План конспект Уйғур тили Мустәқил сөзләр 5синип

Раздел Другое
Класс 5 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат doc
Изображения Есть
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Дәрисниң мавзуси: Мустәқил сөзләр

Мәхсити: 1 Сөзләрниң түрлири, мустәқил сөзләрниң алаһидиликлири һәққидә чүшәнчә бериш

2. Морфологиялик тәһлил қилишқа, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа, бағлинишлиқ сөзләшкә адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини ашуруш,өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри: арилаш

Дәрис типи: қелиплашқан

Көрнәклик қураллар: дәрислик, таблица

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология: СТО «Тоғра вә натоғра пикирләр», «Идеяләр дәриғи» инсерт, Венн диаграммиси

Йеңи уқумлар: мустәқил, грамматика, синтаксис

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш, өзини-өзи баһалаш вариғини тарқитиш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң қошумчилар һәққидики билимини байқаш, сөз түрлири, мустәқил сөзләр тоғрисида билим бериш.

Психологиялик тренинг Еғизчә тапшуруқ. Тахтида карточкилар есилған. Униңда мақаллар бар. Оқуғучи мақални тоғра давамлаштурса, варақ кәйнидә униңға беғишланған тиләк чиқиду.

1. Миң тәңгәң болғичә,....

2. Билимликниң гепи оң,.......

3. Тән сақлиқ-.....

4. Атилар сөзи-......

5. Билим билән һекмәт-......

6. Яхши тепип сөзләйду,......

7. Дост жиғлитип ейтиду,......

8. Йәттә өлчәп-.....!

Синип 2 топқа бөлүниду.

Һәр топтин 1 оқуғучи чиқип, өзлиригә нам таллайду вә сәвәвини чүшәндүриду.

1-топ - «Саламәтлик»

2-топ - «Әмгәк»

ІІІ. Өй тапшурмисини сораш

Синип топ билән ишләйду. Һәр бир топ өткән мавзу бойичә ИНСЕРТ стратегиясини қоллинип, тапшурмилар берилиду.

1-топ - қощ сөзләр бойичә карточкилар арқилиқ

2-топ - бириккән сөзләр бойичә карточкилар арқилиқ

ІV Билимини тәкшүрүш

«Тоғра вә натоғра пикирләр» Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә тоғра пикирләрни ениқлайду:

1. Қошумчилар 4 түргә бөлүниду

2. Сөз ясиғучи қошумчилар жүмлидики сөзләрни бир-бири билән бағлайду

3. Билим, сезим, еқим сөзлири сөз ясиғучи қошумчиларниң ярдими билән ясалған.

4. Келиш қошумчилири сөз ясиғучи қошумчиларға ятиду

5. Уйғур тилида томурдин алдин келидиған қошумчилар бар

6. Барлиқ қошумчилар сөзниң томуридин кейин улиниду.

7. Сөз түрлигүчи қошумчә сөз ясиғучи қошумчидин кейин улиниду

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш..

Қизиқишини ойғитиш. Сүрәткә қарап, мәтин түзүңлар.

Силәрниң оюңлар қандақ? Мустәқил сөзләр дәп қандақ сөзләр атилиду? «Идеяләр дәриғи»гә чүшәнчиләр йезилиду

Сөзләр мәнасиға, грамматикилиқ хусусийәтлиригә, тилдики хизмитигә қарап 3 түргә бөлүниду: мустәқил сөзләр, ярдәмчи сөзләр, имлиқ сөзләр

Сөзләр

План конспект Уйғур тили Мустәқил сөзләр 5синипПлан конспект Уйғур тили Мустәқил сөзләр 5синипПлан конспект Уйғур тили Мустәқил сөзләр 5синип

мустәқил ярдәмчи имлиқ

Мустәқил сөзләр - өз алдиға мәна аңлитидиған вә жүмлидә жүмлә мүчиси болуп келидиған сөзләр.

Алаһидиликлири:

1. Мустәқил сөзләргә айрим һаләттә турғанда соал қоюшқа болиду

2. Лексикилиқ мәна аңлитиду. М: китап, тағ, қәләм - нәрсә намлири

Ақ, сериқ, егиз - нәрсә бәлгүси

3. Мофологиялик шәкли болиду: томур вә қошумчиға бөлүниду

4. Синтаксислиқ хизмити болиду

Мустәқил сөзләр: исим, сүпәт, сан, алмаш, пеил, рәвиш, тәхлидий сөзләр

Һәр түрлүк һис-туйғу, чақириш, һайдаш мәналирини билдүридиған сөзләр имлиқ сөзләр дәп атилиду.

Түзүлүши жәһәттин бир сөздин түз-н вә қош сөз шәклидә болиду.

2. Жүмлидә пәш арқилиқ ажритилип йезилиду.

3. Һис-туйғу имлиқлири күчлүк аһаң билән ейтилса, улардин кейин үндәш бәлгүси қоюлиду.

4. Бирәр соалға жавап бәрмәйду вә жүмлә мүчиси болалмайду.

Лексикилиқ мәна аңлатмайдиған, өз алдиға жүмлә мүчиси болалмайдиған, пәқәт сөзләрни яки жүмлиләрни бир-бири билән бағлайдиған сөзләр ярдәмчи сөзләр дәп атилиду.

Қазақ тилида

Рус тилида

V. Мустәһкәмләш.

1. 369-көнүкмә шәрти бойичә еғизчә орунлиниду.

2. 370-көнүкмә йезиқчә тахтида вә дәптәргә орунлиниду

Ким чевәр? оюни

  • "Алтун сандуқтин " мәтинни елип, қазақ, рус тиллириға тәржимә қилиду.

І топ Мениң достумниң исми-Мадина. Униң көзлири дүгләк, қап-қара. Чечи узун, оттура бойлуқ. Очуқ қиз.

Моего друга завут-Мадина. У нее глаза круглые и черные. Волосы длинные, рост средний. Характером добрая.

Мениң достумниң исми-Мадина. Униң көзлири дүгләк, қап-қара. Чечи узун, оттура бойлуқ. Мүжәз-хулқи очуқ.

ІІ топ Мениң бовам бар. Униң исми-Әкрәм. У 65 яшта. Бовам һөрмәтлик дәм елишта. Мениң бовам -әмгәкчан.

Менің атам бар. Атамның аты-Әкрам. Ол 65 жаста. Атам зейнеткер. Менің атам-еңбекқор

У меня есть дед. Его завут-Акрам. Ему 65 лет. Дед-пенсионер. Мой дед-трудолюбивый.

VІ. Бәкитиш.

Рефлексия. Һәр топқа өз етиға лайиқ мустәқил сөзләрни пайдилинип, мәтин түзүш тапшурулиду.

1-топ. - Хәлқимиз «Әқил қеримас, алтун - чиримас» дәп бекар ейтмиған. Әгәр әқлиң болмиса,…

2. топ - «Сақ тәндә - сағлам әқил» дегән сөздә наһайити чоңқур мәна ятиду. һәқиқәтәнму. Сәвәви…

VІІ. Өйгә тапшурма. 1.133-135-бәтләрни оқуш.

2.Қаидиләрни ядқа елиш, 5тин сөз ойлап йезиш


© 2010-2022