- Преподавателю
- Другое
- Қошма жүмлиләрниң бағлинишлиқ йоллири
Қошма жүмлиләрниң бағлинишлиқ йоллири
Раздел | Другое |
Класс | - |
Тип | Конспекты |
Автор | Разиев Б.З. |
Дата | 14.02.2015 |
Формат | docx |
Изображения | Нет |
Күни: 22.12.14 | Пәни: уйғур тили | 8- синип | |||
Дәрисниң мавзуси | Қошма жүмлиләрниң бағлинишлиқ йоллири | ||||
Умумий мәхсити | 1. Қошма жүмлиләрниң бағлинишлиқ йоллири тоғрилиқ умумий чүшәнчә бериш 2. Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш, ижадий ишләшкә үгитиш 3. Алған билимни әмәлиятта қоллинишқа дәвәт қилиш. | ||||
Пайдиланған әдәбиятлар | Асхат Әлімов, муәллимгә беғишланған ениқлима , қошумчә китап материаллири | ||||
Оқутуш нәтижиси | Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларға билим бериш | ||||
Түгүн идеяләр | Топлишип бир-бири билән кеңишиш арқилиқ оқуғучиларниң мавзу бойичә чүшәнчиләрни тәрәққий әттүрүш. Оқуғучиларға беғишланған тапшурмиларниң керәклигини әмәлгә ашуруш. Мәтин билән тонушуп, башқа әдәбиятлардин издинишкә ой салиш, селиштурушни билиш. | ||||
Әхбарат көзлири | гезит-журналлар, таратма варақчилар | ||||
Дәрисниң усул-тәсиллири | Ойлан, Жүпләш, Бөлүш, Билдим, Билимән, Билгүм келиду, тәһлил қилиш, издиниш, баһалаш, соал вә жавап бериш | ||||
Баһалаш | Муәллим синиптики оқуғучиларниң бир-бири билән мунасивәт дәрижисини назарәт қилиду. Мавзуни толуқ чүшинишни тәминләш мәхситидә оқуғучиларға һәртәрәплимә соалар қойилиду. Мавзуни яхши чүшәнгинигә муәллим формативлиқ критерийлар бойичә баһалап, өз пикирин билдүриду. | ||||
Тапшурмилар | Диалог. Мәхсус ярдәмни һажәт қилмайдиған оқуғучилар билән бирлишип ишләш. Оқуғучилар - муәллим уларниң мәтинни дурус чүшәнгинини тәминләш үчүн қошумчә соаллар қоюду. Оқуғучилар топларниң ишлирини баһалайду. | ||||
Дәристә қоллинилидиған ресурслар | Маркерлар, постер, стикер, слайд, смайлик. | ||||
Вақти | Дәрис этаплири | Муәллимниң иш- һәрикити | Оқуғучиниң иш - һәрикити | ||
6 минут | Психологиялик тренинг | Дәристә пикирдашлиқ атмосферасини қелиплаштуруш. Оқуғучиларни топқа бөлүш | Оқуғучиларниң психологиялиқ әһвални қелиплаштуруш Топқа бөлүнүш: | ||
8 минут | Өй тапшурмиси | соаллар қоюш арқилиқ тәкшүрүш | Қошма жүмлиләрниң бағлинишлиқ йоллири дегинимиз немә? Улар қандақ ясилиду? | ||
5 минут | Ой қозғаш
| Ситуациялиқ тапшурмилар бериш арқилиқ оқуғучиларниң оқушқа дегән қизиқишини ашуруш. | Оқуғучилар төвәндики соалларға жавап бериду: Қошма жүмлиләрниң бағлинишлиқ йоллири сөзини қандақ чүшинисиләр? Өз чүшәнчәңларни изһар қилиңлар? | ||
16 минут | Мәнасини ечиш Топлуқ иш | Мәтинниң асасий идеясин билиду Мәтинни өз алдиға қобул қилиш. Баһалаш мәтинни әстә сақлаш. Оқуғучиларниң билим вә маһарәтлири блум таксономияси асасида қараштурулиду |
| ||
3 минут | Сәгитиш пәйти | Уссул
| Оқуғучилар миллий уссулни орунлайду. | ||
5 минут | Рефлексия Баһалаш | Икки юлтуз, бир тиләк Оқуғучиларни баһалаш.
| Оқуғучилар дәрис бойичә өз ой-пикирлирини стикерға язиду, оқуғучилар бир-бирини баһалайду. | ||
2 минут | Өйгә тапшурма | Оқуғучиларға өй тапшурмисини чүшәндүриду. | 140- көнүкмә |