Конспекты по уйгурскому языку на тему А. Өткүр

Раздел Другое
Класс 7 класс
Тип Конспекты
Автор
Дата
Формат docx
Изображения Нет
For-Teacher.ru - все для учителя
Поделитесь с коллегами:

Тәкшүрүлди: _______

13.01.15

Уйғур әдәбияти 7-синип

Дәрисниң мавзуси

Абдуреһим Өткүрниң һаяти вә ижадийити

Дәрислик вә қошумчә әдәбият

Уйғур әдәбияти Б.Әлахунов

7-синип Р.Һезизова

Асасий мәхсити

Абдуреһим Өткүрниң һаяти,ижадийити бойичә өтүлгән мавзуларни әскә чүшириду вә қошумчә мәнбә берилиду.

Оқуш нәтижиси

Ойлаш қабилийити, еғизчә вә язмичә нутқи риважлиниду.

Өз алдиға мустәқил ишләшкә үгиниду.

Абдуреһим Өткүрниң һаяти вә ижадийити бойичә умумий мәлумат алиду.

Асасий идеяләр

Абдуреһим Өткүрниң мәдәнийитимиз тарихида шаир сүпитидә тонулған әдиплиримизниң бири болуп һесаплиниду.

Оқуш тәсилләр

Чүшәндүрүш,

көрситиш

Усули

1.Синиптики бирләшкән иш

2.Жүп билән иш

3. Мустәқил иш

4. Топ билән иш

Дәрислик билән иш,

йезиш,испатлаш,дәрис

оқуш,сөһбәтлишиш

Дәрис типи

Йеңи мавзуни өзләштүрүш

Технология

Тәнқидий ойлаш технологияси

Көзләр

Уйғур әдәбияти 7-синип 98-100-бәтләр

Тапшурмилар

1-тап. Дәрислик билән иш.

2-тап. Дәптәр билән иш

3-тап. Мәтин билән иш

Жабдуқлар

6.3.29

Дәрис бойичә муәллим билән оқуғучиниң иш- һәрикити

Психологиялиқ әһвал

1.Синипни уюштуруш (топлаш)

4.Йеңи мавзуниң мәхсити:

1.Дәрислик билән иш.

2.Дәптәр билән иш.

3.Тапшурмиларни орунлаш

5.Йеңи мавзу:Абдуреһим Өткүрниң һаяти

«Ой қозғаш» А.Өткүрниң сүритигә қарап тәсвирләп бериду

Толуқтуримән: Абдуреһим Өткүр (Тиләшев) қедимий уйғур шәһири Қумулда тижарәтчи аилисидә дунияға кәлди.Төрт йешида житим қалған Абдуреһим Өткүр Осман һажимниң қолида тәрбийилиниду.Башланғуч мәктәпни Үчтурпан шәһиридә оқуп,1936-1939-ж Үрүмчидә билим алиду,1939-ж дарилфунға (институт)оқушқа чүшиду,1942-ж униң педагогика факультетини әла баһалар биләни түгитип, 1942-1944-жж оттура мәктәптә оқутқучи болуп ишлиди. Яш өсмүрләрни милләтпәрвәрлик, вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийилигән.Яш өсмүрләр арисида азатлиқ үчүн күришишкә тәшвиқ қилип жүргән Абдуреһим Өткүрни 1944-ж түрмигә солиди.

1945-ж түрмидин чиқип һәр хил ишларни атқуруп кәлди. А.Өткүрниң ижадий паалийити 40-жж башлиниду,Үрүмчидә чиқидиған, «Шинжаң гезити»сәһипилиридә елан қилинди.бу жиллири Л.Мутәллип билән йеқиндин һәмкарлашти.70-ж «Мискин»тәхәллусини қолланған.80-жж шеирий вә нәсрий китаплири,илмий тәтиқат мақаллири бесилишқа башлиди.

Әсәрлири:

Шеирлар топлими: «Жүрәк муңлири», «Тарим бойлири».

Драма: «Чин модән», «Тамча қандин миллион чечәк»

Дастани: «Қәшқәр кечиси»

Романлири: «Из», «Ойғанған зимин»дилогияси

Китаплири: «Өмүр мәнзиллири»(шеир,дастан,нәсрийәлири)

Илмий мақалилири: «Ғәзниләр босуғисида»

Нәсрий әсәрлири: «Деңиздин сада», «Баш әгим», «Шеир вә шаир», «Қаш тешиға мәдһийә»

6.Йеңи мавзу бойичә билимини ениқлаш:

1.Дәрислик билән иш. Мәтинни жинжир арқилиқ ипадилик оқутуш

2.Дәптәр билән иш. Луғәт билән иш

3.Тапшурмиларни орунлаш

Мәнасини ечиш:3. Тапшурмиларни орунлаш

1-тап.Мәтин билән иш. Абдуреһим Өткүрниң һаяти вә ижадийити бойичә

А. Өткүр1. Топлаш стратегиясини қоллиниш.

Шаир,язғучи,алим муәллим

Қумулда милләтпәрвәрлик, вәтәнпәрвәрлик

1923-1995-ж «Өткүр» «Мискин»

ХХә Шеир Драма Дастан Роман Илмий мақалилар Нәсрий әсәрләр

2.Мәтиндин бәш жүмлидин бир талдин сөз елип мәтин түзимиз.

Абдуреһим Өткүр Қумулда тижарәтчи аилисидә дунияға кәлди. Башланғуч мәктәпни Үчтурпан шәһиридә оқуп,1936-1939-ж Үрүмчидә билим алиду,1939-ж дарилфунға (институт)оқушқа чүшиду,1942-ж униң педагогика факультетини әла баһалар биләни түгитип, 1942-1944-жж оттура мәктәптә оқутқучи болуп ишләйду. А.Өткүрниң ижадий паалийити 40-жж башлиниду. Үрүмчидә чиқидиған «Шинжаң гезити» сәһипилиридә шеирлири елан қилиниду. 80-жж шеирий вә нәсрий китаплири,илмий тәтиқат мақаллири бесилишқа башлайду.

3.«Бәш тармақ» стратегияси арқилиқ

  1. Ким? -1 шаир

  2. Қандақ? -2 язғучи, инқилапчи

  3. Немә қилди? -3 әсәр вә шеир язиду,Үрүмчидә билим алиду,Яш өсмүрләрни милләтпәрвәрлик,вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийилигән

  4. Ижадийитиниң асасий тәрәплири? -3 шеирий,нәсрий китаплар вә илмий тәтиқат мақалларни язди,педагогика факультетини әла оқуди, устаз болди

  5. Умумий түрдә? -1 инқилапчи

4.Бағлинишлиқ жүмлиләрни ейтиш

2-тап. Шеирлирини тәһлил ясаш

1.«Детальларни қошуш» стратегияси арқилиқ жүмлиләрни кәңәйитиш. «Яшлиқ» шеири бойичә

Яшлиқ чеғим-гүл беғим.

Яшлиқта көп тириш.

Яшлиқ кетип қайтқан йоқ.

Яшлиқ һаятқа кәң йол ачқин.

2.«Ичидә» вә «Сиртида» стратегия арқилиқ. Саваққа тегишлик вә тегишлик әмәс сөзләрни тәйярлап елип келимән, уларниң арисидин оқуғучилар «Ичидә» бүгүнки дәрискә қатниши бар сөзләрни язиду, «сиртида» дәрискә қатниши йоқ сөзләрни язиду.«Хәшлә,хаинлар хәшлә» шеири бойичә

Бүгүнки саваққа қатниши бар сөзләргә мавзуға лайиқлаштуруп мәтин кәлтүриду

Әлниң мели,гүл, һосма,парчә нан,мәктәп,Вәтән,дехан,китап оқуш,дукан,заман тәливи,көлниң белиғи, султан,яшлиқ байлиқ,милләт

ИЧИДӘ

СИРТИДА

Әлниң мели,һосма,парчә нан,дехан, дукан,көлниң белиғи, байлиқ,милләт

Гүл,мәктәп,Вәтән,китап оқуш,заман тәливи,султан,яшлиқ

3.«Яшлиқ» шеири бойичә Охшитишларда төрт түрлүк элементлар бар: яшлиқ чағ

Охшайдиған нәрсә, сүтниң қаймиғи,йеғи

Охшитилилған нәрсә гүл баққа

Охшаш исим қаймақ, яғ

Охшаш бир хил мүчиләр һәйвитим,сөлиитим,йөләнчим,теғим

4. Постер билән иш.«Хәшлә,хаинлар хәшлә» шеири бойичә

7.Йәкүнләш: рефлексия арқилиқ (стикер арақилиқ)

4. Графикилиқ диктант

1

Y

А.Өткүр (Тиләшев) қедимий уйғур шәһири Қумулда тижарәтчи аилисидә дунияға кәлди.

2

-

А. Өткүр төрт йешида житим қалған Абдуреһим Өткүр Абдулла һажимниң қолида тәрбийилиниду. Осман

3

Y

А.Өткүр Үчтурпан шәһиридә вә Үрүмчидә билим алиду,

4

Y

А.Өткүр педагогика факультетини әла баһалар билән түгитиду

5

-

А.Өткүр мәктәптә мудир болуп ишлиди. оқутқучи

6

Y

А. Өткүр яш өсмүрләрни милләтпәрвәрлик, вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийилигән.

7

Y

А.Өткүрни 1944-ж түрмигә солиди.

8

-

А.Өткүр түрмидин чиқип муәллим болуп ишлиди. һәр хил

9

-

А. Өткүрниң ижадий паалийити 50-ж башлиниду 40-ж

10

Y

А.Өткүр Л.Мутәллип билән йеқиндин һәмкарлашти.

8.Баһалаш:очуқ журнал бойичә баһалаш

Кейинки орунлинидиған тапшурма:

1. А.Өткүр һаяти. «Яшлиқ» шеирини ядқа елиш

2. Л.Мутәллипниң ижадийити вә шеирлири



© 2010-2022