твоем

Тополя желтеют раньше срока?

Почему мне грустно об одном

Шумят твои бурливые потоки?..

Их синяя холодная вода

Не слез твоих ли горечь низвергает?

Не потому ль на склонах никогда

Твои цветы не распускались к маю?

Раскрой, двугорбая вершина, тайн своих

Глубокую и долгую правдивость!

Свободный ветер сильные струи

К тебе приносят из долин красивых.

Тучи разрывая над тобой,

Новой жизни плещется прибой...


  1. Хрестоматиядин вә топламлиридин шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 95-97-бәтләрни оқуш. 1 шеирини тәһлил қилиш вә ядқа елиш



Вақти Әдәбият 10-синип 98-101-бәтләр Дәрис № 23


Дәрисниң мавзуси: «Назугум» дастани

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни билән тонуштуруш, қәһриман қиз Назугумниң

мәшәқәтлик һаяти вә униң жасурлуғи һәққидә мәлумат бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Хәлқимизниң қәһриман қизиға болған һөрмитини, тарихқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш.

«Назугум» дастани тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

  1. Һезим Искәндәровниң һаяти тоғрисида немә билдиңлар?

  2. Шаирниң қандақ әсәрлирини билисиләр?

  3. Шаир ижадийитиниң мавзулирини атаңлар.

  4. Әдип қандақ дастанларни язди?

  5. Шаир шеирлирини ядқа ейтқузуш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

  1. Қизиқишини ойғитиш стадияси

Назугум һәққидә немә билимиз?

Оқуғучилар пикирлирини йезип, «Идеяләр севитигә» салиду.

  1. Мәнани ажритиш стадияси

Һәр топқа икки бөлүмни оқуп, тәһлил қилиш тапшурулиду.

Оқуғучилар чүшәнгинини ейтиду вә луғәт ишлири жүргүзүлиду.

«Назугум» шаир һаятиниң ахирқи дәвирлиридә язған әсәри. Хәлқимизниң қәһриман қизи тоғрисида көплигән әсәрләр йезилған (Т. Тохтәмов роман, П.Сабитова дастан, Ж.Босақов драма язди) Дастан хәлиқ арисида кәң таралған ривайәткә асасланған. Хитай басқунчилириниң төзгүсиз зулми, хәлиқниң мүшкүл әһвали тәсвирләнгән. Назугум әшундақ дәвирдә өз әркинлиги үчүн, инсаний бәхти үчүн баш көтәргән. Бу миллий ғурур, миллий әркинликни йеңиш йолидики күрәш еди.

Дастан вәқәси мурәккәп әмәс. Әсәрниң бешида Назугумниң башқилар қатарида ямулға соланғанлиғини көримиз. Дарин уни зорлап бир соланға бәрмәкчи болиду. Бақи жигит зинданни бузуп, Назугумни елип қачиду. Черикләр қоғлап, Бақи улар билән күрәштә қолға чүшиду. Назугум болса салда Или дәриясидин өтүп, қечип қутулиду вә бир малчи момай билән бовайниң өйини паналайду. Лекин буни билгән черикләр уларни қийниғанда Назугум черикләргә өз ихтияри билән берилиду. Уни Далояға хотунлуққа бериду. Назугум уни өлтүрүп қачиду. Кәтмән тағлирини маканлайду. Гүлмәт бовай қизға ғәмхорлуқ қилиду. Назугум өз йеригә қайтмақчи болғанда қолға чүшүп, мойтуңзида жазалиниду.

V. Бәкитиш.

Рефлексия стадияси

Назугумға хәт йезиш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма

Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 98-101-бәтләрни оқуш. Үзүндә ядқа елиш

Уйғур әдәбияти 10-синип


Дәрисниң мавзуси: «Назугум» дастаниниң әһмийити

Мәхсити: 1 Әсәрниң әһмийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Хәлқимизниң қәһриман қизиға болған һөрмитини, әдәбиятқа, тарихқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. «Назугум» дастани тоғрисида билимини байқаш, әсәрниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1. Һезим Искәндәровниң дастаниниң мәзмунини сөзлитиш

  1. Назугум обризи һәққидә йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

  2. Уйғур хәлқиниң башқиму қәһриман қизлири тоғрисида билимини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

«Назугум» дастаниниң әһмийити

1. Дастан хәлқимизниң пажиәлик тарихини реал тәсвирләп бериду, тарихтин савақ көрситиду.

2. Назугум охшаш қәһриман қиз обризи арқилиқ өз мустәқиллиги, әркинлиги үчүн күрәшкән онлиған уйғур қизлириниң тәғдири вә қәһриманлиғи баян қилинип, әркинлик үчүн күрәшкә чақириду.

3. Дүшмәнгә болған нәпрәт ойғитип, вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериду.

4. Өз хәлқи үчүн күрәшкән инсанларға хәлиқму ярдәм қолини созуп, уларни һөрмәт қилидиғанлиғини көрситиду.

5. Ана жутниң тәбиәт мәнзирилирини устилиқ билән тәсвирләп, жутқа дегән муһәббәт ойғитиду.

6. Қәһриман қизимиз Назугумниң жасурлуғи, меһриванлиғи, хәлиқпәрвәрлиги, қорқумсизлиғи бүгүнки әвлатни тәврәндүрүп, уларда қәһриманға болған муһәббәт ойғитиду вә уларни шундақ қаһриманлққа, ирадигә чақириду.

V. Бәкитиш.

1. Гезит материаллирини оқуп бериш

2. Назугумниң қошақчи қиз екәнлиги тоғрисида ейтип, қошақлирини ядлитиш.

3. М.Маметова, Ә.Молдагуловалар һәққидә ейтип өтүш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Айрим оқуғучиларға тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш

Өйгә тапшурма. 98-101-бәтләрни оқуш. Үзүндә ядқа елиш

Вақти Әдәбият 10-синип 98-101-бәтләр Дәрис №


Дәрисниң мавзуси: «Униң һаят бөшүгини зулум тәвәткән»

(Һ.Искәндәровниң «Назугум» дастани бойичә иншаға тәйярлиқ )

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләщкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Режә:

І. Киришмә. Һ. Искәндәровниң һаяти вә ижадийити

ІІ. Асасий қисим:

  1. Шаир шеирийитиниң мавзулуқ даириси

  2. «Назугум» дастаниниң идеявий-бәдиий мәзмуни

  3. Назугумниң қәһриманлиқ обризи

ІІІ. Хуласә. Әдип әсәриниң әһмийити

ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.


10-синип. Уйғур әдәбияти


Дәрисниң мавзуси: Инша йезиш

Һ. Искәндәровниң «Назугум» дастани бойичә


Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: қайтилаш

Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология сто

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.

ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:

Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.

  1. Оқуғучиниң мавзу таллиши.

  2. Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.

  3. Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.

  4. Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.

  5. Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)

  6. Имла қаидилиригә реайә қилиш.

  7. Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.

  8. Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.

  9. Өз пикрини изһар қилиши.

ІV. Йәкүнләш вә баһалаш

V. Өйгә тапшурма.

М.Һәмраев һәққидә материаллар тепип келиш.






Вақти 23.01.2014 Әдәбият 10Ә-синип Дәрис №37

Дәрисниң мавзуси: Мөмүн Һәмраевниң һаяти вә ижадийити.

Мәхсити: 1 Мөмүн Һәмраевниң ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбият изиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Дәвир сәһипилири», хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

Мөмүн Һәмраев тоғрисида немә билимиз? «Чүшәнчиләр дәриғи»

Оқуғучиларниң төвәнки синипларда алған билимини тәкшүрүп көрүш

Кластер түзүш

Мөмүн Һәмраев (1907-1955)


Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)

Язғучи. 1907-ж. Уйғур наһийәси Чарин йезисида дунияға кәлди..



Йеза мәктивидә оқуди, Ташкәнт


Сурхәндәрияға әвәтилиду «Мәдәнийәт армиясиниң солдити»

Муәллим 2 жил

1932-1933-жили техникумда тарих пәнидин муәллим болуп ишләйду.


Дәсләпки әсәри «Еғир күнләрдә» повести 1934-жили чиққан.

Романлири: «Долқунлар арисида», «Мәйдандин аваз»


Шәрқий Түркстан. Мәхпий тапшуруқ 1955-жили 48 йешида намәлум сәвәптин қаза тапиду


1. 1907-ж. Алмута вилайитиниң Уйғур наһийәсидә Чарин йезисида төмүрчи аилисидә туғулған. Балилиқ чеғи өз йезисида өтиду. Дадисиниң төмүрчи дукинида вақит өткүзидиған Мөмүн зерәк бала болған. Дадиси чоң оғлини оқуталмиған, кичик оғлини қандақла қилип болмисун оқутушни қарар қилиду. Шуниң үчүн уни йеза мәктивигә бериду. У дәсләп Алмутида оқуйду, андин 1927-жили Ташкәнттики педагогика билим юртида оқуйду. Уни үгитип, Сурхандәрия вилайитигә муәллим болуп бариду. У йәрдә мәктәп ечип, чоңларға курс уюштуриду. Бу вақитларда басмичиларни һәр жайда учритишқа болатти. Мана шундақ чәт қишлаққа барған муәллимләр солдатларға охшатти. Мошундақ ишларниң гувачиси болған М.Һәмраев вақиәләрни өзиниң «Долқунлар арисида» романидә тәсвирләйду. Андин Пискәнттә ишләйду. Кейин Ташкәнткә қайтиду. Кәчки мәктәпләрдә муәллим, кейин «Шәриқ һәқиқити» гезитидә әдәбий хадим болған. «Еғир күнләрдә» повестини, «Долқунлар арисида», «Мәйдандин аваз» романлирини язди. Лекин тираж билән рухсәт берилгән чағда язғучи қамаққа елинип, әсәр йоқап кетиду. Һаятиниң ахирқи жиллири ШТда болуп, 1955-жили 48 йешида намәлум сәвәпләрдин қаза тапиду.

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтин керәклик эпизодларни оқутуш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Өйгә тапшурма. 5102-106-бәтләрни оқуш вә сөзләш








Вақти Әдәбият 10-синип 102-106-бәтләр Дәрис №27

Дәрисниң мавзуси: «Еғир күнләрдә» повести.

Мәхсити: 1 Повестьниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбият изиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Дәвир сәһипилири», хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида алған билимини байқаш, повестьниң мәзмуни тоғорисида бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш вә билимини байқаш

Кластер арқилиқ әдипниң һаяти вә ижадийити тоғрисидики билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

«Еғир күнләрдә» повести һәққидә немә билимиз? «Чүшәнчиләр дәриғи»

Оқуғучиларниң төвәнки синипларда алған билимини тәкшүрүп көрүш

2. «Еғир күнләрдә» повести 1934-жили йоруқ көриду. 17-жил вақиәлирини, биринчи жаһан уруши жиллиридики уйғур йезилирида хәлиқ һаятида болған вақиәләрни көрситиду. Россиядә исиянлар көтирилигәндә бу йәрдики хәлиқ техи оханмиған. Әсәрдә лашманлиқ вақиәси, униң хәлиққә елип кәлгән дәртлири тоғрисида баян қилиниду. Бу мавзу техи язма әдәбиятта әкис етилмигән еди.

Еләм вә Мәсим образлири асасий образлар болуп, мошу кишиләрниң бешидин өткән қийинчилиқлар арқилиқ пүткүл хәлиққә кәлгән азапларни көрситиду. Лашманлиққа елинған хәлиқ еғир азап чекиду. Көплигән кишиләр вапат болиду. Еләм вә Мәсим охшаш чәт йезилардин кәлгән аддий кишиләрниң болуватқан вақиәләрни көрүп, көзи ечилиду. Рус ишчилири Сергей вә Гришалар һәқиқәттә болуватқан ишларни уларға чүшәндүриду.

Жанәм обризи - инсаний пәзилити күчлүк, өз муһәббитигә садиқ аддий уйғур аялиниң типик обризи.

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтин керәклик эпизодларни оқутуш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Өйгә тапшурма. 102-106-бәтләрни оқуш вә сөзләш

Вақти Әдәбият 10-синип 102-106-бәтләр Дәрис №28


Дәрисниң мавзуси: «Долқунлар арисида» романи

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни билән тонуштуруш, баш қәһриманлар

образлирини тәһлил қилиш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбият изиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш.

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Долқунлар арисида», хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

Оқуғучилар дәптәрлиригә йезилған жаваплар тәкшүрүлиду.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш. 1. М.Һәмраев ижадийити бойичә соалларға жавап бериш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Қизиқишини ойғитиш.

«Долқунлар арисида» романи һәққидә немә билимиз?

«Чүшәнчиләр дәриғи»

Оқуғучиларниң төвәнки синипларда алған билимини тәкшүрүп көрүш

Йеңи түзүмниң кона түзүм кеңәшләр һакимийитиниң кона түзүмгә қарши күришидин барлиққа кәлгәнлигини тарихтин яхши билимиз. Оттура Азиядә кона түзүмниң қалдуқлири «басмичилар» дәп нам алған. Улар очуқ жәң қилалмисиму, йеңилиққа чиш-тирниғи билән қарши чиқти. Хәлиқниң саватини ечиш, уларни қараңғулуқтин қутулдуруш ишлири жүргүзүлүвататти, Ман шундақ ишларниң биригә «А» йезисиға Қасим Асимов дегән яш муәллим әвәтилиду. Роман бирдинла қизиқ башлиниду. Йеза турғуни һашим тәслимниң аилисидики вақиә тәсвирлиниду. У қайтидин басмичиларға өткән. Аяли уни йолидин қайтуралмайду.

Қасимниң оқуш жәрияни, униң жирақ қишлаққа әвәтилиши тәсирлинип, бәлгүләнгән жайға йетиштики тосалғулири баян қилиниду. Ман шуниңдин башлап Қасимниң һаятидики қийинчилиқ башлиниду. Дәсләп униңға кочида жүргән балилар учришиду. Қасим улар билән чиқишип кетиду. Лекин қаршилиқлар молла Ташвай, молла Саттар, Палван вә башқилар тәрипидин болиду. Қасим балиларни оқутуш үчүн миң мәшәқәт билән ясиған синип көйиду.

Долқунлар арисида» романидики ижабий вә сәлбий образлар

Оқуғучилар ижабий вә сәлбий қәһриманларни өзлири айрийду.

Кәштини толтириш

Образ

Тәриплимә

мәтиндин дәлил


Ижабий қәһриманлар: Қасим - «мәдәний инқилапниң» иштиракчиси. Әсәрдә униң һаятидики 3 дәвир көрситилиду: балилиғи, техникумда оқуған вақти, «А» йезисида ишләватқанлиғи. Балилиғида житим өскән, балилар өйидә тәрбийиләнгән. Студент вақтида ғәмхорчи, тәшкилатчи, билимгә интилған жигит сүпитидә көрситилгән. Иш паалийити, униң балилар вә чоңлар үчүн мәктәп ечип, басмичилардин қорқмай, улар билән күрәшкәнлиги әсәрдә асасий орунни егиләйду.

Униң йезидики тәрәпдарлири Ешбай, Өмүр - ижабий образлар. Һашим тәслимниң аяли Гүлшәмму йеңилиқни қобул қилған, кониға нәпрәт билән қарайдиған, бу йолда һеч бир қийинчилиқтин қайтмиған уйғур аялиниң обризи. Ахирида у йеза кеңишиниң рәиси болуп сайланғанлиғини билимиз.

Сәлбий қәһриманлар - Молла Ташвай, Һашим тәслим, Керим, Һаким. Улар өзлириниң рәзил һәрикәтлири арқилиқ йеңиға қарши, адәмләрниң саватини ечишқа, өмлүккә қарши болғанлар. Қасимға қарши һәрикәтләр уюштуруп, хәлиқни униңдин чәтнитишкә тиришиду. Лекин улар мәхсәтлиригә йетәлмәйду

V. Бәкитиш.

Кәштини толтириш

Мавзу

Идея

Сюжет

Әсәр вақиәсини тәсвирләштә қоллинилған усуллар

Язғучи қәһриманлар психологиясини қандақ тәсвирләйду

Әсәр немә тоғрисида

Әсәрниң қурулуши

Баянлаш, диалог, портрет, тәсвирләш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІ. Өйгә тапшурма. 106-110- бәтләрни оқуш вә сөзләш




10-синип


Дәрисниң мавзуси: «Долқунлар арисида» романидики образлар

Мәхсити: 1 Баш қәһриманлар образлирини тәһлил қилиш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: арилаш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Долқунлар арисида»,

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, тәһлил

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Оқуғучилар дәптәрлиригә йезилған жаваплар тәкшүрүлиду.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш.

  1. Оқуғучилардин романниң мәзмунини сораш.

  2. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериду. Һәр оқуғучиға мустәқил соал берилиду. Улар шу соалларға 3 минут ичидә жавап тепип бериши керәк.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «

.

V. Бәкитиш.

1-вариантқа ижабий, 2-вариантқа сәлбий образларни тәһлил қилиш тапшурулиду. Оқуғучилар дәптәрлиригә орунлайду. Әсәрдин дәлилләрни тепип язиду.

VІ. Йәкүнләш.

VІІ. Баһалаш

VІІі. Өйгә тапшурма. 102-110- бәтләрни оқуш. Иншаға тәйярлиқ.










Вақти Әдәбият 10-синип 102-106-бәтләр Дәрис №29

Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: роман

Мәхсити: 1. Роман жанри тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа, әдәбий әсәрни тәһлил

қилишқа үгитиш.

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш.

Дәрис түри: Арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Әдәбиятшунаслиқ терминлар луғити»

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология СТО

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң «Долқунлар арисида» романи бойичә алған билимини мустәһкәмләш; роман жанри вә униң алаһидиликлири тоғрилиқ чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. М.Һәмраевниң «Долқунлар арисида» романиниң вәқәлиги қандақ? Романниң идеясини ейтип бериңлар.

  2. Романдики образлар тоғрисида ейтип бериңлар.

  3. Әсәрниң бәдиий қиммити немидә дәп ойлайсиләр?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Роман тоғрилиқ чүшәнчә.

Роман французчә романлиқ сөзидин келип чиққан. ХІІ-ХІІІ әсирләрдә әсәрләр латин тилида йезилатти. Роман тилиға киридиған француз, итальян вә башқа тилларда йезилған әсәрләрни латин тилидин айривелиш үчүн романлиқ әсәрләр дәп атиди. Бу аталғу кейинирәк проза жанриниң әң жирик әсәрлиригә қоюлди.

Роман - һәжими бойичә бәдиий әсәрниң әң чоң түрлириниң бири. Романниң бәлгүлири:

  1. Баянлаш вә эпикилиқ характерға егә.

  2. Турмушниң мурәккәп жәриянлири вә кәң һаятий һадисиләрни риважлиниш жәриянида көрситиду.

  3. Персонажларниң өзгичиликлири өз ара тоқунуш жәриянида гәвдилиниду.

  4. Вәқә бир нәччә персонажларниң баштин кәчүргән сәргүзәштилири мисалида йүз бериду.

  5. Повесть вә һекайигә қариғанда асасий вәқәгә яндашқан бир нәччә қошумчә вәқәләр биллә маңиду.

  6. Романда персонажлар көп.

  7. Роман вәқәлиги узақ вақит вә кәң вәқәни өз ичигә алиду.

  8. Вәқәләр бир жайдин иккинчи жайға йөткилип туриду.

Романда көтирилгән мавзулар бир нәччә түргә бөлүниду: тарихий, ижтимаий, фантастикилиқ, пәлсәпилик, аиләвий-мәиший, сәргүзәштилик.

«Долқунлар арисида» - дәсләпки уйғур романи.

Һ.Абдуллинниң «Турпан тәвәсидә», «Тәғдир», Ж.Босақовниң «Қайнам» романи - дилогия, М.Зулпиқаровниң «Янар тағ» - трилогия, Зия Сәмәдийниң «Жиллар сири» - тетралогия.

V. Мустәһкәмләш. Романлардин мисаллар кәлтүрүш вә чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

111-бәтни оқуш. 1 романдин үзүндә оқуш

Вақти Әдәбият 10-синип 102-106-бәтләр Дәрис №31


Дәрисниң мавзуси: Инша «Долқунлар арисида» - дәсләпки уйғур романи

Мәхсити: 1 М.Һәмраев ижадийити бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш

«Долқунлар арисида» - дәсләпки уйғур романи


Эпиграфни оқуғучилар таллайду.

Режә:

І. Киришмә. М.Һәмраевниң һаяти вә ижадийити

ІІ. Асасий қисим:

  1. «Долқунлар арисида» романиниң идеявий-бәдиий мәзмуни

  2. Романдики образлар системиси

ІІІ. Хуласә. Әдип әсәриниң әһмийити

ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.



10-синип


Дәрисниң мавзуси: 30-жиллардики сәһнә әсәрлири

Мәхсити: 1 30-жиллардики драматургия вә униң алаһидиликлири тоғрисида

чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа вә сәнъәткә қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Көрнәклик қураллар: дәрислик (гуманитарлиқ йөнилиш), Театр тоғрисидики сүрәтләр.

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәй-ни тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Сәһнә әсәрлири тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш,

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш 30-жиллардики сәһнә әсәрлири

ХХ әсирниң 30-жиллири уйғур сәнъити йеңи тәрәққият йолиға қәдәм басти. Сәнъитимиздә драма жанри вужутқа кәлди. Бу жанрниң тәрәққияти жай-жайларда тәшкил қилинған сәнъәт һәвәскарлири өмәклириниң паалийитигә бағлиқ. Улар биринчи новәттә йеңи түзүм идеялирини хәлиққә тәшвиқ қилди. Саватсиз хәлиққә өтмүш билән йеңи дәвир һәқиқитини сәһнидә көрситип, хәлиқниң аң-сезимиға йәткүзүш болди.

Мошу жилири уйғур театр сәнъитиниң барлиққа келишигә чоң тәсир йәткүзгән «Көк көйнәкләр» сәнъәт коллективи қурулди.

1934-жили 24-сентябрьдә Алмутида уйғур кәспий театри «Анархан» музыкилиқ драмиси билән ишигини ачти. Бу әсәрниң муәллиплири Абдулһәй Садиров вә Жалал Асимовлар болуп, улар өз ижадийитини Яркәнт шәһиридә тәшкил қилинған сәнъәт өмәклиридин башлиған.

А.Садиров 1913-жили Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Баяндай йезисида туғулған. Ата-анисидин кичик житим қелип, балилар өйидә тәрбийилиниду. Уйғур театриниң сәһнисидә көплигән рольларни ижра қилған. Улуқ Вәтән урушида қәһриманларчә һалак болиду.

Ж.Асимов 1907-жили Яркәнттә туғулған 1929-жили Пәрғанидә ечилған 6 айлиқ театр курсини тамамлап, Ош театриға әвәтилиду. Кейин Алмутида ишләйду. 1941-жили Әнжандики театрға баш режиссер болуп әвәтилиду. 1968-жили вапат болиду.

V. Бәкитиш.

1. Миллий театримизниң шәкиллиниши тоғрисида мақалиларни оқуп бериш.

2. Театр сәһнисидә қоюлған әсәрләрдин чүширилгән сүрәтләрни, адәсләпки вә атақлиқ актерлиримиз һәққидә мәлумат бериш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІ. Өйгә тапшурма. «Анархан» драмиси тоғрисида оқуп келиш, қошумчә мәлуматлар тепиш.

Вақти _______ Әдәбият 10-синип 179-187-бәтләр Дәрис № ____

Дәрис мавзуси «Анархан» драмиси

Мәхсити: 1. Драминиң мәзмуни билән тонуштуруш, хәлқимизниң

тарихи тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Бағлинишлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Сәнъәткә болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: драмидин көрүнүшләр

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: драматизм, классик әсәр, кульминация

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. 30-жиллардики драма әсәрләр вә драматургия жанри тоғрисида алған билимини байқаш вә «Анархан» драмисиниң идеясини чүшәндүрүш.

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Уйғур кәспий сәнъити қачан вужутқа кәлди?

  2. «Көк көйнәкләр» тоғрисида немә билисиләр?.

  3. А.Садиров вә Ж.Асимовлар һәққидә немә билдиңлар?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. «Анархан» пьесиси ривайәт асасида йезилған реалистик әсәр. Қери байға берилгән кәмбәғәл қизиниң тәғдири һәққидики ривайәтни муәллиплар заман һәққанийитини көрситидиған дәрижигә йәткүзгән. Драмида аялларниң бәхитсиз һаяти, пажиәлик тәғдири ижтимаий тәңсизликтин келип чиққан, әсәрдә икки синип оттурисидики тоқунушлар тәсвирлиниду.

2. Кәмбәғәл дехан Сайитниң бешиға чүшкән еғир қисмәт, уларниң мәшәқәтлик турмуши, байлардин көргән азаплири - пүткүл кәмбәғәлгә ортақ мәшәқәтләр. Бу вақиәләр драмидики асасий образлар Сайит, Анархан, Һәмра образлирида маһарәт билән көрситилгән. Булар өзлири кәмбәғәл, лекин инсаний хисләтләргә бай образлар.

3. Кәмбәғәлни қул қилип ишлитиватқан, өзлирини мәнпийитини көзлигән, ачкөз, ялақчи, икки үзлүк һөкүмран синип вәкиллири Султанбай, Әлабай, Лозуңбәг образлири арқилиқ феодализм зулмини ашкарилайду.

4. Мошундақ еғир заманда Сайит гадайниң қизи Анархан муһәббәт әркинлиги үчүн байға қарши баш көтириду.

5. Әсәрдә 2 сюжет линияси бар: Анархан билән Һәмраниң муһәббити вә икки синип арисидики тоқунушлар.Әсәрниң кульминациясидә икки яш пажиәлик вапат болиду.

6. Әсәрдә вақиәләр қәһриманларниң нахшилири билән толуқтурулған.

V. Мустәһкәмләш.

Драмидин үзүндиләр кәлтүрүш вә чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш, Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Драминиң мәзмунини сөзләш.

VІІІ. Баһалаш

Вақти _______ Әдәбият 10-синип 180-187-бәтләр Дәрис № ____

Дәрис мавзуси Драмидики образлар

Мәхсити: 1. Драмидики образлар билән тонуштуруш

2. Бағлинишлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Сәнъәткә болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: драмидин көрүнүшләр

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. 30-жиллардики драма әсәрләр вә драматургия жанри тоғрисида алған билимини байқаш вә «Анархан» драмисидики образлар системиси тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. «Анархан» драмисидики асасий тоқунуш немидә?.

  2. Драминиң идеяси қандақ?

  3. Өтмүштики аяллар тәңсизлиги тоғрисида немә билисиләр?

  4. «Анархан» драмисини немә үчүн классик әсәр дәймиз?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1. Әсәрниң баш қәһримани - Анархан. Бу образ өз тәңсизлигини, һоқуқини йоқатқан уйғур қизиниң обризи. У хурапий урпи-адәтләрниң қурбани. Кичигидин турмушниң, йоқсизчилиқниң дәрдини тартип чоң болиду. Ата-анисиниң тәғдиригә ечиниду, уларға өй ишлирида болсиму ярдәм беришкә тиришиду. Чәксиз зулум Анарханниң байларға болған нәпритини қозғайду. Дадисиниң ямулға ташланғанлиғи, анисиниң илажисизлиқтин рази болғанлиғи Анарханниң байға болған қаршилиғини күчәйтиду. Султанбайдин қутулуш мәхситидә рәсим-қаидини бузуп, Һәмра билән қечип кетиду.

2. Һәмра обризи. Кичигидин житим өскән, өмүр бойи байниң ишигидә ишләп, күн көриду, лекин хорлуқ-зорлуқтин баш көтәрмәйду. Һәмра өз сөйгинигә садиқ, достлириға сәмимий, ақ көңүл, ишләмчан жигит. Жисманий хорлансиму, роһий азапқа төзмәйду. Өз муһәббити үчүн күрәшкә бәл бағлайду. Анархан билән Һәмраниң муһәббити пажиәлик аяқлишиду.

3. Сайит обризи - өмүр бойи турмуш мәшәқитини тартиватқан кәмбәғәл деханниң обризи. Тоғра сөзлүк, ирадиси күчлүк, әрлик номуси үстүн, байларниң төһмитигә қарши туралайду. Саватсиз болсиму дана, сөзгә чечән.

4.Гүлзарә - тәңсизликкә бойсунған аял.

5. Сәлбий қәһриманлар: Султанбай, Сопахун һажим, Әлабай, Лозуңбәг.

V. Мустәһкәмләш.

Драмидин үзүндиләр кәлтүрүш вә чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма.

Образларға тәриплимә бериш

VІІІ. Баһалаш

Вақти _______ Әдәбият 10-синип 200-211-бәтләр(гум. йөн) Дәрис № ____

Дәрис мавзуси Шинжаң әдәбияти

Мәхсити: 1. ШУАР әдәбиятиниң вәкиллири билән тонуштуруш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Әдәбиятқа болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: портретлири

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХХ әсирдики ШУАР әдәбияти вә униң вәкиллири тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. «Анархан» драмисидики асасий образлар қайсилар?

2. Драмидики ижабий вә сәлбий образлар һәққидә ейтип бериңлар.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

ХХ әсирдә Шинжаң хәлқи өзиниң ата маканини азат қилиш үчүн көплигән күрәшләр жүргүзди. Бу дәвирдә хәлиқ ичидин көплигән мәдәний әрбаплар йетилип чиқти. Улар хәлиқни ойғитиш йолида хурапийлиққа, саватсизлиққа, қалақлиққа қарши күрәшти. Бу әрбаплар:

1. Абдуқадир Дамоллам (Абдуқадир бин Абдуварис Қәшқәрий) (1862-1923). Атақлиқ мәрипәтчи, Атуш наһийәси Мәшһәд кәнтидә туғулған. Дадиси мәшһур алим болуп, диний һәм пәнний билимлик еди. Әдип «Ханлиқ» мәдрисини тамамлап, Әнжан, Ташкәнт, Сәмәрқәнттә болған, Бухаридики «Абдуләзизхан» мәдрисисини тамамлиған. Андин Стамбул, Қаһирә, Дели шәһәрлиридики чоң оқуш орунлирини тамамлиған.Қәшқәргә келип ишни жанландурди, пәнний билимгә көп көңүл бөлди. Йеңичә мәктәп, китапханилар қурушқа тиришти. Лекин қатиллар уни наһәқ өлтүрүшти. (Гуманитарлиқ йөнилиштики дәрисликтин қисқичә конспект яздуруш)

2. Қутлуқ Шәвқий (1876-1937)Қәшқәрдә туғулған. Өз йеридә мәдрисиләрни тамамлап, Түркийә вә Мисир қатарлиқ мәмликәтләрдә билим алған. Стамбулдин М.Қәшқәрий «Диваниниң» 3 томини елип кәлди. «Әркин һаят», «Йеңи һаят» гезитлирин чиқарған. Вәһшиләрчә өлтүрүлди.

4. Мәмтили Тәвпиқ (1901-1938). Маарип ислаһатчиси, истедатлиқ шаир. Чәт әлләрдә оқуған. Кеңәш Иттипақиға оқушқа чиққан. Москвада, Түркийә пайтәхти Стамбулда оқуди. 1930-жили вәтинигә қайтти. Қисқа муддәтлик курсларни ачти.

5. Ним Шеһит (1906-1972). Ақсу вилайитиниң Бай наһийәсиниң Сайрам йезиси «Тезәк қаға» кәнтидә туғулған. Ним Шеһит 15-16 яшларда шеир йезиш билән шуғуллиниду. Дәсләп муәллим, андин «Ақсу учури» гезитидә. Иниси Абдуқадир Ели Л.Мутәллип билән биллә өлтүрүлгән.

Лутпулла Мутәллип (1922-1945), Абдухалиқ Уйғур (1901-1933), Әһмәд Зияий (1913-1989)

V. Мустәһкәмләш. Дәрисликтин оқутуп, кластер түзүш

VІ. Йәкүнләш

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 200-211-бәтләр(гум. йөн) оқуш

VІІІ. Баһалаш

Вақти _______ Әдәбият 10-синип 200-201-бәтләр(гум. йөн) Дәрис № ____

Дәрис мавзуси Шинжаңдики тарихий вәзийәт

Мәхсити: 1. ШУАРдики тарихий вәзийәт һәққидә чүшәнчә бериш

2.Мустәқил вә бағлинишлиқ пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тарихқа вә әдәбиятқа болған қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, соал-жавап, сөһбәт

Көрнәклик: методикилиқ қолланма

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: Шинжаң, мустәмликә

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХХ әсирдә Шинжаңда болған вақиәләр, униң әдәбиятқа тәсири тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. ШУАР әдәбияти тоғрисида немә билисиләр?

  2. Абдуқадир Дамоллам вә Қутлуқ Шәвқийләр ким? Ижадийити тоғрисида ейтиңлар.

  3. Мәмтили Тәвпиқ, Ним Шеһит ижадийити һәққидә ейтип бериңлар.

  4. Әһмәд Зияий вә Лутпулла Мутәллип ижадийити һәққидә немә билдиңлар?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Уйғурларниң қедимий зимини - Шәрқий Түркстанда (Уйғурстан) хәлиқ өз азатлиғи үчүн көплигән күрәшләрни елип барди. Төмүр Хәлпәт, Хожинияз һажим, Савут Дамолла, Мәһәмәтимин Буғра, Әлихан төрә, Әхмәтжан Қасимийлар рәһбәрлигидәазатлиқ вә мустәқиллик үчүн күрәшләр овж алди. Уйғур вә башқа хәлиқлар Шәрқий Түркстанниң азатлиғи үчүн шиддәтлик күрәшләр елип барди. Миңлиған пәрзәнтләр қурбан болди. Чегаридаш дөләтләр өз мәнпийәтлирини көзлиди. Қан-тәр һесавиға бир нәччә жумһурийәтләр қурулди. Лекин ахири хәлиқниң төкүлгән қени бекар болди.

ХХ әсирниң биринчи йеримида Кеңәш Иттипақи паалийт көрситип, уйғур вәтининиң мустәқиллигини әмәлгә ашурмаслиқ үчүн жинаий ишларни қилди. Шиң Шисәй вә Сталин охшаш қанхорлар инқилавий рәһбәрләрни, вәтнпәрвәр күрәшчиләрни, илим-пән, мәдәнийәт, әдәбият-сәнъәт әрбаплирини, зиялиларни хиянәт, мунапиқ, террорлуқ усуллири билән йоқатти, көплигән йеза вә шәһәрләрни вәйран қилди.

Мана шундақ еғир вәзийәттә мәдәнийәт, әдәбият, сәнъәт сепидики хадимлар, зиялилар, күрәшчан вәтәнпәрвәрләр хәлиқ тәрәпдари болушти. Язғучи-шаирлар, мәрипәтчиләр зор күчкә айланди. Улар хәлиқни ойғитип, савтсизлиққа, қалақлиққа қарши жәң қилишти. Буларниң көпчилиги чәт әлләрдә оқуп, алған билимини хәлиққә бериштә утуқ қазанди.

Көпчилик хәлиқ өз һоқуқини һимайә қилишқа, униң үчүн күришишкә бәл бағлиди. Шинжаң (йеңи йәр, йеңи тәвә) дәп аталған мустәмликә (мустәқил әмәс, беқинда) өлкиниң қанхор рәһбәрлири Шиң Шисәй, Яң Зиңшиң, Жиң Шуринлар бу тәвәни қуллуқта сақлаш үчүн хәлиқ ойғинишидин қорқуп, террорлуқ һәрикәт жүргүзди Сталин уларни қоллап-қувәтлиди. 30-40-жиллири қурулған Шәрқий Түркстан Ислам Жумһурийити вә Шәрқий Түркстан Жумһурийити (1944-1949) мустәқиллиги узаққа бармиди.

V. Мустәһкәмләш. Дәрисликтики соалларға жавап бериш

VІ. Йәкүнләш Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 200-201-бәтләр(гум. йөн) оқуш

VІІІ. Баһалаш

Вақти _____ Әдәбият 10-синип 200-201-бәтләр (гум. йөн) Дәрис № ____

Дәрисниң мавзуси: Лутпулла Мутәллипниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Әдипкә болған һөрмитини, шеирийәткә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХХ әсирдә Шинжаңда болған вақиәләр тоғрисида чүшәнчисини байқаш, Лутпулла Мутәллип ижадийити һәққидә әтраплиқ мәлумат бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. ШУАР дики тарихий вәзийәт тоғрисида немә билисиләр?

  2. Хожинияз, С Дамоллам, Төмүр хәлпә, Ә.Қасимийлар һәққидә немә ейталайсиләр?

  3. «Шинжаң» сөзиниң мәнаси немә?

  4. Шу вақитларда әдәбият мәйданида көрүнгән әдипләр тоғрисида ейтип бериңлар

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Лутпулла Мутәллип (1922-1945)

І.Қизиқишини ойғитиш. Шаир тоғрисида немә билимиз?

Яшлиқ - адәмниң зилва бир чеғи,

Толиму қисқа униң өмри бирақ.

Жиртилса календарьниң бир вариғи,

Яшлиқ гүлидин төкүлиду бир йопурмақ. Бу шеирдин немини чүшәндиңлар?

Лутпулла Мутәллип ким? Кластер сизиш арқилиқ чүшәндүрүш. ШаирЧоң Ақсуда туғулған, Дадиси Һезимахун диний зат болуп, оғлини өзи оқутқан. Қазақстанда колхозлар қурулуп, бай вә моллиларни тәқипләш маңғанда аилиси билән Ғулжиға көчүп кәткән. Балилиқ дәври Нилқа наһийәсидә өтти, кейин Ғулжида.

1932-жили шу йәрдики татар мәктивидә, андин Или рус гимназиясидә оқуйду. Мәктәптә оқуп жүргәндә татар вә рус шаирлириниң әсәрлирини оқуйду. Һ.Тақташ, А.Тоқай, А.С.Пушкин, В.Маяковский вә Өмәр Муһәммәдий шеирлири күчлүк тәсир қилиду. 15 йешида дәсләпки «Хәлқимгә» шеирини язиду. Бу шеир гезиттә елан қилиниду. Шаирни үгәткән, уни қоллиған вә шеир йезишқа дәвәт қилған атақлиқ шаир Әнвәр Насирий.

1939-жили күздә Үрүмчигә келип, даримуәллимидә оқуйду. 1941-жили совет экспедициясидә тәржиманлиқ қилип Қәшқәрийәгә бариду. Хәлиқниң әһвалини көриду. 1941-жили «Шинжаң гезитигә» хизмәткә кириду. «Әдәбият гүлзари» дегән сәһипә ачиду. Гоминдаңчилар фельетон вә шеирлири үчүн Ақсуға йөткәйду. 1945-жили «Шәрқий Түркстан учқунлар иттипақини» қуриду. Ичидин сатқунлар чиқип, әзалар тутқунға елинип, өлтүрүлиду.

V. Бәкитиш.

1. Әдип тоғрисида гезит-журнал материаллирини оқуп бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларға жавап бериш

VІІ. Өйгә тапшурма. 225-229-бәтләрни оқуш.

Вақти _____ Әдәбият 10-синип 122-134-бәтләр (гум. йөн) Дәрис № ____

Дәрисниң мавзуси: Шеирийитидики хәлиқпәрвәр мотивлар

Мәхсити: 1 Шаир ижадийити тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Шеирийәткә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар: аруз, рәдиф

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. ХХ әсирдә Шинжаңда болған вақиәләр тоғрисида чүшәнчисини байқаш, Лутпулла Мутәллип ижадийити һәққидә әтраплиқ мәлумат бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

  1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Лутпулла өз ижадийитидә қошақ, бейит, әркин вәзн вә аруз вәзнини қолланған. 16 йешида «Көкләм ишқи» шеирини ижат қилиши униң шеирийәт фантазиясиниң наһайити күчлүк екәнлигидин дерәк бериду. Шаирниң чоң талант егиси екәнлигини көрситидиған әсәрлири: «Яшлиқ, үгән», «Жилларға жавап», «Тәсиратим», «Мухтәмилат», «Баһар һәққидә мувәшшәһ», «Хиялчан тиләкләр» шеирлири.

Л.Мутәллип 1937-жилдин 1945-жилғичә 60қа йеқин шеир, 3 фельетон, 1 поэма, бир нәччә әдәбий-тәнқидий, нәзәрийәвий мақалиларни, 3 драма, «Даванлар ашқанда» романини йезип үлгәрди. «Жилларға жавап» шеири барлиқ уйғурниң қәлбидин чоңқур орун алди. Бу шеир гезиттә бесилғанда барлиқ зияли қовумни сәгәкләштүрди, инқилавий роһ беғишлиди. Мәзкүр шеир үчүн шаир «Миллий-азатлиқ инқилапниң жәңгивар шаири» дегән нам алди.

«Яшлиқ, үгән» шеирида яшлиқ билән илим бир пүтүн дегән хуласә бар. Инсан илим арқилиқ тәбиәт сирини ачиду. Шаир көз билән дилни қатар қойиду.

Шаир яшиған заман хитай хәлқиниң япон басқунчилириға қарши, СССР хәлқи болса немис фашизмиға қарши күрәшкән вақит еди. Шаир бу күрәшкиму үн қошти.

Әдип өз әсәрлиридә тәңсизликкә қарши күрәш идеялирини алға сүрди. У ижтимаий тәңлик, хәлиқчил жәмийәтни арман қилиду.

Шаир шеирлирида мәрипәтпәрвәрлик вә әмгәк сөйгүчлүк мавзулириму бар.

Шаир шеирлириниң тил байлиғи - тил ғәзниси. Лутпулла ижадийитидә лирика бесим. .

V. Бәкитиш.

1. Әдип шеирлирини ядқа ейтқузуш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма. 122-134-бәтләрни оқуш.

Вақти Әдәбият 10-синип 229-234-бәтләр (гум. йөн) Дәрис № 39

Дәрисниң мавзуси: Шеирийитидики вәтәнпәрвәрлик һис-туйғулар

Мәхсити: 1 Шаир шеирийити тоғрисида чүшәнчисини кәңәйтиш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Шаир ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Лутпулла Мутәллипниң хәлиқпәрвәрлик роһида суғирилған әсәрлири тоғрисида билимини байқаш, вәтәнпәрвәрлик һс-туйғулар әкис етилгән шеирлири һәққидә әтраплиқ мәлумат бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Шеирлирини ядқа оқутуш

2. Бир-биригә соал бериш арқилиқ һаяти вә ижадийити һәққидә билимини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

30-жилларниң ахирида ШТда бир қанчә йеникчиликләргә йол қоюлди. Демократиялик чариләр әмәлгә ашти. Яш шаир кәлгүсидин чоң үмүтләр күтүп, дәсләпки шеирлиридила хәлиқниң бәхит-саадити, һур келәчиги үчүн зораванлиқ түзүмни өзгәртиш, униң үчүн күрәш қилиш идеялирини алға сүрди. «Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти» шеирида бу идея ярқин көрүниду.

Күрәш, күрәш! - дәп дайима тиришип турсақ,

Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти.

Һәр қәдәмдә кона турмуш билән қеришип турсақ,

Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти.

Жаһангирлар йәр йүзидин тамам йоқалса,

Мәзлум әлләр йеңи һаяттин кәң йол алса,

Зади түгимәс саадәткә қәдәм қойса,

Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти.

Өмәклишип мәзлумлар билән биллә ишлисәк,

Һәқиқәтән йеңи йолға киришсәк.

Баравәрлик һуллирини мәккәм қурсақ,

Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти.

Мутәллип, сән һәқиқәтни тартинмай сөзлә

Ғәйрәт билән қузғунлар йолини тора.

Бу йолда вақира қувәтлик қорқмай «Ура»,

Бу мениң яш ғунчә гүлүм ечилатти.

Япон басқунчилири Хитайға киргәндә хәлиқни өз елини қоғдашқа чақирди. Бу вақитта хаин Шиң Шисәй «вәтән хаини», «япон шпиони» дәп нурғунлиған уйғур зиялилирини, илғар пикирлик, әркинлик үчүн күрәшкән Хожинияз охшаш уйғур пәрзәнтлирини түрмигә ташлап, өлтүрди. Л.Мутәллип «Муһәббәт вә нәпрәт» намлиқ қисқа поэмисида вәтән үчүн күрәшниң алий вәзипә екәнлигини, буниңдин чекиниш қилмиш екәнлигини Бовай вәуниң оғли Жаң обризи арқилиқ көрсәткән.

«Жуңго», «Азатлиқ тойи», «Күрәш долқунлири», «Түн йерип излар басқанда» шеирлири хитай хәлқигә һөрмәт, вәтәндашлиқ һиссиятлириға толған. Бу пикир «Күришиватимиз» шеирида очуқ көрүниду. Шаир шуниң билән биллә хитай басқунчилириға нәччә әсир бойи беқинда болуп келиватқан уйғур хәлқиниң тәғдириниму көздә тутиду. «Вәтән әла, хәлиқ әла», «Жилларға жавап», «Хиялчан тиләк», «Мухтәмилат» шеирлирида хәлиқ азатлиғи, вәтән әркинлиги үчүн күрәшкә чақириқлар очуқ яңриди. «Хиялчан тиләк» шеири «Яш учқунлар тәшкилати» әзалириниң гимни болған.

V. Бәкитиш.

1. Әдип шеирлирини оқутуш вә мәзмунини ейтқузуш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма. 229-234-бәтләрни оқуш. (гуманитарлиқ йөнилиш)

Вақти Әдәбият 10-синип 234-236-бәтләр (гум. йөн) Дәрис № 40

Дәрисниң мавзуси: Л. Мутәллипниң пьесилири

Мәхсити: 1 Л. Мутәллип пьесилири һәққидә чұшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Шаир ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап, тест тапшурмилири

Пайдиланған технология тирәк-схемилар

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Лутпулла Мутәллипниң һаяти вә ижадийити тоғрисида билимини байқаш, сәһнә әсәрлири һәққидә әтраплиқ мәлумат бериш

ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Шеирлирини ядқа оқутуш

2. Тест тапшурмилири арқилиқ һаяти вә ижадийити һәққидә билимини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Һәртәрәплимә талантлиқ, қәлими жүгрүк әдип Л. Мутәллип проза вә драматургия саһасидиму қәләм тәврәтти. Униң ижадийитидә драмилиқ әсәрләр чоң орунни егиләйду. «Күрәш қизи», «Чинмодән», «Чимәнгүл», «Борандин кейинки аптап», «Самсақ акам қайнайду» әсәрлири шулар жүмлисидин. Драматургияға муражиәт қилишиниң ижтимаий сәвәплири бар: хәлиқ саватсиз еди, язма әдәбиятни хәлиқ оқалматти. Вақиәни драма әсәрләр арқилиқ йәткүзүш керәк болди.

«Күрәш қизи» шеирий драмиси хитай хәлқиниң япон жаһангирлириға қарши күришини әкис әттүриду.

«Самсақ акам қайнайду» комедиясидә Самсақ обризи арқилиқ йеңилиққа, илимгә қарши адәмләрниң һәрикәтлири күлкә қилиниду.

«Чинмодән» пьесисида кәмбәғәлләр билән бәг-феодаллар арисидики тоқунуш көрситилгән. Дехан жигити Жалам вә бай Султанбәг Барат бовайниң етиздики кәписидә учришиду. Султанбәг Бовайниң қизини қолға чүшәрмәкчи. Жаламни жираққа әвәтиветип, әлчи қойиду. Жалам лашманлиқтин қечип келип, қиз билән кичик той қилиду. Бәгниң ялақчилири той үстидә Жаламға пичақ селип өлтүриду. Жаламниң ағиниси Турсун Султанбәгни өлтүриду.

Шаирниң сәһнә әсәрлири униң шеирлири билән аһаңдаш, йәни уларда хәлиққә муһәббәт, зулумға қарши күрәш асасий мәхсәт болуп қалиду.

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма. 234-236-бәтләрни оқуш. (гуманитарлиқ йөнилиш)

Вақти Әдәбият 10-синип 112-121-бәтләр Дәрис № 41

Дәрисниң мавзуси: А.Уйғурниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 А.уйғурниң һаяти вә ижадийити һәққидә чұшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Шаир ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап, тест тапшурмилири

Пайдиланған технология тирәк-схемилар

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Лутпулла Мутәллипниң ижадийити вә сәһнә әсәрлири тоғрисида билимини байқаш, А.Уйғурниң һаяти, ижадийити һәққидә билим бериш

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Л.Мутәллипниң сәһнә әсәрлири тоғрисида немә билисиләр?

2. Тест тапшурмилири арқилиқ һаяти вә ижадийити һәққидә билимини байқаш.

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш (1901-1933)

А.Уйғур тәвәллудиға 110 жил.

А.Уйғур - һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң асасини салғучиларниң бири, ялқунлуқ шаир, вәтән азатлиғи үчүн күрәшкүчи, хәлиқпәрвәр вә мәрипәтпәрвәр шаир.

1901-жили 9-февральда Турпан шәһиридә содигәр аилисидә дунияға кәлгән. Дадиси Абдурахман Мәхсүм мәрипәтпәрвәр, һаллиқ адәм болуп, жут ичидә һөрмити жуқури еди. Абдухалиқ мәктәакә барғичә (6яшта) саватини чиқирип, андин 8-9 яшларға киргәндә шу йәрдики диний мәктәпкә оқушқа бариду. Зеһинлик бала әрәп, парс тиллирини үгинип, классик әдәбият нәмунилири Навайи, Фердәвсий, Фузулий, Өмәр Һәйямниң әсәрлири билән тонушиду. Кейин Турпанға берип, хитай мәктивидә хитай тилини үгиниду. Қарашәһәрда моңғул тил-йезиғини үгиниду. Чоң дадиси Межит һажи билән содигәрчилик йолида Қазақстанниң Шәмәй шәһиригә келиду Мәрдан Амрақ дегән кишиниң йезишичә «1923 - йили Абдухалиқ Уйғур Мәхсут Муһити қатарлиқлар билән биргә 2 - қетим Совет Иттипақиға берип, йәнә 3 йил илим тәһсил қилиду. Бу җәриянда у Пушкин, Лермонтов, Толстой вә Горкий әсәрлирини оқуп рус әдәбияти билән тонушиду, шундақла өктәбир инқилабиниң ғәлибисини өз көзи билән көрүп, нәзәр даирисини кеңәйтиду.»

Хәлиқ турмушини өз хәлқиниң турмуши билән селиштуруп, вәтинигә қайтқандин кейин хәлиқниң аң-сәвийәсини ечиш үчүн мәктәп ечишқа көп һәрикәт қилиду. Бу һәқтә мундақ дейилиду: 1926 - йили вәтәнгә қайтип келипла йеңичә илим - пәнни тәрғип қилип, хәлиқни ойғитиш үчүн гезит җурнал нәшр қилишқа һәрикәтлинип, Турпанда басма завути қурушни тәшәббус қилиду. Лекин әксийәтчи, миллитарис яң зишиң һөкүмити буниңға йол қоймайду. Шуниңдин кейин Абдухалиқ Уйғур Турпан Астанидики Мәхсүт Муһити, Пичандики Искәндәр Хуҗа қатарлиқ кишиләр билән 1927 - йили" ақартиш уюшмиси" намида бир мәрипәт җәмийити қуруп, ианә топлап Турпан йеңишәһәрдики Нияз Сәйпуң дегән кишиниң қорасида бир йеңи мәктәп, кейинки йели Йеңишәһәр ақ сарайда "Һөрийәт мәктипи", Кона шәһәр җәнубий қувуқта йәнә бир мәктәп ачиду...

Бу дәвирдә Абдухалиқ Уйғурниң иҗадийитидә зор илгириләшләр болиду.

Айрилмиғил
Һиммитиңдин, ғәйритиңдин ол, вәликин қайрилмиғил,
Һәқлиқин билгән йолуңдин җанни бәрвәликин қайрилмиғил.
Маиниң көп болсиму, қорқмай уруп алдиңға бас,
Тағуташ, дәря улуғ сөзләргә сән таң қалмиғил.
Ат өзүңни бәһригә, яғәриқ бол, тап гөһәр,
Ширнә йолвас кәби басқан изиңдин янмиғил.
Төт тәрәп яв һувлишип, сәккиз тәрәп тиғ кәлсә,
Елишип қанға боял, номусни һәргиз санмиғил.
Кимки һәқ йолға қәдәм қойса утуқ мутләқ шуниң,
Буничүн болғай кийин дәп, йоқ хиялға қалмиғил.
Сән Вәтән-милләт дисәң, тарихта намиң қалғуси,
Бол җәсур, али нишан, көлчәк-булаққа қанмиғил.
Абдухалиқниң сөзин сeн биәтибар билип ,

Ушбу виҗданни кейин пүтмәс азапқа салмиғил

Униң шеирлиридики чоңқур сәясий мәзмун, өткүр исянкарлиқ садалири һәтта әйни дәвирдики мустәбит һакимйәтни әндишигә салиду. Һөкүмәт уни шеир йезиштин, хәлиқни униң шеирлирини оқуштин чәкләйду.

Ачил

Гүлүм ачилай дәйду,
Башқа санчилай дәйду.
Яримниң юрәк оти,
Тәнгә ямишай дәйду.
Ярим маңа наз қилур,
Күлүп мени мәст қилур.
Яр қәдрини билмәйсән,
Земистанни яз қилур.
Яр дәрдидә хун болдуқ,
Түгмәнләрдә ун болдуқ.

Қорқунчуңдин қаттиқ таш,
Бирлишәлмәй қум болдуқ.
Яш тәләпләр ухлашма,
Яр йолида путлашма.
Ярим үчүн җан пида,
Қәдимиңгә миң тилла.
Ғәйрәт гүлүм ачилғил,
Һиммәт йолум ачилғил.
Ярим үчүн бәрсәм җан,
Қачан болса бир өлүм

«Өз ғайиси йолида тиз пүкмәс роһқа егә Абдухалиқ Уйғур 1932 - йили 11 - айда "Ойған", "Ачил" дегән шеирлирини ақ рәхткә чоң хәтлик қилип йезип, кочиларға чаплап, әксийәтчи һөкүмәтниң һәйвисигә тақабил туриду.
1932 - йили 12 - айниң бешида Турпан вә Қумулда деһқанлар зулумға қарши қураллиқ қозғилаң көтүриду. Қумул деһқанлар қозғилиңини бастурушқа барған Шиң шисәй 1933 - йилиниң бешида Үрүмчигә қайтишида Турпанға кәлгәндә Абдухалиқ Уйғур вә униң бирқанчә сәбдишини деһқанлар қозғилиңиниң мәниви тәрғибатчиси дәп қарап тутқун қилип турмигә ташлайду. Җаллат шиңшисәй 1933 - йили 3 - айниң 13 - күни уни сәбдашлири билән қошуп Турпан шәһириниң Йеңи шәһәр қазихана мәсчитиниң алдида қәтли қилиду. Абдухалиқ Уйғур бойниға қилич тәңләнгәндиму дүшмәнгә баш әгмәй, батурларчә көкрәк керип, хәнзучә, уйғурчә ялқунлуқ нутуқ сөзләйду. Бойниға қилич урулғанда "Яшисун әркинлик!", "Яшисун азадлиқ!" дәп яңрақ шуар товлап қәһриманларчә қурбан болиду...»

V. Бәкитиш.

1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма. 234-236-бәтләрни оқуш. (гуманитарлиқ йөнилиш)

Вақти Әдәбият 10-синип 112-121-бәтләр Дәрис № 42

Дәрисниң мавзуси: А.Уйғур шеирийитиниң өзгичилиги

Мәхсити: 1 А.Уйғурниң шеирийитиниң алаһидиликлири тоғрисида чүшәнчә

бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3.Шаир ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап, ипадилик оқуш

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. А.Уйғурниң ижадийити тоғрисида билимини байқаш, шеирийитиниң алаһидиликлири һәққидә билим бериш

ІІІ-ІV. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. А.Уйғурниң һаяти тоғрисида немә билисиләр?

2. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

А.Уйғур - новатор шаир. У уйғур поэзиясини мәзмун вә идея жәһәттинла бейитип қоймай, бәдиий сүпитигиму йеңилиқларни киргүзди. Һәм бармақ, һәм аруз вәзнидә ижат қилди.

А.Уйғур һәддидин ашқан миллий әзгүгә қарши күрәшниң күйчиси болди. Ижтимаий-сәясий вә миллий мәсилиләрни йеңичә тәсвирлиди. Көплигә шеирлирини символлуқ тәсвирләр асасида ижат қилди. «Гүлүм, ярим» сөзлири бир қаримаққа ашиқлиқниң бәлгүси болған билән, әмәлиятта бу азатлиқ, әркинликкә тәшналиқ еди. «Жандин кәчмигичә, жананиға йәтмәс» ибариси әркинликкә күрәшсиз йетиш мүмкин әмәслиги, бу йолда жанни тикиш керәклиги һәққидә. Гүл ишқида көйгән булбулниң зари - азатлиқни арман қилған адәмниң пәрияди.

Муһәббәт мавзусидики шеирлириму йеңичә аһаңда, йеңи йолда йезилди. Сеғиндурған яр - йеңи азатлиқниң символи.

Охшитишларни көптәп пайдиланди. «Зулмәт заман, қарғу заман, зиндан заман», шу заманниң зулум вәкиллирини «ялмавуз, қаван, ит, қаға» дәп сүпәтлиди. «Көрүнгән тағ жирақ әмәс» шеиридики тәсвирләр - йеңичә тәсвир.

Шаир яратқан өзигә хас тәсвирләш услубида сап ана тилиға, хәлиққи йеқин образларға асасланди. Бу жәһәттин йеңи тәсвирләш үлгисини яратти.

VІ. Бәкитиш.

1. Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

VІІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІІ. Өйгә тапшурма. 112-121-бәтләрни оқуш. 1 шеирни тәһлил қилиш.

Вақти Әдәбият 10-синип 112-121-бәтләр Дәрис № 43


Дәрисниң мавзуси: Л.Мутәллип вә А.Уйғур ижадийити бойичә

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа, өтмүш тарихимизға, мәдәнийитимизгә қизиқишини

ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язғучи, шаирлар ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Күрәшчан жилларниң батур күйчиси

Режә:

І. Киришмә. Лутпулла Мутәллипниң һаяти вә ижадийити

ІІ. Асасий қисим:

  1. Л.Мутәллипниң шеирийити

2.2. Әдипниң сәһнә әсәрлири

2.3. Л.Мутәллип шеирийитиниң алаһидиликлири

ІІІ. Хуласә. Шаир ижадийитиниң уйғур әдәбиятидики орни вә әһмийити


Вәтән азатлиғиниң ялқунлуқ күрәшчиси - Абдухалиқ Уйғур

Режә:

І. Киришмә. Абдухалиқ Уйғурниң һаяти вә ижадийити

ІІ. Асасий қисим:

2.1. А.Уйғур шеирлириниң мавзулири вә идеявий йөнилишлири

2.2. Шеирлириниң бәдиий өзгичиликлири

ІІІ. Хуласә. А.Уйғур - заманивий әдәбиятимизниң асасини салғучиларниң бири.

ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.

Вақти Әдәбият 10-синип 135-145-бәтләр Дәрис № 44

Дәрисниң мавзуси: Зунун Қадирийниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 З.Қадирийниң һаяти вә ижадийити һәққидә чұшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Язғучи вә драматург ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: йеңи билимләр бериш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тирәк-схемилар

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Мутәллипниң ижадийити вә сәһнә әсәрлири тоғрисида билимини байқаш, А.Уйғурниң һаяти, ижадийити һәққидә билим бериш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Зунун Қадирий (1911-1989)

Тәвәллудиға 100 жил

1. Реалистик прозиниң алдинқи сәптики вәкили, истедатлиқ язғучи вә драматург

2. 1911-жили Чөчәк (Тарбағатай) вилайитиниң Дәрбүжин наһийәсидә касип аилисидә туғулған. 4 йешида аилиси билән Ғулжиға көчүп келип, диний һәм пәний мәктәптә оқуйду. Яшлиқ һаяти Үрүмчи гимназияси вә Үрүмчи чарвичилиқ техникумида өтиду. Әмгәк паалийитини муәллимликтин башлайду. «Ғулжа» уйғур уюшмиси билән Уйғур театриға жәлип қилиниду.

3. «Жаһаләтниң жапаси» (3 пәрдилик) әсәари сәһнидә ойналғандин тартип хәлиқ арисида драматург сүпитидә тонулиду. Кәйни-кәйнидин «Учрашқанда», «Партизанлар отряди», «Һәр ишниң йоли бар», «Ғунчәм», «Гүлниса» сәһнә әсәрлирини язиду. «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Қанлиқ дағ» драмиларниң изини давам қилип, уйғур драматургиясигә салмақлиқ һәссә қошти.

4.1944-жилқи инқилапқа қатнишип, һекайә вә очерк йезиш билән шөһрәт қазиниду. Униң «Шәпқәт һәмшириси» (Ризвангүл), «Родупай», «Икки бармиғим билән», «Күчлүккә һужум», «Муәллимниң хети», «Мағдир кәткәндә», «Пәрман» қатарлиқ һәжвий һекайилири әдәбият нәмунилири қатаридин орун алди.

5. Язғучини Әхмәтжан Қасимий интайин һөрмәтләтти. Шуниң үчүн һәрбий сәптин чиқирип, 1948-жили «Күрәш» журналиниң «Иттипақ» мәжмуәсигә баш муһәррир қилип сайлиған.

6. 1950-жиллири язғучи һаятий мавзуларға қурулған «Гуман», «Әсләш», «Әхмәтжан Қасимий» һекайилирини язиду.

7. Узақ вақит давамида «кеңәш адими» дегән төһмәт билән сүргүн қилинди.

8. 1989-жили 22-сентябрь күни Алмутида вапат болди.

9. Язғучи 10 драма, 20 һекайә, 30 шеир, 9 әдәбий-илмий мақалә, 18 бәдиий очерк вә өз тәржимә һалини язди.

10. Топламлири «Ғунчәм» (1957), «Чиниқиш» (1982, 1997), «Зунун Қадирий әсәрлири» (1992) Бежинда нәшир қилинди.

ІV. Мустәһкәмләш Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

V. Бәкитиш.

VІ. Өйгә тапшурма. 135-145-бәтләрни оқуш. (гуманитарлиқ йөнилиш)

Вақти Әдәбият 10-синип 135-145-бәтләр Дәрис № 45

Дәрисниң мавзуси: Зунун Қадирий - драматург

Мәхсити: 1 З.Қадирийниң сәһнә әсәрлири һәққидә чұшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Язғучи вә драматург ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:


Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Соал-жавап усули арқилиқ әдип ижадийити тоғрисида алған билимини байқаш

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

Берилгән һекайә вә үзүндиләрниң мәзмуни һәққидә пикрини ениқлаш

ІV. Мәхсәт қоюш. З.Қадирийниң ижадийити тоғрисида билимини байқаш, сәһнә әсәрлири һәққидә билим бериш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Зунун Қадирий (1911-1989)

  1. Зунун Қадирий «Жаһаләтниң жапаси» (3 пәрдилик) әсәри сәһнидә ойналғандин тартип хәлиқ арисида драматург сүпитидә тонулиду. Кәйни-кәйнидин «Учрашқанда», «Партизанлар отряди», «Һәр ишниң йоли бар», «Ғунчәм», «Гүлниса» сәһнә әсәрлирини язиду. «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Қанлиқ дағ» драмиларниң изини давам қилип, уйғур драматургиясигә салмақлиқ һәссә қошти.

  2. Зунун Қадирий көп вақтини «Ғунчәм», «Гүлниса» драмисини өзгәртип ишләш, «Ғерип-Сәнәм» драмисиниң йеңи вариантини вә киносценариясини йезип чиқиш вә өтмүш әслимилирини йезиш қатарлиқ ишларға сәрип қилди.

  3. Зунун қадирийниң бәдиий ижадийити ХХ әсирниң иккинчи йеримидин башлап һекайичилиққа қәдәм қойди. Зунун Қадирий дәсләп театр саһасида ишлигәнликтин, дәсләпки ижадийити драматургиядин башланған еди.

  4. Оқуғучилар хрестоматиядин «Ғунчәм» драмисидин үзүндини топларға бөлүнүп оқуйду.

VІ. Мустәһкәмләш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

VІІ. Бәкитиш.

VІІІ. Өйгә тапшурма. 135-145-бәтләрни оқуш.






Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)


Зунун Қадирий

(1911-1989)







Вақти Әдәбият 10-синип 146-156-бәтләр Дәрис № 46

Дәрисниң мавзуси: Чоқан Валихановниң һаяти һәққидә

Мәхсити: 1 Ч.Валиханов һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Мәшһур сәяһәтчи, географвә уйғуршунас алимға болған һөрмитини, ижадийитигә қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрлик вә инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Соал-жавап усули арқилиқ З.Қадирий ижадийити тоғрисида алған билимини байқаш, Ч.Валиханов һаяти билән тонуштуруш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

Дәрисликтики соалларға жавап бериш.

ІV. Мәхсәт қоюш. З.Қадирийниң ижадийити тоғрисида билимини байқаш, сәһнә әсәрлири һәққидә билим бериш

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Ч.Валиханов (1835-1969)

1. Мәшһур сәяһәтчи, этнограф вә филолог сүпитидә тонулған Ч.Валихановниң әң чоң әмгиги - Қәшқәргә болған сәяһити. Бу, биринчидин, жасарәт, иккинчидин, у жиққан материаллар бебаһа әһмийәткә егә. Бу сәяһәт 1858-1859-жиллири болған. Сәяһәт күндиликлири Түркстанниң тарихи, географияси, ижтимаий түзүмигә беғишланған болуп, немис, инглиз, француз тиллириға тәржимә қилинған.

2. Ч.В. бир нәччә Европа вә Шәриқ тиллирини билгән.

3. 1857-ж. У қирғиз эпоси «Манасқа» диққәт бөлиду. Эпостики қәһриманларни тәтқиқ қилип, уни қазақ эпослири билән селиштуриду.

4. Ч.Валиханов Россия вәкили сүпитидә Хитай билән болған сода алақисини яхшилаш үчүн дипломатик миссияни орунлашқа әвәтилиду. 1856-жили «Хитай империясиниң ғәрбий өлкиси вә Ғулжа шәһири», «Ғулжа вә Чөчәктики сода тоғрисида» намлиқ мақалиларни язиду. Әдип йәрлик хәлиқләрниң уйғурлар екәнлигини, мустәмликичиләр әттәй уларни бөлүп, қәшқәрлик вә таранчи дәп атайдиғанлиғи тоғрисида язиду. Шундақла уйғурларниң йезиғи, антропологияси, ташқи көрүнүши, шәһәрлириниң алаһидиликлири һәққидә көплигән мәлуматлар бериду.

5. Қәшқәргә сәпири һәққидә 20дин ошуқ әсәр язиду. Уларниң ичидә «1858-1859-жиллардики Алтишәниң әһвали» намлиқ әмгиги алаһидә пәриқлиниду.

6. Манжур-хитай һакимийити бу тәвәгә һеч кимни йеқин йолатмиди. Бу йәрдә пәқәт Италияниң мәшһур сәйяһи Марко Поло вә голландиялик Гоэстин башқа һеч ким болмиған. Чоқан биринчи болуп дуниявий илим-пәнни Шәрқий Түркстанниң шу вақиттики әһвали билән тонуштурди. У содигәр Алимбайға айлинип, Қәшқәрддә 9 айға йеқин вақит болди. Бу өлкә тоғрисидики материаллири Лондон вә Берлинда йоруқ көрди.

Өлкиниң кәң географиялик обзори берилип, бу әлдә кимләр яшиғанлиғи, уларниң сани, маканлиған жайлири, топографияси һәққидә мәлуматлар бар. Чоқан сизған сүрәтләрдә шәһәр вә дәриялар планлири, ата-бовилиримизниң бир йерим әсир бурунқи кийим-кечәклири, уларниң қияпити тәсвирлиниду.

Алим хәлиқниң, дехан вә һүнәрвәнләрниң еғир әһвалини, әмәлдарларниң болса, һеч оқәт қилмай, пәқәт байлиқ топлаш койида екәнлигини көриду. Хәлқимизниң яхши пәзиләтлири һәққидә сөз қилиду.

V. Мустәһкәмләш. Валиханов тоғрисида қошумчә мәлуматлардин оқуп бериш.Дәрисликтин оқутуп, кластер түзүш

VІ. Йәкүнләш

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 146-156-бәтләр оқуш

VІІІ. Баһалаш

Вақти Әдәбият 10-синип 146-156-бәтләр Дәрис № 47

Дәрисниң мавзуси: «Қәшқәр күндилиги»

Мәхсити: 1 Қәшқәргә болған сәпири һәм мәлуматлири һәққидә чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Мәшһур сәяһәтчи, географ вә уйғуршунас ижадийитигә қизиқишини ашуруш, инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш

Дәрис түри: арилаш.

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, хрестоматия, гезит материаллири

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт, соал-жавап

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Соал-жавап усули арқилиқ Ч.Валиханов һаяти тоғрисида алған билимини тәкшүрүш, Қәшқәр тәсиратлири билән тонуштуруш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш Дәрисликтики соалларға жавап бериш.

ІV. Мәхсәт қоюш. ЗЧ.Валихановниң ижадийити тоғрисида билимини байқаш,

V. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Ч.Валиханов (1835-1969)

«Қәшқәр күндилиги»

1. Қәшқәргә сәпири һәққидә 20дин ошуқ әсәр язиду. Уларниң ичидә «1858-1859-жиллардики Алтишәниң әһвали» намлиқ әмгиги алаһидә пәриқлиниду.

2. Қәшқәр тоғрилиқ язғанда, бу шәһәрдә 16миң өй бар екәнлигини, Қизил вә Түмән дәриялириниң арилиғида орунлашқанлиғини, қорша турған сепилниң һәжимини, униңда Су дәрваза вә Қум дәрваза дәп атилидиған 2 дәрваза барлиғини, Қәшқәрниң Конишәр вә Йеңи қорған дәп иккигә бөлүнидиғанлиғини, Конишәр Чарсу вә Амбарчи дәп иккигә бөлүнсә, Йеңи қорған Ордаалди, Өстәңбойи, Юмилақ шәр, Әнжан коча дәп 4кә бөлүнидиғанлиғини язиду. Алим Қәшқәрдә 17 мәдрисә, 70 мәктәп, 8 карвансарай, 2 базар мәйданиниң (Һәйтгаһ вә Чарсу) барлиғини, Қәшқәр округиға Үстүн Атуш, Астин Атуш, Бәшкерәм, Пәйзават, Йеңиават, Тоққузақ, Тазғун, Ханериқ, Опал, Ташмалиқ охшаш шәһәр вә йезиларниң киридиғанлиғи тоғрисида мәлумат бериду. Астин Атуш яки Үстүн Атушта Қараханийларниң падишаси, түркий дунияға ислам динини елип кәлгән Султан Сутуқ Буғрахан-ғазиниң мазари бар екәнлигини тәкитләйду.

3. Ислам дининиң күчлүк тәсиргә екәнлигини ейтип, «Пүткүл мусулман Шәрқидә Қуръан гражданлиқ мәһкимилириниң асаси болуп һесаплиниду; урпи-адәт, қанун, жәмийәтлик, шундақла хәлиқ ара мунасивәтләрни бәлгүләйду... Бирақ шәрқий Түркстан бу жәһәттин истиснадур. Бу йәрдә мусулман мәмликитиниң йәрлик урпи-адәтлиригә бойсунушқа һәм өзиниң фанатик кишәнлирини ажизлаштурушқа мәжбур болған; аяллар әркинлигиниң өзи - башқа мусулман мәмликәтлиридә учримайдиған һадисә һәм буниңға йетәрлик испаттур».

V. Мустәһкәмләш. Валиханов тоғрисида қошумчә мәлуматлардин оқуп бериш.Дәрисликтин оқутуп, кластер түзүш

VІ. Йәкүнләш

Соал-жавап усули арқилиқ.

VІІ. Өйгә тапшурма. 146-156-бәтләр оқуш

VІІІ. Баһалаш

Вақти Әдәбият 10-синип 257-267-бәтләр(гум.йөн) Дәрис № 48

Дәрисниң мавзуси: Абай Қунанбаевниң һаяти вә ижадийити

Мәхсити: 1 А.Қунанбаевниң һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Шеирийәткә қизиқтуруш, қазақ хәлқиниң улуқ ақини, атақлиқ шаириға болған һөрмитини күчәйтиш.

Дәрис түри: йеңи билим бериш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма, топламлири, портрети

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдип тоғрисида әтраплиқ мәлумат бериш, ижадийитиниң алаһидиликлиригә тохтилиш

ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абай Қунанбаев (1845-1904)

1. 1845-ж. 10-августта Шәмәй вилайитиниң Шиңғизтав наһийәсидә.исми Ибраһим. Аниси Улжан вә момисиниң муһәббитигә егә болиду.

2. Дәсләп авул моллисида оқуйду. Андин 9 яшқа киргәндә атиси Шәмәйдики Әхмәт Ризаниң мәдрисисигә елип бариду. Шәриқ әдәбияти билән тонушиду. Андин оқуштин қол үзүп русчә приход мәктивигә бариду. Лекин толуқ билим алмайду. Дадиси уни өзи билән елип жүрүп, өзиниң ярдәмчиси болушини халатти. Авулларни арилап жүрүп кәлгүси шаир хәлиқниң турмушини өз көзи билән көриду.

3.15 йешидин башлап шеир язиду.

4. Кичигидин аниси вә момисидин чөчәк, дастанларни аңлиған болса, кейинирәк хәлиқ арисидин чиққан ақинларниң ижадийити билән тонушиду. Мәдрисидә әрәп, парс тиллирини үгинип, Низамий, Фузулий, Сәъди, Навайи әсәрлири билән тонушушқа мүмкинчилик бериду.

5. Рус тилини егилиши униң китап оқуш даирисини кәңәйтиду. Сүргүнгә әвәтилгән Е.П. Михаэлис, С.С.Гроссман, Н.И.Долгополовлар билән арилишиши қандақ әсәрләрни оқуш лазимлиғиниң йолини ачиду. Пушкин, Лермонтов, Крылов, Толстой, Салтыков-Щедрин, Некрасов әсәрлири билән йеқиндин тонушиду. Герцен, Чернышевский, Добролюбов мақалилирини оқуйду. Рус тилида Гете, Шекспир, Байрон, Дюма, философлар Сократ, Платон, Аристотельларни оқуйду.

6. Абайға болған хәлиқниң муһәббити, униң сөзигә қулақ селиши бай, әмәлдарларға яқмайду. Улар шаирни дайим яманлатти. Һакимийәт Абайниң жениға тегәтти. Буни аз дегәндәк шаир икки пәрзәндидин айрилиду. Абай иккинчи оғлиниң қирқи толған күни дәрткә бәрдашлиқ берәлмәй дуниядин өтиду.

V. Бәкитиш. 1. Әдип тоғрисида гезит материаллирини оқуп бериш.

2. Шеирлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІ. Өйгә тапшурма Қошумчә материаллар тепип келиш.

257-267-бәтләрни оқуш вә сөзләш. 1шеирни тәһлил қилиш.

Вақти Әдәбият 10-синип 268-270-бәтләр(гум.йөн) Дәрис № 49

Дәрисниң мавзуси: Абай Қунанбаевниң һекмәтлик сөзлири

Мәхсити: 1 Әдипниң һекмәтлик сөзлири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш, илим-пәнгә қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, «Ечиниш чақириғи» китави

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш Абай шеирлирини ядқа ейтқузуш вә мавзулирини ениқлаш

ІІІ. Билимини тәкшүрүш Тест тапшурмилири арқилиқ Абайниң һаяти вә шеирийити тоғрисида билимини байқаш.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Абай Қунанбаевниң һекмәтлик сөзлири

Абай балилиқ чағлиридинла хәлиқ еғиз ижадийити билән тонуш болған һәм уни өз ижадийитидә пайдиланған. У қазақ хәлиқ еғиз ижадийити билән биллә Шәриқ, рус вә Европа хәлиқлириниң фольклор үлгилири биләнму тонушти. Өзиниң әқлийә сөзлиридә чөчәк, әпсанә-ривайәт, оттуздин ошуқ мақал-тәмсилни қолланди.

Һәр бир әқлийә сөзи һаятниң муһим мәсилисигә беғишланған. 3-сөзидә шу дәвирдики болус вә һакимларни сайлаштики адаләтсизлик, пул, мал берип сайланғанларниң әл башқуралмиғанлиғи һәққидә ейтилған.

5-сөзидә еғиз әдәбиятқа көз қариши ипадиләнгән. Бу йәрдә 12 мақални қараштуруп, бәзилириниң хәлиқ һаятиға мувапиқ әмәслигини ейтиду.

29-сөзидә адәмләрни һар-номусни йоқатмаслиққа, адил әмгәк етишкә, әмгәкниң һәр қандақ түридин қачмаслиққа, тиләмчилик қилмай, өз маңлай тәри билән күн көрүшкә чақириду.

39-сөзидә әл арисидики иттипақлиқ, достлуқ тоғрисида гәп қозғайду.

7,19,31-сөзлиридә илим-пәнниң әһмийити, униң арқилиқ дунияниң барлиқ сирлириға чөкүшкә болидиғанлиғи ейтилиду.

17-сөз чөчәк түридә берилип, әдип ғәйрәт, әқил, жүрк үчиниң бир-бири билән болған бәс-муназирисини илимға йәкүнлитиш арқилиқ өмлүккә, достлуққа чақириду. Адәмгә мошу үчиниң зөрүрлигини ейтқан илим: «Мошу үчиңлар бешиңларни қошуңлар, араңлардин бийликни жүрәккә бериңлар, үчиңлар бир кишидин тепилип, мениң ейтқинимдәк болуп чиқсаңлар, басқан изни көзгә сүргидәк хасийәтлик адәм шу...» - дәйду. Хасийәтлик адәм дегини оқуған, билимлик адәмдур. Абайниң әқлийә сөзлири униң шаирла болуп қалмай, билимлик философ екәнлигидин дерәк бериду.

V. Бәкитиш.

Абайниң әқлийә сөзлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІ. Өйгә тапшурма 268-270-бәтләрни оқуш вә сөзләш. 1шеирни тәһлил қилиш.

Вақти Әдәбият 10-синип 257-270-бәтләр Дәрис № 50


Дәрисниң мавзуси: Қазақ даласиниң данаси - Абай

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға қизиқишини ашуруш, ижадий

ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң Абай ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш


Қазақ даласиниң данаси - Абай

Режә:

І. Киришмә. Абайниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат

ІІ. Асасий қисим:

  1. Абай лирикиси

2.2. Әдипниң һекмәтлик сөзлири

ІІІ. Хуласә. Шаир ижадийитиниң алаһидиликлири вә әһмийити


ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.



Вақти Әдәбият 10-синип 275-284-бәтләр(гум.йөн) Дәрис № 53

Дәрисниң мавзуси: М.Әуезов «Абай йоли» эпопеяси

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити. «Абай йоли» эпопеяси тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш, илим-пәнгә, қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш Абай шеирлирини ядқа ейтқузуш вә һекмәтлик сөзлириниң мәзмунини сораш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш М.Әуезов (1897-1961)

Мухтар Омархан оғли 1897-жили Шәмәй уези Шиңғис болуслиғида туғулған. Дәсләп бовиси Әвезханниң қолида билим алиду. Мухтар Омархан оғли 5 йешидин башлап 2 жил давамида әрәп йезиғи асасидики вә түрк тилидики китапларни оқушни үгиниду.1904-жили Бузулған там дегән жайдики мәктәптә Абайниң хәтчиси болған Мирсейит Бикидин дәрис алиду. У киши Абай шеирлирини шагиртлириға көчәрткүзүп, ядқа алғузған. Мухтарму өзиниң ейтишичә «бир яз вә бир қиш ичидә Абайниң барлиқ шеирлирини ядқа алған».

9 йешидин башлап Шәмәйдики бәш жиллиқ училищеда рус тилида билим алиду. Андин муәллимләр семинариясидә оқуйду. 1916-жили Шаған намлиқ мәктәп қуруп, дәрис бериду. 1917-ж. Ойқудуқ дегән йәрдә «Еңлик-Кебек» намлиқ драмисини қойиду. Абайниң мошундақ әсәр қоюш арзуси болған еди. Бу арзуни Мухтар әмәлгә ашуриду. Мухтар өз ижадийитини шеир йезиштин башлиған, амма уларни нәшир қилалмиған. Дәсләп пьесиларни, андин 1920-жилдин башлап «Ажизлар», «Қараш-қараш вәқәси», «Қарам заман» повестьлирини, 1928-ж «Хан Кене» пьесисини язған. 1926-ж «Қаракөз» пьесиси конкурста биринчи мукапат алиду. 1922-1-23-ж ТашДУға чүшүп, күздә Ленинград универс-ң тарих фак-ға йөткәлгән. 1928-ж уни түгитип, САКУ-ң аспирантурисиға чүшиду. «Манас» эпоси вә Абай һәққидә материал топлайду. «Көксерек» һекайисини язиду.

«Айман-Чолпан» комедияси 1934-жили Қазақстан музыка театриниң сәһнисидә қоюлған.

Әдипниң ижадий йоли силиқ өтмиди. Тәқипләргә учриди.

1940-жили «Абай» пьесиси униң йеқин дости Л.Соболев билән бирликтә тәйярлинип, сәһнидә көрситилди.

V. Бәкитиш.

Абайниң әқлийә сөзлирини оқутуш вә мәзмунини чүшәндүрүш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 275-284-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Вақти Әдәбият 10-синип 277-284-бәтләр(гум.йөн) Дәрис № 54

Дәрисниң мавзуси: Тәржимә әсәрлири

Мәхсити: 1 Әдипниң тәржимә әсәрлири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. М.Әвезов қачан вә қәйәрдә туғулған? Қандақ билим елиш орунлирида оқуди?

  2. Ижадийити тоғрисида қазақ әдәбияти дәрислигидин алған билимиңларни ейтип бериңлар.

  3. М.Әвезов немә үчүн Абай һәққидә әсәр яритишни мәхсәт қилған?

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Мухтарниң балилиқ чеғи тоғрисида мундақ мәлумат бар:

«Балалық шағының алғашқы әсерлері Шыңғыстаудың далаларымен және тауларымен байланысты болды. Әжесі Дінәсіл өз немересін Абайдың киіз үйіне апарды деген айғақ сақталған, сонда атақты ақын әкелік мейіріммен бала Мұхтардың басынан сипап, ақ батасын береді. Атасы Әуез (1830-1917) Абай өлеңдерінің қолжазбалық кітабы бойынша алты жасар Мұхтар мен ағайын және құрдасы Ахметті араб әліпбиіне үйретеді. Ұстаз-молдаларға еліктеген атасы шәкірттерін таңертеңнен күн батқанға дейін ұстаған, содан кейін күні бойы оқығандарын (жаттағандарын) кешкі астың алдында атасы мен әкесіне жатқа айтып беруді талап еткен.»

М.Әвезов ата-анисидин кичик айрилди.: дадиси Омархан 1909-жили, аниси Нуржамал 1912-жили вапат болди. Кичиккинә Мухтар нәврә акиси Қасимбекниң қолида тәрбийәләнди. Мәдрисида 1 жил оқуғандин кейин 1907-жили Қасимбек уни Шәмәйдики5 синиплиқ шәһәрлик рус училищесиға Шиңғис болусиниң земстволиқ станциясигә оқушқа орунлаштуриду.

«Орыс мектептері аудармашы-тілмаштарды, әкімшілік аппараттың кішігірім қызметкерлерін даяр-лайтын еді. 1912-1913 оқу жылында Мұхтар оқытушылар семинариясының бірінші класын (сыныбын) наградамен аяқтайды да, ал оқуын Семей оқытушы-лар семинариясында 1919 жылы тәмамдайды (бітіреді).

Семинарияның оқытушылары Әбікей Сәтпаев, И.В.Малахов, Николай және Виктор Белослюдовтар, Н.Е.Коншин, Нәзипа және Нұрғали Күлжановтар, В.И.Попов, Н.Сулима-Грузинский, В.М.Морозов қазақтың халық әдебиеті мен тіліне, орыс және әлем әдебиетінің классикасына баулып, негізгі салалар бойынша білімнің негізін қалады. Шәкірт Әуезов педагогтардың айтуынша мінсіз тәртібімен, айрықша дарындылығымен, тектілігімен, аса сыпайы мінез-құлқымен, сымбатты дене пішімімен және қайсыбір ақсүйектік маңғаздылы-ғымен өзгелерден дараланған. Тамаша спортшы қаладағы бірінші «Жарыс» футбол командасында ойнаған. Болашақ жазушының айтуы бойынша, орыс мектебі «өзінің айқара ашылған ақжарқын құшағымен тартқан».

Шәкірт кезінде Мұхтар өзінің атасы, Абайдан бірнеше жас үлкен Әуездің Құнанбай туралы естеліктерін жалықпай тыңдайды. Бүкіл ғұмырында тағдыр Мұхтар Әуезовты болашақ бас кейіпкерімен біте қайнастырады: немересінің шілдеханасына байланысты Әуез жасаған әулет тойына тікелей қатысуы арқылы Абай құрмет көрсетті. Абайдың әкесі қарт Құнанбайдың көп әйелдерінің бірі Нұрғаным Әуездің қарындасы еді. Мұхтар кейіннен Абайдың ұлы Тұрағұлмен дос болады және ұлы ақынның немересі Мағауияқызы Кәмилаға үйленеді. Осы жәйттерді Әуезовтың өзі былай баяндайды:

«Ойға алған романды жазбас бұрын ақынның творчествосын және өмірбаянын зерттеумен шұғылдандым. Абай шығармаларының толық жинағына редактор болдым, оның өмірбаянын жаздым, ақын мен оның дәуіріне байланысты тарихи материалдарды жинадым; казақ халқы мәдениетінің тарихын аса жетік білетін орыс жазушысы, менің досым Леонид Соболевпен бірлесіп ақын өмірінің соңғы жылдарын бейнелейтін «Абай» трагедиясын жаздым.

Абай жайында материалдар жинағанда тарихи романдар авторларының талайы-ақ біле бермейтін өзгеше бір жәйттерге тап болдым. Өйткені, Абайдың өмірі мен еңбегі, түр-түсі мен сипаты жайында қағазға түскен немесе жарияланған бірде-бір дерек, өзінін жеке архиві мен күнделігі, хаттары мен мемуарлары, тіпті замандастарының ақын жайында хатқа түскен естеліктері сақталмаған. Ақынның өміріне байланысты деректер мен романның бүкіл окиғаларын Абайды көзімен көрген, жақын білген жандардан ұзақ уақыт бойына ауызба ауыз сұрау, әңгімелесу арқылы жинауға тура келді. Олардың көбі кәрілік меңдеген шалдар еді. Сондықтан олар өткен күндердің белгісін де, адамдардың бейнесі мен сөйлеу мәнерін де, оқиғаларды да ұмытыңқырап калған. Абайдың шәкірті Көкбаймен де әңгімелестім. Ақынның ең жақын достарының ішінен біздің заманымызға дейін көзі тірі жеткен сол ғана болатын. Көкбай 1927 жылы қайтыс болды. Ол Абайдан аттай он алты жас кіші еді. Сондықтан акынның жастық шағы жайында ештеңе айта алмады.

Роман жазам деген ойда жоқ, шәкірт кезімде атам Әуездің әңгімелерін тапжылмай, ұзақ тыңдайтын едім. Ол Абайдан біраз жас үлкен еді. Құнанбай жайын да жақсы білетін. Абайдың алғашқы әйелі Ділданы да сол жылдары көрдім. Москал тартып қалған болатын. Абайдан соң он жылдан кейін барып дүние салған, оның айнымас азбас жары Әйгерім небір қымбат жәйттерді әңгімслеп берді.

Материал жинай жүріп, мен Абайдың достарымен, сыйластарымен, бұрын қысастық жасаған жауларымен де әңгімелесіп көрдім. Олардың ішінде Абайдың тұрғыластары да, солардың ұрпақтары бар еді. Соншама ізденудің арқасында болашақ қаһарманым жайында аса көп материал жинағаным соншалық, Горькийдің: «Үндемей қалуға ықтиярың жоқ нәрсе жайында ғана жаз», - деген ұлы өсиетін іштей қайталап айта беруден танғаным жоқ. Тіпті қазір Абайдың балалық және жастық шағы жайындағы роман тәмам болған соң да сол кітапқа кірмей қалған материалым мейлінше көп екенін көрдім, Соған иек арта отырып қаһарманымның өмір жолының сол кезеңі жайында тағы бір кітап жазуға болар еді. Материалдың молдығы менің еңбсгімнің сәтті боп шығуына аса көп септігін тигізді.

Бірақ материал жинауда талай-талай киындық та болды. Өзіммен әңгімелескен қарттардың көп нәрсені ұмытып қалған көкірегінсн өткен күннің сырларын ұғуға, оқуға тура келді. Абайдың әр алуан замандастарының айтқандарын салғастыра отырып, көп нәрсені өз ойыммен топшыладым. Әлдеқашан бел асып кеткен көштің жұртына кешігіп жеткен жолаушы жылтыраған бір қызғылт шоқ тауып ап, тұтатпақ боп үрлемей ме - жаңағы естеліктерді шашау шығармай сақтаған менің халім де сондай еді. Сөйтіп, мен карт адамдардың көмескі жадында ұмыт болған көп нәрселерді қайта ойлатып, айтқызып алдым. Алпыстағы Әйгерімнің әжімді бетін қарап, оның бір кезде Абайды ынтықтырган жас шырайлы сұлу жүзін көз алдыма елестетуім де солай еді.

Бірте-бірте өз халқының көкірек көзі болған Абаймен бірге мен де сол халықтың жан-жүрегін ұғуға және соны бір абзал қалпында ашып беруге, жайып салуға тырыстым. Жас Абайдың жалын атқан сезімі, жігіт ағасы болған Абайдың толғаулы ойлары мен әрекеті, кәрілік меңдеген шақтағы халық қамқоры, халық ұстазы болған Абайдың тартысы мен тақсіреті - міне осының бәрі сол дәуірдегі халықтың да жаны мен жүрегін ұғуға бастайтын жол еді.

Халықтың көрер көзі, лүпіл кақкан жүрегі, дана ойы болған Абай менің ұғынуымда да халықтың кажырлы талабы мен асқақ ой-сезімінің, жан-жүрегінің, оның бойындағы ең абзал қасиеттің жиынтығы болып табылады.

Абай бейнесіне мен осындай ойлармен ден қойып ем.

Шәмәйдә өткүзгән мошу жилларда М.Әвезов Л:.Н. Толстойниң «будда» әсәрини қазақ тилиға тәржимә қилип, уни «Абай» журналиниң №1 ға 1918 жили елан қилиду. 1924 жили Ташкәнтте профессор Ю.Вагнерниң «Рассказы о происхождении земли» («Йәрниң пәйда болуши тоғрилиқ һекайиләр») әсәри Әвезов тәржимисидә алаһидә китап болуп чиқиду. Шундақла язғучи У.Шекспирниң, ДЖ.Лондонниң, Л.Толстойниң, Н.Погодинниң, И.Тургеневниң, К.Треневниң В.Б әсәрлириниьтәржимә қилған. «М.Әуезов көркем аудармадағы ең беделді теоретиктердің біріне айналады, ол өз өмірінің басым бөлігінде жай аудармамен ғана шұғылданумен шектелген жоқ: Гоголь, Тургенев, Чехов болып сөйлеген жазушы, сонымен қатар оларға да ұлттық мәдениеттің рухын сіңіре білді (Н.Анастасьев).»

V. Бәкитиш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 278-284-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Вақти Әдәбият 10-синип 158-163-бәтләр Дәрис № 55

Дәрисниң мавзуси: Зоһуриддин Муһәммәд Бабур

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, лирикиси тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш, әдәбиятқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш М.Әвезовниң һаяти вә ижадийити, «Абай йоли» әсәри тоғрисида билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш З. М. Бабур (1483-1530)

Бабур Ана тәрәптин Әмир төмүрниң, Ата тәрәптин Чиңгизханниң әвладидур. Шу сәвәптин униң томурида Мәркизий Азия вә Оттура Азиядики икки бүйүк истилачиниң қени аққан. Бабур 1483-жили 14-февральда атиси Өмәр шәйих һөкүмранлиқ қилған Пәрғанида туғулди. Атиси қаза қилған чағда бари-йоқи 11 яшқа кирип, төрт ай өткән еди. Бу һәқтә "Бабурнамә"ниң дәсләпки қурлири мундақ гуваһлиқ бериду: "Сәрви каинатниң шапаити вә чаһарйари басәпаларниң һиммити билән сәйшәнбә күни рамизан ейиниң бешида тарих сәккиз йүз тоқсан тоққузда (миладийә 1494-йили ийунда) Пәрғанә вилайитидә 12 йашта падишаһ болдум...". Бабур яшлиқ чағлирида көп җапа-мәшәқәт вә дишварчилиқларни баштин кәчүрүшкә мәҗбур болди. У өзиниң ата мирас мүлки һесаплинидиған Сәмәрқәндни икки қетим бойсундурди вә икки қетим қолдин берип қойди. Йеши раса 21 гә тошқанда, йәнә арида мувәппәқийәтсиз 10 жил өтүп кәткәндин кийин, у ата жутини қайта ташлиди-дә Һендиқуштин өтүп Кабулни ишғал қилди. 1511-йили Сәмәрқәндни қайтурувелишқа йәнә бир қетим урунуп көрди. Бу қетим ғәлибә пәйзини сүргән болсиму, бир йилдин кейин Сәмәрқәнд йәнә қолдин кәтти, Бабур шу тәриқидә Сәмәрқәндни үч қетим елип, үч қетим қолдин берип қойди. Бабур Сәмәрқәндни елиштин көңли совуғандин кейин чөчәкләрдикидәк байлиқларға толуп ташқан Һиндистанни елишқа бәл бағлайду. Ақивәттә пүтүн Һиндистанни өз тәсәррупиға киргүзиду. Шундақ қилип Бабур Һиндистанниң шаһиншаһи вә бүйүк бабурийләр дөлитиниң асасчиси болуп қалди. Бабур-шир дегән мәнадики сөз болуп, "Бабур"ләқимини алған бу кишиму һәқиқәтән өзиниң исми-җисмиға лайиқ адәм еди. Келишкән қәдди-қамити вә наһайти күчлүклигидин ташқири жүрәклик, әпчиллик, чаққанлиқта униң алдиға өтидиғини йоқ еди. У қийинчлиқларға писәң қилматти болупму очилиқта батур аталған еди. У көпинчә бәстилик икки адәмни қолтуқлавелип Әгрә қәләсиниң үстидә жүгрәп мәшиқ қилған. Су үзүшкиму аҗайип маһир болған. Ганг дәриясидин башқа йолда учриған дәрйаларниң һәммисидин үзүп өткән. Бабур тәбиәтни, бәзмә-мәшрәпни наһайити яхши көрәтти. Болупму тағлар, идирлар, бағлар, яйлақларни көргәндә зоқ-шоққа толуп, илһами қайнап, худди булбулгояға айлинип қалатти. У имани камил мусулман болуп, Аллани бир дәмму есидин чиқармиған. Лекин мутәәссип болуп

қелиштин сақланған. Бабур сөзгә бай, натиқ, истедатлиқ сәркәрдә, ар-номуси күчлүк шәхс болсиму, дөләт әрбаби болушта таза йүксәкликкә көтирилмигән. Өз ғәлибилирини давамлиқ сақлап қалалмиған. Мәмликәтни идарә қилишни яхши йолға қоялмиған. Һөкүмранлиғи дәвридә пут тирәп туралайдиған мәһкимә болмиған вә мустәһкәм қанунлар йолға қоюлмиған. Бабурниң көплигән ишлириниң ахири чиқмай қалған. Шу сәвәптин оғли Һумайун буниң дәрдини аз тартмиған. Бабур 1530-йили 26-декабрьда 48 йешида аләмдин өтиду. Дәсләптә униң җәсиди Әгрәгә дәпнә қилиниду. Кейин Кабулға көчүрүлүп, дәрия бойидики анчә чоң болмиған бир гүзәл бағниң ичигә дәпнә қилиниду.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Бабур лирикиси вә униң мавзулири тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 158-163-бәтләрни оқуш вә сөзләш.

Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)

Бабур

(1483-1530)


Вақти Әдәбият 10-синип 163-164-бәтләр Дәрис № 56

Дәрисниң мавзуси: «Бабурнамә» әсәри

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Тарихқа, әдәбиятқа қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

З.М.Бабурниң һаяти вә ижадийити, лирикиси тоғрисида билимини байқаш үчүн дәрисликтики соал вә тапшуруқларни ишлитиш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Бабурнамә» әсәри

Уйғур әдәбиятида жилнамичилиқ жанридики әң үлгилик әсәр. Бу әсәрдә Бабурниң 35 жиллиқ һөкүмранлиқ һаятиниң 20 жили (1493-1509 вә 1525-1529) йорутулған.

«Бабурнамә» тарихий (жилнамә)әсәр болуп, Бабурниң ата һәм ана жәмәт нәсәп йилтизи билән уруқ-туққан, қериндашлирини тонуштуриду, иккинчи планда өзиниң тәхткә чиқишидин башлап Һиндстанни егәллигәнгә қәдәр болған көп жиллиқ уруши вә тиничлиқ вәқәлирини, өзиниң шәхсий паалийити вә әмәлдарларниң иш-һәрикәтлирини тонуштуриду. Әсәрдә һәр бир жил вәқәлири билән орунлири бапларға бөлүнгән, шеирийәт, һекайәт, ривайәт, мақал-тәмсилләр билән безәлгән.

  1. Бабурниң атиси Өмәр шәйхниң өлүми

  2. Икки тағисиниң Пәрғаниға әскәр тартиши

  3. Сәмәрқәнтни елиши

  4. Пәрғанидин айрилип, Кабулни маканлиши

  5. Һүсәйин Байқара билән бирлишип, Шайбаниханниң Хурасанни бесивелиш һужумини тар-мар қилиш

  6. Һиндстанни егәлләштики Пәнжан уруши

  7. Пәнпәт уруши

  8. Патеһнур уруши вәқәлири әсәрдә көрситилгән.

«Бабурнамә» әсәри әсли уйғур тилида йезилған. Ташкәнттә икки-үч қетим бесилған. Йеқинда Үрүмчидә нәшир қилинди.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ «Бабурнамә» әсәри тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 163-164-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Вақти Әдәбият 10-синип 165-169-бәтләр Дәрис № 57

Дәрисниң мавзуси: «Манас» эпоси

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Қериндаш хәлиқләр әдәбиятиға қизиқишини ашуруш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

З.М.Бабурниң һаяти вә ижадийити, лирикиси тоғрисида билимини тест тапшурмилири арқилиқ байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш «Манас» эпоси

«Манас» қирғиз хәлқиниң батурлуқ эпоси. Эпос жанриниң асасий бәлгүси батурлуқ, тарихийлиқ, әвлат зәнжирлик аламәтлири униңда болғачқа, у дуния әдәбиятиниң тәңдиши йоқ «Илиада», «Одиссея», Шаһнамә» әсәрлири билән бир қатарда туриду. Бирақ бу әсәрдәк аммивий әсәр һеч йәрдә болған әмәс. «Шаһнамә»ни уни яратқан хәлиқ китаптин оқуп билсә, қирғиз хәлқи «Манасни» ағзәки күйләйду.

«Манасниң» келип чиқиши узун тарихқа егә. Қирғизлар өз нәсәбини Оғузхандин бөлүнүп чиққан дәйду. Эпосниң әң қедимий версияси түркий Алтай тил системисиға киридиған қипчақ тилида таралған.Енисей дәври уруқ-әвлат негизини мәзмун қилған вә шу уруқ бөлүнүп, пүтүн Алтайға көчүп кәлгән Ороздо ханниң чоң оғли, Жақипниң һаяти эпосниң асасий сюжет линиясини тәшкил қилиду.Жақип Алтайни маканлиғанда қалмақлар қолиға чүшиду, Жақипниң аяли Манасни йошурун туғиду, йошурун беқип чоң қилиду. Әсәрдә Манас вә униң Сәмәтәй вә Сәйтәк икки оғул әвладиниң қалмақлар билән уруши тәсвирлиниду. Манасниң 8 әвладиниң басқунчиларға қарши жүргүзгән урушлири тоғрилиқ ейтилиду. Йүсүп Мамай вариантида: Хан - Мамай - Бодоно - Бойонқан - Чаянқан - Қарақан - Ороздо - Жақип - Манас. Ороздо заманиға кәлгәндә, униң 5 аялидин 10 оғул туғулиду.Булар бир-бири билән сиғишмайду. Эпос Алтайдин көмәй қалған Жақип вә униң оғли Манас тоғрисида. Манас 4 яш чеғида батурлуқ көрсәткән.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ «Манас» әсәри тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 165-169-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Об исключительной популярности "Манаса" среди кыргызского народа можно судить и по такому факт: не смотря на огромный объем эпоса, каждый кыргыз знает его основную сюжетную линию, может перечислить всех главных героев и пересказать содержание важнейших эпизодов.

"Манас" является героическим эпосом. Основу его содержания составляет изображение доблестных подвигов богатыря Манаса во имя объединение своего народа, подвергавшегося набегам иноземцев, разгромленного и разобщенного, во имя освобождения отечества от захватчиков и защиты его от вражеских сил. Однако содержание "Манаса" намного шире обычных "узких" рамок героического эпоса. В его сюжете наряду с крупными эпизодами, повествующими о воинских подвигах, соседствуют эпизоды о мирной жизни народа. В содержании таких эпизодов раскрываются повседневный быт, обычаи, нравы народа, красочно описываются различные тои, поминки и другие стороны мирной жизни. В эпосе можно обнаружить различные малые жанры - от обрядовых плачей по умершим (кошок), песен жалоб на судьбу (арман), завещательных песен (керээз) до народных назидательных песен (санат-насият), от описания различных обрядов (женитьбы, пиршеств, поминок по умершим, сватовства, угощений в честь прикочевавших или откочевавших родичей, соседей и т.п.) до изображения эпизодов, показывающих раздел земельных угодий (пастбищ), переход из одного географического района в другой и т.п.



























Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 58


Дәрисниң мавзуси: Инша. (М.Әвезов, З.Бабур ижадийити бойичә)

Мәхсити: 1 Өтүлгән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, ижадий ишләшкә дәвәт қилиш.

Дәрис түри: билимини тәкшүрүш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, гезит материаллири, дидактикилиқ материаллар.

Қоллинилидиған усуллар: соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң М.Әвезов вә З.Бабур ижадийити тоғрисидики билимини байқаш вә өз алдиға ишләшкә үгитиш.

ІІІ. Билимини тәкшүрүш

1. Соал-жавап усули арқилиқ оқуғучиларниң билимини байқаш вә инша режисини түзүш

2. Иншаға эпиграф таллаш

3. Инша йезиш қаидилирини әскә чүшириш


М.Әвезов - язғучи вә драматург

Режә:

І. Киришмә. М.Әвезовниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат

ІІ. Асасий қисим:

  1. Язғучиниң драма әсәрлири

2.2. «Абай йоли» эпопеясиниң идеявий-бәдиий мәзмуни

ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң алаһидиликлири вә әһмийити


З.Бабурниң «Бабурнамә» әсәри - автобиоргафиялик әсәр

Режә:

І. Киришмә. Зоһуриддин Бабурниң һаяти вә ижадийити һәққидә мәлумат

ІІ. Асасий қисим:

  1. Бабур лирикиси

2.2. «Бабурнамә» әсәриниң идеявий-бәдиий мәзмуни

ІІІ. Хуласә. Әдип ижадийитиниң алаһидиликлири вә әһмийити


ІV. Өйгә тапшурма.

Инша йезиш.


Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 59

Дәрисниң мавзуси: Иншани тәһлил қилиш


Мәхсити: 1 Оқуғучиларниң ижадий ишини тәһлил қилиш

2. Саватлиқ вә мустәқил пикир қилишқа үгитиш

3. Әдәбиятқа қизиқишини ашуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш

Дәрис түри: қайтилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: оқуғучиларниң иншалири

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, сөһбәт

Пайдиланған технология

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң язма ишлири бойичә тәһлил жүргүзүш арқилиқ уларни ижадий издинишкә өз алдиға мустәқил пикир қилишқа дәвәт қилиш.

ІІІ. Иншаларни тәһлил қилиш режиси:

Һәр бир оқуғучиниң камчилиқ вә утуқлири тәпсилий тәһлил қилинип, сөһбәт жүргүзүлиду.

  1. Оқуғучиниң мавзу таллиши.

  2. Инша мавзусиға лайиқ эпиграф таллаш.

  3. Режиниң түзүлүши. Режиниң мавзуға лайиқ болуши.

  4. Иншада мавзуниң ечилиши. Жавапниң толуқ болуши.

  5. Инша йезишта стилистика қаидилиригә реайә қилиш.(жүмлиниң түрлири, уларниң бир-бири билән бағлиниши, пикирниң изчил болуши)

  6. Имла қаидилиригә реайә қилиш.

  7. Тиниш бәлгүләрниң тоғра қоюлуши.

  8. Қошумчә әдәбияттин орунлуқ пайдилиниши.

  9. Өз пикрини изһар қилиши.

ІV. Йәкүнләш вә баһалаш

V. Өйгә тапшурма.

А.С Пушкин һәққидә материаллар тепип келиш.



Вақти Әдәбият 10-синип 295-300-бәтләр Дәрис № 60

Дәрисниң мавзуси: Жаһан әдәбияти. А.С.Пушкин

Мәхсити: 1 Әдипниң һаяти вә ижадийити, әсәрлири тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш, әдәбиятқа болған көз қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, әсәрлириниң тәржимилири, дәрислик, методикилиқ қолланма

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш А.С.Пушкинниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш А.С.Пушкин (1799-1837)

1799-жили 6-июньда Москвада дворян аилисидә туғулған.Даиси Сергей Львивич әдәбиятқа қизиқатти, шу сәвәптин уларниң аилисидә А.Жуковский, Карамзин, Дмитриевлар болуп туратти. Кичик Пушкин көп вақтини дадисиниң китапханисида өткүзәтти. 7 яш вақтида француз тилини яхши билип, 9 йешида шу тилда шеир язған. 1811-жили йеңи ечилған Царскосельский лицейиға қобул қилиниду. 1814-жили дәсләпки шеири «Вестник Европы» журналида йоруқ көриду. Лицейда вақтида Пущин, Кюхельбекер охшаш декабристлар, Дельвиг дегән шаир билән тонушиду. Гусар полкиниң офицери, Бородино жеңиниң қатнашчиси, язғучи Петр Яковлевич Чаадаевму Пушкинниң йеқин дости болған.

1817-ж. Пушкин лицейни тамамлап, Петербургқа ишқа орунлишиду. Дәсләп «Арзамас», андин «Йешил лампа» жәмийәтлиригә әза болиду.

1818-жили «Әркинлик» қәсидисини язиду.Пушкин шеирлири самодержавие сәяситигә қарши болғанлиқтин, уни Сибирьға сүргүн қилиш мәсилиси қоюлиду. Ағинилири ариға чүшүп, уни Россияниң жәнубиға сүргүнгә алмаштуриду. Сүргүн қилинип, «Руслан вә Людмила» поэмиси чиқиду. Ектеринославқа келип, қаттиқ ағрип қалиду, Давалиниш үчүн Кавказға бариду. Декабристлар билән арилишиду. Вә «Хәнжәр», «Тутқун» шеирлирини язиду. 1823-жили язлиғи достлири Одессида яшашқа рухсәт алиду. «Евгений Онегинниң» 2-3 баплирини түгитип, «Цыганлар» романтикилиқ поэмисини башлайду. 1824-ж. Одессидин Михайловское имениесигә сүргүн қилинип, 1826-жили қайтиду. Лекин у назарәттә туриду. 1827-ж. «Сибирьға», «Арион» шеирлирин язиду. 1826-1829-жиллар униң камаләт чоққиси.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Пушкин һаяти тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 295-300-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Вақти Әдәбият 10-синип 300-306-бәтләр Дәрис № 61

Дәрисниң мавзуси: А.С.Пушкинниң лирикиси

Мәхсити: 1 Әдип лирикиси тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ вә бағлинишлиқ пикир қилишқа, шеирни тәһлил қилишқа

үгитиш

3. Инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш, әдәбиятқа болған көз қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: әсәрлириниң тәржимилири, дәрислик

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

  1. А.С.Пушкинниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

  2. Оқуғучилар өзлири таллап кәлгән шеирни ипадилик оқуп, мәзмунини чүшәндүриду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

А.С.Пушкин лирикиси

Пушкин ижадийитидә лирика асасий орун егиләйду. Шеирлирида ижтимаий тәңсизликкә, адаләтсизликкә наразилиқ, әркинликкә интилиш, кишилик һис-туйғулар, муһәббәт күйлири, көңүл ришти бәдиий тил билән образлиқ пикрләргә жиғинчақланған.

Әрксөйәр роһ билән суғирилған шеирлири «Әркинлик», «Йеза», «Чаадаевқа», «Сибирьға».

Вәтәнгә болған чәксиз муһәббәт, әрк теңи етишиға ишәнч «Арион», «Анчар», «Тутқун», «Булут» шеирлирида әкис етилгән.

Муһәббәт лирикиси назук һәм таза, һәқиқий инсаний туйғуларға толған. Мәсилан, «Мән сизгә ашиқ едим», «Грузия қирлирини япти зулум», «Жирақтики Вәтәнни дәп», «Ейтмиғин, дилбәр, алдимда»

Тәбиәт мәнзирисидин күзни алаһидә яқтуриду. «Күз» шеирида униң өзигә әзиз екәнлигини, күзниң муңлуқ қияпитини тәсвирләйду.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Пушкин һаяти вә ижадийити тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 300-306-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Вақти Әдәбият 10-синип 176-178-бәтләр Дәрис № 62

Дәрисниң мавзуси: Жан Батист Мольер

Мәхсити: 1 Мольер һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Жаһан әдәбиятиниң көрнәклик вәкиллири ижадийитигә болған көз қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, сүрәтләр

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш А.С.Пушкинниң һаяти вә ижадийити, лирикиси тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Жан Батист Мольер (1622-1673)

  1. Дуния әдәбиятиниң мәшһур вәкили, 4 әсирдин бери комедиялири өз күчини йоқатмиди.

  2. 1622-ж. Жан Батист Поклен (әсли фамилияси) король хизмәтчиси аилисидә. Кичигидә анисидин айрилиду, бовисиниң қолида өсиду. Клерман колледжида оқуйду. Әла оқуп, әдәбият вә философиягә қизиқиду.

  3. Оқуштин кейин у ата кәспигә варислиқ қилмай, актерлуқни таллайду.Кәлгүси драматург Сарано де Берингапниң аиләвий театридин өз паалийитини башлайду. 30 жил вақтини сәһнидә өткүзиду. Яшлар трупписи билән шәһәр, йезиларни арилашқа башлайду. Хәлиқниң һакимийәткә наразилиғи, күрәш, униң һаятини өз көзи билән көрүп, һәммини һәзил билән йәткүзүшни ойлап, күлкилик рольларни ойнашқа башлайду.

  4. 1655-жили «Тәнтәк яки һәммә нәрсә орунсиз» намлиқ тунжа комедиясини язиду. Әсәрниң шөһрити тарқилип, Людовик намидики сарайға тәклип қилиниду.

  5. 1695-жили «Күлкилик найнақларда» комедиясидә жуқури тәбәқидики аялларни күлкә астиға елип, шәрмәндә қилиду. Комедиядики асасий мәхсәт - кийимини, ташқи көрүнүшини демисә, аддий хәлиқтин һеч пәрқи йоқ вәкилләрни тәнқит қилиш.

«Следующие комедии - «Тартюф, или Обманщик» (1664), «Дон Жуан, или Каменный гость» (1665) и «Мизантроп» (1666) - считаются вершинами творчества Мольера.»

Всего Мольер оставил 29 комедий, часть из них была написана по случаю придворных празднеств - «Принцесса Элиды» (1664), «Господин де Пурсоньяк» (1669), «Блистательные любовники» (1670) и др., некоторые относятся к жанру семейно-бытовых комедий, как, например, «Жорж Данден, или Одураченный муж», «Врак поневоле», «Скупой» (все - 1668), «Плутни Скапена» (1671), «Ученые женщины» (1671) и др.

Последние значительные комедии Мольера - «Мещанин во дворянстве» (1670) и «Мнимый больной» (1673) - написаны как комедии-балеты.

Комедия «Мнимый больной» стала эпилогом жизни ее автора. 17 февраля 1673 года Мольер вышел на сцену, чтобы в роли Аргана веселить публику его мнимыми болезнями. Некоторые зрители заметили, как у него начались судороги, но восприняли это как блестящую игру. После спектакля у Мольера хлынула горлом кровь, и он скончался. Ему исполнился пятьдесят один год.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Мольер һаяти тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма 176-178-бәтләрни оқуш вә сөзләш.


Вақти Әдәбият 10-синип 178-181-бәтләр Дәрис № 63

Дәрисниң мавзуси: «Тартюф яки алдамчи»

Мәхсити: 1 Әсәрниң мәзмуни тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Инсанпәрвәрлик тәрбийә бериш, дуния қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, сүрәтләр

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Мольер һаяти вә ижадийити, комедиялири тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

«Тартюф яки алдамчи»

«Тартюф» драматикилиқ һаләтләргә толған әсәрдәк туюлсиму, сатирикилиқ комедия жанриниң алаһидиликлиригә егә. «Әвлиясиман», роһаний ниқавидики мутәһәм бай буржуа Оргонниң өйигә киривелип, униң толуқ ғожайиниға айланғанлиғи көрситилиду. Мутәһәм Оргонниң ишәнчисигә киривелишни аз дәп, униң аялини айландуруп, өй егисиниң қизи Марианниға өйлинип, мәхсәткә йетиш үчүн Оргонни солитиветишкә һәрикәт қилиду.

Тартюф - икки үзлүк, мәккар адәм.

Бир қизиқ йери - Оргон Тартюф билән тонушуштин башлап, у мениң сөзүмдин чиқмайду, мән уни өзәмгә үгитивалдим дәп ойлайду. Амма Тартюф ғожайинниң сөзини тиңшашни тиңшайду, әмәлдә пәқәт өз ойини әмәлгә ашуриду. У өй егисиниң камчилиқлардин устилиқчә пайдилиниду.

Бирақ Тартюф өз мәхситигә йетәлмәйду, у қолға елиниду.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Мольер ижадийити тоғрисида мәлумат бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

Дәрисликтики соал вә тапшуруқларни орунлаш

VІІ. Өйгә тапшурма

178-181-бәтләрни оқуш вә сөзләш.








Вақти Әдәбият 10-синип -бәтләр Дәрис № 64

Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: комедия

Мәхсити: 1 Комедия тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Драматургиягә қизиқишини ашуруш, дуния қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, сүрәтләр

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Мольер һаяти вә ижадийити, комедиялири тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Комедия - драматургияниң жанри. Униңда турмуштики күлкилик вә мувапиқ болмиған һадисиләр әкис етилиду, ижтимаий яки турмуштики бирәр сәлбий һадисә, инсан мүжәз-хулқидики бирәр нуқсан күлкә астиға елиниду.

Драматик әсәрниң бир түри ретидә комедия қедимий Грециядә пәйда болған һәм униң келип чиқиши шарап вә шатлиқниң худаси Дионисниң шәрипигә уюштурулидиған хәлиқ бәзмилиридики нахша вә уссуллардин башлиниду.

Бизниң драматургиядә өтмүшниң қалдуқлирини, шуниң билән бир қатарда һаятта йүз бериватқан бәзи илләтләрни тәнқит қилидиған комедияләр йезилди. Уйғур театриниң сәһнисидә «Акам өйлиниду», «Баламни қандақ қейината дәймән?», «Келинләр қозғилиңи» вә башқиму комедияләр қоюлди.

V. Бәкитиш.

«Пьесилар» иктавидин комедияләрни мисалға кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң чүшәнчисини кәңәйтиш

Рус вә қазақ сәһнисидә қоюлған комедияләр тоғрисида билимини байқаш.

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма

Бир комедияни оқуп, сөзләп келиш.




Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)


Амандина-Люсиль-Аврора Дюпен

Жорж Санд


(1804-1876)















Урок по уйгурской литературе на тему Билал Назимниң һаяти вә ижадийити (10 класс)




Амандина-Люсиль-Аврора Дюпен

Жорж Санд


(1804-1876)




Вақти Әдәбият 10-синип 170-175-бәтләр Дәрис № 65

Дәрисниң мавзуси: Жорж Санд

Мәхсити: 1 Жорж Санд һаяти вә ижадийити тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ сөзләшкә вә бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

3. Жаһан әдәбиятиниң көрнәклик вәкиллири ижадийитигә болған көз қаришини кәңәйтиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: портрети, дәрислик, сүрәтләр

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, сөһбәт

Пайдиланған технология тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:

Дәрисниң бериши:


І. Уюштуруш. Салам-ш, оқуғучи-ни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ-ІІІ. Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Жан Батист Мольерниң һаяти вә ижадийити, комедиялири тоғрисида оқуғучиларниң билимини байқаш

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

Жорж Санд (1804-1876)

1. Аврора Дюпен Париж. Эндр департаментидики Ноан. 1804. Июль

2. Париждики инглиз католиклириниң монастыри. Турмушқа чиқиду. Әсәрлирини йолдиши А.Дюдеванниң намидин чиқириду.

3. 1831-ж. ажришиду. Язғучи Жюль Сандо билән «Роз вә Бланш» романини язиду.

4. 1840-жилдики июль инқилави. Жорж Санд үн қошиду. 1832-жили «Валентина» романини язиду. Әсәрдә аял мәсилиси көтирилгән, инсан әркинлиги һәққидә. Жорж Сан тәхәллуси билән.

5. «Лелия» (1833), «Шах» (1834) романлирини язиду.

6. Ижадийитиниң чоққиси «Консуэло» (1842-1843) Аддий кишиләрниң ижадий имканийәтлиригә ишәнчә бағлап, миллий-азатлиқ күрәш пафосини күйләйду.

7. Язғучилиқ қилиш билән биллә жәмийәтлик паалийәтни кәң қанат яйдуриду.

8. «Консуэло» романи 18-әсирниң 40-50-жиллир йүз бәргән вақиә тоғрисида

9. Әсәрниң асасий қәһримани Консуэло. Бу образ арқилиқ өзиниң йеқин дости Полина Виардони әкис әттүргән. Романда сәнъәткарниң жәмийәттә тутқан орни \һәққидики арзу-арманлири көрситилгән. У өз бешиға чүшкән нурғун қийинчилиқларни йеңип, өз мәхситигә йетиду.

V. Бәкитиш.

Қошумчә мәлуматлар арқилиқ Жорж Санд һаяти тоғрисида ейтип бериш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма

170-175-бәтләрни оқуш вә сөзләш.






Амандина-Люсиль-Аврора Дюпен появилась на свет 1 июля 1804 года в Париже. За час до рождения ее отец Морис Дюпен импровизировал на кремонской скрипке, а мать Софи Делаборд танцевала перед ним в розовом платье. И музыка, и это розовое платье - все предсказывало счастливую судьбу новорожденной…


Девочка уродилась резвой, горячей и непослушной. В 13 лет она шокировала сверстниц барышень и их родителей тем, что в сюртуке, фуражке и с ружьем через плечо отчаянно гонялась за зайцами и отлично ездила верхом. Впрочем, сама себя Аврора называла «полубарышня-полумужичка». Двойственное происхождение доставило ей в детстве много горя.


С одной стороны, Аврора была правнучкой знаменитого маршала Франции Мориса Саксонского, безрассудно смелого и такого же безрассудно веселого: он учил, что французы побеждают только тогда, когда их ведут в наступление весело. При войсках маршала всегда содержалась группа комедианток, и о сражении, назначенном на следующий день, как правило, сообщали со сцены. Будущая Жорж Санд унаследует эти фамильные веселость и оптимизм. Неунывающим характером отличалась и ее бабка - Мари-Аврора Дюпен де Франкей - незаконная дочь маршала. Она настойчиво бомбардировала правительство прошениями признать Саксонского своим родителем, и после энной попытки парижский парламент удовлетворил-таки ее требование. Оставшись вдовой после смерти мужа, Дюпена де Франкей, бабка Аврора оказалась вовлеченной в драматические события 1789 года. Справедливо опасаясь революционных катаклизмов, она спрятала в кирпичной стене одного парижского двора серебряную посуду и драгоценности. Но поскольку в обычае были доносы, какой-то доброхот донес на Аврору Дюпен Революционному комитету. Ее арестовали и посадили в монастырь. Дешартр, воспитатель сына Авроры, Мориса, и сам 11-летний Морис - будущий отец Жорж Санд, ночью пробрались к тайнику и уничтожили находящиеся там бумаги, весьма компрометирующие госпожу Дюпен в глазах революции. Это был поступок очень смелых и верных людей. Однако, к счастью, пришел термидор и Аврору выпустили.

Все эти истории бабки впитывала юная Аврора, на них формировался ее характер. Бабушка Аврора, обожая и балуя внучку в громадном наследственном поместье Ноан, близ Берри, не сочла, правда, нужным рассказать ей о том, как отговаривала своего сына Мориса, ставшего блестящим военным, вступать в брак с вульгарной простолюдинкой Антуанеттой-Софи-Викторией Делаборд, дочерью парижского птицелова. Но Морис выказал себя человеком чести, и незадолго до того, как Софи должна была родить, женился на ней вопреки воле любимой матери. Увы, благородный Морис погиб в августе 1808 года, наскочив ночью верхом на груду камней. Смешливая, злоязычная и непочтительная Софи не ужилась со свекровью в Ноане и, оставив дочь на попечение богатой бабушки, упорхнула в Париж.

Все эти подробности чрезвычайно важны для формирования характера будущей Жорж Санд. С одной стороны, она выросла в богатом и изобильном беррийском поместье аристократкой, богатой наследницей, ибо бабушка, почившая в январе 1821 года, оставила внучке имение Ноан, парижский отель «Де Нарбонн» и солидную ренту. Но (и в этом «но» заключалось все то, что составляло скорбь, сожаление и несчастье старой графини) юная Аврора самым неприличным и неблагодарным образом была привязана к своей грубой матери Софи. При малейшей возможности рвалась она в крошечную чердачную квартирку в Париже, наслаждалась развязным жаргоном уличного мальчишки, на котором изъяснялась родительница. Непримиримые отношения бабушки и матери с самых ранних лет травмировали Аврору. В сущности, жалость к матери и сочувствие к ней в будущем заставили Жорж Санд переживать социальное неравенство как личную драму. Впоследствии это скажется на ее политических симпатиях.

© 2010-2022